Бишкәктә уйғурлар сабиқ миллий армийә қурулғанлиқиниң 71 йиллиқини хатирилиди


2016.04.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Bishkek-2016-Yil-8-Apill.jpg Бишкәктә өткүзүлгән сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң 71 йиллиқини хатириләш паалийитидин бир көрүнүш
RFA

8-Апрел күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһириниң 1-аламедин районидики мәрипәт өйидә қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң 71 йиллиқини хатириләш паалийити болуп өтти. Шәһәр вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән уйғур җамаәтчилики қатнашқан мәзкур мурасимгә “иттипақ” рәиси артиқ һаҗийеф риясәтчилик қилди. У йиғинни очуқ дәп елан қилғандин кейин, әркинлик үчүн қурбан болғанларға атап хәтмә қуран оқулуп, җәмийәт рәисиниң орунбасари бәхтияр қасим миллий армийиниң қурулуш тарихи вә униң бесип өткән җәңгивар йоли һәққидә доклат қилди.

Мурасимда сөзгә чиққан шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң сабиқ җәңчилири мәсуд һаҗи мусайеф вә аблимит һаҗи бакрийефлар өткән әсирниң 40-йиллири уйғур елида елип берилған миллий азадлиқ һәрикити һәм өзлириниң миллий армийә сепидики хизмәтлири һәққидә әслимилирини баян қилди.

1946-Йили 16 йешида пидаий болуп урушқа атланған мәсуд һаҗи мусайеф радиомиз зияритини қобул қилип, шу чағларда бешидин өткәнлири һәққидә мундақ деди: “текәс 1-атлиқ полкиға йолланма бәрди. Моңғулкүрәдә комендант ескадронида хизмәт қилдуқ. Шәрқий түркистан һөкүмитимиз йеңи қурулған мәзгилләрдә иқтисадий тәрәптин йетишмәслик әһваллири болуп туратти. Шундақ болсиму миллий армийә әскәрлириниң роһи наһайити үстүн иди. Чүнки ай юлтузлуқ байриқимиз қолимизда турса, дөлитимиз қурулуватса, әлвәттә, хушал болаттуқ. Шу вақитта исһақбекниң 1-атлиқ полки тәшкилләнгән вақти икән. Ақсуға чүшүп, қәшқәрни алимиз дәп тәйярлиниватқан вақит иди. Шу вақитта битим мәсилиси чиқип, һәммә нәрсә тохтап қалди.”

Миллий армийини хатириләш мурасимида шундақла дуня уйғур қурултийиниң қирғизистан бойичә вәкили розимуһәммәт абдулбақийеф сөзгә чиқип рабийә қадир башлиқ дуня уйғур қурултийиниң елип бериватқан ишлири һәққидә мәлумат бәрди. У мушу йили фирансийә пайтәхти парижда дуня уйғурлириниң нөвәттики қурултийиниң ечилидиғанлиқини, 30-март күни америка пайтәхти вашингтонда рабийә қадир ханимниң әлмунер фондиниң “өмүрлүк нәтиҗә” мукапатини тапшуруп алғанлиқини, шундақла дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитет рәиси долқун әйсаниң “коммунизм қурбанлири хатирә фонди”ниң әркинлик медали билән мукапатланғанлиқини хәвәр қилди.

Зияритимизни қобул қилған миллий армийә җәңчиси аблимит һаҗи бакрийеф 1945-йили 8-апрел күни ғулҗида миллий армийиниң қурулғанлиқиниң рәсмий елан қилинғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “шу вақтида ғулҗида азад нишанлиқ 2-полк қурулди. Бу полк кәңсай, җиң, шиху фронтлирини бесип өтүп, манас дәрясиниң бойиға барғанда, 1946-йили март айлирида азадлиқ армийигә пидаий болуп киргәнидим. Манаста биз окопларда алтә ай хизмитимизни өткүздуқ. Нурғун җапа тарттуқ. Әмма җапа тартсақму миллий армийә қурдуқ, шәрқий түркистан уйғур дөлити қуридикәнмиз, хитайни қоғлап чиқидикәнмиз дегән хушаллиқ билән, биз бу инқилабни қилған. Қилған ишлиримиз вәйран болди. Үмидимиз үзүлди. Бу йәрләргә чиқип, бу йәрләрдиму көргәнни көрдуқ. Худаға миң қат шүкри, дегән билән рабийә қадир аял җени болсиму, вәтән давасини қилип, дуняға җар селип чиққандин кейин, йәнә қәддимиз көтүрүлди.”

Мурасим ахирида қирғизистан уйғурлириниң “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисиниң сабиқ җәңчи, офитсерлириға соғилирини тапшурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.