Чаған кечиликидики уйғур-хитай инақлиқ программилири әйибләшкә учриди

Мухбиримиз меһрибан
2017.01.30
uyghurda-chaghan-panus.jpg “бавди” базирида шәһәр аһалилири чағанлиқ асма буюмларни таллаватқан көрүнүш. 2016-Йили 16-январ, корла.
uy.ts.cn

Хитайниң 2017-йиллиқ чаған кечиликидики уйғур-хитай инақлиқи тәшәббус қилинип, милләтләр иттипақлиқи мәдһийиләнгән программилири, хитай һөкүмәт таратқулирида “уйғур-хитай бир аилә кишилиридәк инақ вәзийәтниң символи” дәп мәдһийәләнди. Әмма хитайдики иҗтимаий алақә торлирида, бу йиллиқ чаған кечиликидики программилар хитайниң чағанлиқ сәнәт кечилик тарихидики әң қизиллашқан “сахта миллий инақлиқ мәдһийиләнгән” тетиқсиз программилар болғанлиқи қәйт қилинип қаттиқ тәнқидкә учриди.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләр бу йиллиқ чағанлиқ кечилик һәққидә тохтилип, уйғурларниң миллий өрп-адити вә ғурури дәпсәндә қилинидиған бундақ сиясий тәшвиқатлириниң уйғурлардики наразилиқ кәйпиятини техиму күчәйтидиғанлиқини агаһландурди.

Хитай һөкүмәт таратқулириниң уйғур дияридики миллий инақлиқ мәдһийәлинидиған, муқимлиқ тәкитлинидиған тәшвиқат хәвәрлири йиллардин буян давамлишиватқан болуп, хәлқ тори, шинхуа агентлиқи қатарлиқ һөкүмәт хәвәрлириниң бу йиллиқ чағанлиқ сәнәт кечилики һәққидә йезилған “чағанлиқ кечиликтә миллий инақлиқ роһини намаян қилған ‛тордики чолпан тәхәй юртиға қайтти‚, ‛хушал-хурам чағанни тәбрикләйли‚ намлиқ итотта тәңритағ муһәббити мәдһийәләнди” сәрләвһәлик мақалилиридә чаған кечиликидики миллий иттипақлиқ вә милләтләр арисидики меһри-муһәббәт әкс әткән сәнәт номурлириниң алқишқа еришкәнлики мәдһийәләнди.

Әмма, хитай һөкүмәт таратқулиридики хәвәрләрниң әксичә, хитай тордашлири 2017-йиллиқ чағанлиқ кечилик һәққидә язған инкаслирида, йеқинқи бирқанчә йилдин буян бу хил сиясий тәшвиқат түси барғанчә қоюқлашқан чағанлиқ кечиликләрдин һәқиқий бәдиий зоқ алалмиғини үчүн программини ахирғичә давамлаштуруп көрүшкә райи йоқлуқи һәтта көрмәйдиғанлиқини билдүрүшкән.

Хитайниң синна торида бу йиллиқ чаған кечиликини тәнқидлигән тордашлар йәнә, нуқтилиқ һалда чағанлиқ кечиликтә мәдһийәләнгән уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған хәлқләрниң хитай дөлити вә компартийисидин миннәтдарлиқи, сахта бәхт туйғуси вә миллий инақлиқ мәдһийәләнгән программилар үстидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң бу хил тетиқсиз сиясий тәшвиқатлиридин нәпрәтлинидиғанлиқини билдүргән.

Уйғур дияридин радийомиз зияритини қобул қилған суң әпәнди, хитайниң чағанлиқ сәнәт кечиликиниң очуқ-ашкара сиясий тәшвиқат икәнликини тәнқидләп “мән 80-йиллардики дең шавпиң заманидин тартипла чағанлиқ кечиликни көрүп келиватимән. Һәр дәврдики чаған кечиликидә сиз диң шавпиң, җяң земин, ху җинтав вә һазирқи дөләт рәһбири ши җинпиңниң сиясити қатарлиқларниң әмәлийәттә охшаш бир линийидә меңиватқанлиқини көрисиз. Мән көргән чаған кечиликлириниң һәммисиниң охшаш бир сиясий мәзмуни бар, у болсиму компартийә рәһбәрликини вә хитай хәлқиниң аталмиш бәхтлик турмушини әкс әттүрүш. Мениңчә, йиллардин буян давамлишиватқан чағанлиқ сәнәт кечилики һәргизму хәлқниң сәнәт кечилики әмәс, бәлки компартийиниң сәнәт кечилики, компартийиниң байрими. Йәни компартийиниң хәлққә мәниви җәһәттин мәст қилғучи зәһәрлик туманни оқ қилип атидиған, хәлқни бу хил мәниви зәһәрни әфйүнға хумар болғандәк сүмүрүшкә мәҗбурлайдиған сиясий тәшвиқат күни” деди.

Чәтәлләрдики сиясий анализчилардин америкидики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханим,хитай һөкүмитиниң йиллардин буян давамлаштуруп келиватқан бу хил сиясий тәшвиқат түси қоюқ болған сәнәт программилири һәққидә тохтилип, бу хил тәшвиқатларниң хитай тордашлири тәнқидлигәндәк, мәхсус пуқраларниң меңисини ююш мәқситидики “мәниви әфйүн” болупла қалмастин, йәнә мәхсус уйғурларға хитай мәдәнийитини теңиш, уйғурлардики миллий адәт вә миллий роһини һақарәт қилидиған чакина васитиләр арқилиқ уйғурлуқ миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүрди.

Зубәйрә ханим йәнә, хитай иҗтимаий алақә торлирида хитай тордашлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған бу хил миллий кәмситиш вә һақарәт түси қоюқ болған сәнәт программилириға қарита немә үчүн уйғур тордашлириниң наразилиқ инкаслириниң шу қәдәр азлиқи диққәт қозғайдиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмәт даирилириниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш сиясити уйғурларни нөвәттә бу хил буруқтум һаләткә мәһкум қилғанлиқини, әмма бу һаләт узун давамлашмайдиғанлиқини, миллий ғурури дәпсәндә қилинған, қаттиқ бастурушқа учраватқан уйғурларниң хитай һөкүмитиниң миллий зулумиға болған қаршилиқ кәйпиятиниң барғанчә күчийип, қаршилиқ һәрикәтлириниң көпийишигә сәвәб болидиғанлиқини агаһландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.