Уйғур диний зиялийлар: мәмтимин буғра өз нөвитидә йәнә бир диний алим иди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2015.05.07
muhemmet-imin-bughra.jpg Муһәммәдимин буғра(алдинқи рәт оң тәрәптә қара кийимлик) хотәнниң өлимаси билән. 1933-Йили хотән.
http://en.wikipedia.org

Уйғур йеқинқи заман тарихидики мәшһур шәхсләрдин муһәммәд емин буғра кишиләр арисида сиясийон, язғучи, шаир, тарихчи вә инқилабчилиқ сүпити билән тәриплинип кәлгинидәк, у диний җәһәттиму алаһидә көзгә көрүнәрлик нопуз игиси иди.

Голландийәдики диний зиялий әйса қариһаҗим вә һүсәйин тәҗәлли әпәндиләрниң қаришичә, хитай коммунистлири ишғалидин кейин уйғур тарихида өткән мәшһур шәхсләрниң әқидә-етиқади вә диний пикир-ғайиси ахбарат саһәсидин узат тутулуп, нәзәрдин сақит қилинған.

Әйса қариһаҗим мәрһум муһәммәд емин буғраниң тәшвиқат саһәлиридә кәм тутулуватқан тәрәплири һәққидә тохтилип: “у әйни замандики бүйүк бир диний алим иди” деди.

Униң қаришичә, муһәммәд емин буғраниң дөләт қуруш вә мустәқиллиқ күрәш йолидики пикир қарашлири замандашлиридин үстүн бир сәвийидә намаян болған.

Һүсәйин тәҗәлли әпәндиниң билдүрүшичә, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәсис қилған “ана тил мәктипи” дә хилидин бери шәрқий түркистан тарихи дәрслики турғун алмас язған “уйғурлар” вә муһәммәд емин буғра язған “ шәрқий түркистан тарихи” намлиқ китаблар асас қилинғанлиқи үчүн, униң оқуғучилар арисидики тәсири яхши болған.

Һүсәйин тәҗәлли әпәнди дәрс өтүш җәрянида мәрһум муһәммәд емин буғраниң тәшвиқат саһәсидин узақлаштурулған нурғун әмгәк мевилири вә пикир-идийилири барлиқини һес қилған.

Униң илгири сүрүшичә, муһәммәд емин буғраниң муһаҗирәттики һаятида зор өзгириш болған болсиму, мәқсәт-ғайиси вә күрәш ирадисидә өзгириш болмиған.

У сөзиниң ахирида мәрһум муһәммәд емин буғраниң өзигә тәсир көрсәткән вә қолға кәлтүргән нәтиҗилири һәққидики көз қарашлирини ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.