Хитайниң “ипархан” намлиқ көп қисимлиқ картон филими талаш - тартиш қозғиди
2014.08.27

“ипар мәликә” сәрләвһилик картон филиминиң хитай һөкүмити бир тәрәптин, уйғур қаршилиқ һәрикитини қаттиқ бастуруп, йәнә бир тәрәптин, уйғур - хитай достлуқи, уйғурлар билән хитайларниң өз - ара никаһлинишини күчәп тәрғип қиливатқан мәзгилдә ишлиниши, мәзкур картон филим һәққидики талаш - тартишқа техиму чоң сорун һазирлап бәрди.
Картон филими қозғиған талаш - тартишниң нигизлик нуқтиси филимдики “ипархан” образидур. Картон филимни ишләватқан шинҗин чйәншяң мәдәнийәт тарқитиш чәклик ширкити, мәзкур филимдики “ипархан” образи уйғур - хитай икки милләтниң адавитини пәсәйтип, иттипақлиқни алға сүридиғанлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ филимдики “ипархан” образи билән уйғурларниң нәзиридики тарихий шәхс - “ипархан” оттурисида зор пәрқ мәвҗүт.
Чйәншяң ширкитиниң 104 қисимлиқ картон филимидики “ипархан” 18 - әсирниң оттуридики манҗу - хитай импиратори чйәнлуңға ашқ болуп, униңға чоңқур муһәббәт бағлиған уйғур мәликиси қилип тәрвирләнгән. Филимдә, чйәнлуң - ипархан оттурисидики муһәббәт чоңқурлишип шу дәриҗигә барғанки, бу мунасивәт орда әһкамлириниң вә һәтта хананисиниң көндәшликини қозғап, уларниң ипарханға зиянкәшлик қилишиға йол ачиду.
Бирақ, уйғур әдәбият вә тарихчилириниң көрситишичә, тарихтики ипархан вә уйғурларниң нәзиридики ипархан образи бу әмәс. Қазақистанда яшаватқан уйғур язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашироф, уйғурларниң ипарханни уйғурниң иман нури, дәп қарайдиғанлиқини тәкитләп, тарихни бурмилашқа болмайдиғанлиқини билдүрди.
У мундақ деди: ипархан, у, һаятта өзиниң муһәббитини, улуғ муһәббитини қандақ садиқлиқ билән тутуш керәк, шуни дәлиллигән қиз. Берипла, мән саңа көйдум - өчтүм, дәп кәткән ундақ иш йоқ, мән билгән тарихта. Әмди, улар қандақ тарихчиларкинтаң, тарихни буриса қандақ болиду. Мәсилән, бейҗиңда мән билгән ипархан һәққидә наһайити чоң истираһәт бағлири бар. У пәқәтла тарихта қолға чүшүп қалиду. Демәк, у сән маңа көйисән, деди. У яқ, сән мениң чин муһәббитим әмәс, мениң муһәббитим мениң хәлқим, деди. Аңлашқа өзиниң дегинини қилғузди. Ундақ болмиса, у дәврләрдә өзиниң дегинини қилип берәлмәйду. Униң апирип өзи дегән йәргә дәпн қилдурушини қандақ бурмилайду. Тарих һазир көп бурмилиниватиду, һәр ким өзигә тартиватиду. Бирақ һазирқи дәвр өтүп кетиду, 20 - 30 йилдин кейин башқа тарихчилар, башқа оқурмәнләр чиқиду. Бәрибир у тарих йәнә тарих болуп қалиду. Ипарханни мундақла, дәп қоюшқа болмайду. У хәлқиниң иман нури. Шуниң үчүн тарихни һәр түрлүк бурап кетишкә болмайду.
Тарихий мәнбәәләрдә, ипарханниң һәқиқи исми тоғрилиқ һәр хил қәйтләр бар. Бәзи мәнбәләрдә униң исми дилшат хатун, дәп көрситилсә, йәнә бәзи мәнбәләрдә нур әланур, дәп тилға елиниду. Униң һазирқи ипархан дегән исми болса, чйәнлуң хан дәвридики мәнчиң ордисиниң архиплиридики шяңфей дегән исим билән мунасивәтлик. Һалбуки, ипарханниң бейҗиңға елип берилип, чйәнлуң ханға тоқаллиққа мәҗбурлиниши, уйғурларниң кейинки тәқдиридә һәл қилғуч рол ойниған зор тарихий вәқә билән мунасивәтлик. Лекин хитай картон ширкитиниң филимидә бу тарихий реаллиққа орун берилмигән.
Тарихий мәнбәәләрдә, ипархан һидайтулла аппақ ғоҗиниң нәвриси әһмәт хан ғоҗиниң нәврә келини, дәп баян қилиниду. Әһмәт хан ғоҗиниң нәвриси чоң - кичик ғоҗиларни җуңғарлар ғулҗида гөрүгә тутуп турған. Ипархан кичик хоҗа - хоҗа җаһанниң аяли, дәп қәйт қилиниду. Ғоҗа җаһан 1759 - йили манҗуларға бәйәт қилишни рәт қилип, қәшқәрийәдә мустәқиллиқ җакарлиған чоң ғоҗа - бурһаниддин билән манҗу ишғалийитигә қарши уруш қилған. У бәдәхшанда әсиргә чүшүп, бейҗиңға елип берилған вә бейҗиңда қәтлиам қилинған.
Ғоҗа җаһан билән бейҗиңға елип берилған ипархан чйәнлуңға тоқаллиққа мәҗбурланған болсиму, бирақ тоқаллиқни рәт қилған. Бәзи мәнбәәләрдә, ипарханниң зәһәр ичип өлүвалғанлиқини яки хан анисиниң зәһәрләп өлтүргәнликини баян қилиду.
Әхмәтҗан һаширофниң билдүрүшичә, әгәр манҗу императори билән ипархан оттурисида романтик бир мунасивәтниң болғанлиқи раст болса, буниң тарихий дәлиллирини көрситиши керәк. Болмиса тарихий вәқәләрни бурмилап, уни мәлум сиясий программиға көтүрүш орунсиз.
У мундақ деди: дуняға кәлгән бир адәмниң шәхси йүрики болса, бир адәмни сөйүшкә, бир адәмни қәдирләшкә, муңдаш, сирдаш болушқа тәйяр, у тәбиәтниң қанунийити. Әмма буни бурмилапла силәрниң улуғ нәрсәңлар мана мушундақ болди, десә, буни дәлилләш керәк. Тарих дегән дәлил тәләп қилиду. Әмди, уяқ - буяқни ейтивәрсә, бәзидә бир тәсири болуп қелиши мумкин. Миңлиған адәм ойлинип қелиши мумкин. Хәлқниң һәммиси мәнбәләрни оқумиғанғу. Алим вә тарихчи болмиса авам хәлқ униң зир - зәвиригичә ипарханниң тарихини билмәйду. Шуниңға қарап һой, дәп қелиши мумкин яки һә - мундақкән, дәп қелиши мумкин. Бирақ чоқум бир пикиргә кәлмәйду. Аң сәвийәлик адәмләр һәр ким өзиниң пикири бар. Шуниң үчүн уни чоң бир сиясәткә апиришниң һаҗити йоқ. Әгәр тарихий пакит болса, уни паланчи йәрдә мундақ ейтилған, дәп көрситиш керәк. Мениң қәтий дәйдиғиним шу, қәйәрдә, қайси мәнбәдә шундақ йезилған, әң муһими шу мәнбәләрни көрүш керәк. Һечқандақ мәнбәдә йоқ болса олтуруп, бу шундақкән, дәп хәлқниң алдиға чоң программа билән чиқиш орунсиз болиду.
Бирақ, йәнә бәзи зиялийларниң қаришичә, хитайниң бу хил картон филимләрни ишләп базарға селишидики узун мәзгиллик нишани уйғур - хитай арисидики пәрқни йоқитип, һәм хитай, һәм шәрқий түркистанлиқ йеңи бир хил типларни яритиштур. Уйғур гуңга шеирийитиниң асасчиси, шаир әхмәтҗан осман бу қараштики уйғур зиялийлириниң бири.
У мундақ деди: бу йәрдики мәсилә, уйғурларниң көңлини утуш мәсилиси әмәс. Бу йәрдики мәсилә, уйғур тарихий шәхслириниң сәргүзәштлири вә һаятини бурмилаш арқилиқ өзлири йүргүзүватқан сиясәтниң тоғрилиқини тәшвиқ қилиштин ибарәт. Болмиса, уйғурларниң қобул қилиш - қилмаслиқи, буниң тоғра - хаталиқи улар үчүн анчә муһим әмәс. Муһими уларниң өзиниң тәшвиқати вә бу тәшвиқатиниң бурмиланған асаси. Әлвәттә, ипарханниң тарихий һәқиқити, ипарханниң һазир хитайлар яритиватқан тарихий образиниң әкси икәнлики ениқ. Уйғурларму шундақ билиду, шундақ болушини үмид қилиду. Лекин хитайлар ипарханниң образини бурмилап һазирқи бу шәкилдә тәшвиқ қилса, йеқин кәлгүсидә уйғурлардин, хитайлардин бир әвлад уйғур - хитайларни йитилдүрүвалса, бу өзи үчүн пайдилиқ, дәп қарайду. Чүнки, бу әвлад өзлирини һәм җуңголуқ һәм шәрқий түркистанлиқ, дәп қарайду. Өзлирини һәм уйғур, һәм хитай дәп қарайду. Шуниң билән, мустәмликә қилғучи вә мустәмликә қилинғучи дегән бу чәк - чегра түгәйду.
Картон филимини ишлигүчи ширкәтниң билдүрүшичә, бу картон филими қәшқәр һөкүмәт даирилириниң тәвсийә вә һәмкарлиқида ишләнмәктә икән. Қәшқәр даирилири “шинҗаңдики миллий әнәнә вә мәдәнийәт тәрәққиятини картон филими арқилиқ әкс әттүрмәкчи болған”, “йәр шари вақти гезити” болса “шинҗаңниң картон филими арқилиқ идеологийә уруши елип бериватқанлиқи” ни тәкитлигән.