Шветсийә лунд университетида сақлиниватқан қол язма әсәр - җәң маршлири

Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2013.04.19
milliy-armiyechekinish-305.jpg Мунтизим миллий армийә.
RFA

Шветсийә лунд онверсититиниң кутупханисидики уйғурларға даир материяллар ичидә сақлиниватқан “маршлар” топлимиға җәми 12парчә марш киргүзүлгән болуп, 9 парчисиға “әскәрләр марши”, 3парчисиға “мәктәп марши” дәп изһат йезилған.

“маршлар” топлиминиң муқависи болмиғанлиқи үчүн биринчи бетиң үстигә швитлар тәрипидин шветчә “уруш нахшилири, шәрқий түркистан, 1933 - 1934” дегән хәтләр йезип қоюлған.

Бу маршларда асасән 20 - әсириниң 30 - йиллири уйғур елидә йүз бәр қозғилаң вә инқилабқа болған қизғинлиқ, хорлуқтин қутулуш йолидики үмидварлиқ вә иман етиқадқа болған қизғин муһәббәтләр әкс әттүрүлгән. Маршларниң диққәткә сазавәр йәнә бир тәрипи шуки, униңдашу дәвирләрниң мөтивәрлири болған хоҗа нияз һаҗи вә түмүр сиҗаңларниң исми учрайду. Мәсилән, биринчи маршта мундақ баянлар бар:

Һәммимиз яш әскәрмиз,
Дин, иман бар қәлбимиздә.
Түркниң қәлби тинч болсун,
Раһәт уюсун ордимиздә.
Хоҗа нияз ғази ата,
Хоҗа нияз ғази ата.

Иккинчи марш мәхсус түмүр сиҗаңға беғишланған болуп, маршта түмүр сиҗаңни түмүр паша дәп атайду.

Түмүр паша өзи яштур,
Милйон әскәрләргә баштур.
Капирларға бағри таштур,
Миң яшисун түмүр паша.

Чоңларниң ейтишиға қариғанда, түмүр сиҗаң қәшқәрдә турған мәзгиллиридә хәлқ арисида чоң тәсир қозғиған шәхискә айланға болуп, униң намиға беғишланған нахша - қошақлар көпләп барлиққа кәлгәникән.

Бу һәқтә көз қаришини баян қилған абдуғений мундақ деди:

Түмүр сиҗаң 20 - әсириниң 30 - йиллиридики уйғур тарихини яратқан мәшһур шәхисләрниң бири болсиму, әмма униң намиға беғишланған шеир, қошақларни дәвримиздә учритиш наһайити қийин, һәтта йоқ дейәрлик. Уйғур тарихи қошақлириниң әң чоң қамуси болған 4 томлуқ “уйғур тарихи қошақлири қамуси” дегән китабқиму түмүр сиҗаң һәққидә һечқандақ қошақ киргүзүлмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.