Хитай һөкүмити уйғур миллий кимликини йоқитиш мәқситигә йетәләмду?

Мухбиримиз ирадә
2018.10.29
xitaylashturush-kiyim-2.jpg Әтрапи сим тикән билән чегриланған йәслидә, қаранчуқсиз қанған уйғур өсмүрләргә хитай мәдәнийитиниң түсини алған кийимләр кийдүрүлгән.
Social Media

Хитай һөкүмити уйғур елидә йүргүзүватқан лагер системиси вә шундақла уйғур миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилған сиясәтлири хәлқарада күчлүк тәнқидигә учраватқан бир пәйттә, уйғур районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго бир йиғинда сөз қилип, уйғур елидә мәңгүлүк әминлик бәрпа қилиш үчүн һазирқи сиясәтләрни 200 йиллиқ күрәш нишани бойичә қәтий давамлаштуридиғанлиқини җакарлиған. Уйғур елидики вәзийәтни көзитип келиватқан көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң бундақ усуллар арқилиқ арзу қилған нишаниға йетәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

28-Өктәбир күни уйғур елидә “аптоном район бойичә тәшвиқат -идийә хизмәт йиғини чақирилған. Йиғинда, уйғур районлуқ парткомниң секретари чен чүәнго сөз қилип, “хитай дөләт рәиси ши җинпиң башчилиқидики шинҗаңни идарә қилиш сияситини қәтий давамлаштуруп, мәңгүлүк әминликни қолға кәлтүрүш баш нишаниға йетишни” тәкитләп өткән.

Чен чүәгониң йиғинда қилған сөзиниң текисти “тәңритағ тори” да елан қилинған болуп, у йиғинда қилған сөзидә, 5 мадда бойичә: “шинҗаңда мәңгүлүк әминликни бәрпа қилип, баш нишанни әмәлийләштүрүштики 200 йиллиқ күрәш нишанини тәврәнмәй қәтий давамлаштуруш, сиясий идийә җәһәттә ипадә билдүрүш һәрикитини давамлаштуруш, икки йүзлимичиләр вә дини ашқунларни давамлиқ қезип чиқириш, үч хил күчләргә қарши күрәшни адаққичә давамлаштуруш, пантүркизм вә пан-исламизға қарши күрәш қилиш, һәрқайси милләт кадир -аммисиниң тоғра болған дөләт еңи, тарих еңи, милләт вә мәдәнийәт еңи, дин еңини турғузушиға йетәкчилик қилиш, “шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң җуңхуа мәдәнийитини тонушини илгири сүрүш” қатарлиқларни тәкитлигән.

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, чен чүәнгониң юқиридики бу сөзлири хитай һөкүмитиниң уйғур елидә нөвәттә иҗра қиливатқан йепиқ тәрбийә лагерлирини вә “қайта тәрбийәләш” дәп атиливатқан, әмәлийәттә уйғур миллий кимликини йоқитишни мәқсәт қилған сияситини изчил давамлаштуридиғанлиқиниң сигнали икән. Америкидики сиясий анализчи, уйғур америка бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтики сөзидә, бу сигналниң бир яқтин уйғурларниң үмидини сундуруш үчүн берилгән болса, йәнә бир яқтин уйғур елидә вәзипә иҗра қиливатқан хитай кадирларға мәдәт беришни мәқсәт қилғанлиқини ейтиду.

Уйғур аптоном районлуқ коммунистик партийә комитети, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси, мәдәнийәт назарити, ахбарат-тор учур идариси қатарлиқ тәшвиқат-идийәви ишларни қилидиған орунларниң башлиқлирини йиғин ачқан мәзкур идийәви күрәш вә тәшвиқатни күчәйтиш йиғиниға йиллардин буян уйғур елидики сиясий бастуруш вә тәқибләшкә йетәкчилик қиливатиду дәп қариливатқан партком сиясий-қанун комитети мәсули җу хәйлүн риясәтчилик қилған.

Хитай һөкүмити уйғур елидә йеқинқи бир қанчә йилдин буян “кәспий тәрбийәләш орни” дәп нам берилгән лагерларға бир милйондин ошуқ уйғурни йиғип, уларға хитай тили вә мәдәнийитини зорлаш, лагерниң сиртидикиләрниму пүтүн күнлүк хитайчә тили оқутушиға орунлаштуруш, мәктәпләрдә уйғур тили маарипини чәкләш вә һәтта мәктәп қоруси ичидә ана тилда сөзләшкәнләрни җазалаш, балиларға җуңхуа мәдәнийити намида хитай мәдәнийәт амиллирини сиңдүрүш, һалаллиққа қарши туруш қатарлиқ һәрикәтлирини шиддәт билән күчәйткән иди. Хәлқарадики демократик әлләрниң вә уйғур миллий мәдәнийитини тәтқиқ қилип келиватқан һәрқайси тәтқиқатчилар хитай һөкүмитиниң бу һәрикәтлирини қаттиқ тәнқид қилиш билән биргә, униң пүтүнләй әксичә үнүм беридиғанлиқини билдүрмәктә.

Америкидики корнел университетиниң антропологийә профессори магнус фискәсйө әпәнди бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, анисиниң кичик вақтидики әслимилирини мисал қилип туруп, бир милләтниң тили вә мәдәнийитини башқиларға мәҗбурлап теңиш арқилиқ, хитайниң көзлигән мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини әскәртти.

Униң баян қилишичә, униң аниси норвегийәлик болуп, 1940-йилларда натсистлар германийәси норвегийәни бесивалғанда у техи 10 яш икән. Натсистлар 2-дуня урушида мәғлуп болуп норвегийәни қайтуруп бәргичә болған 5 йил җәрянда норвегийәдики мәктәпләрдиму улар норвегийә балилириға герман тилини мәҗбурий оқутқан икән. Җүмлидин униң шу чағларда 10-15 яшларда болған анисиму мәктәптә германчә оқушқа мәҗбур болғаникән. Магнус әпәнди әскәртип: “мана шу сәвәблик апам өмүр бойи герман тилидин бизарлиқ һес қилип кәлгән иди. Чүнки, бу тил униңға мәҗбурий теңилған. Шуңа мән бундақ сиясәтләрни әкс тәсир пәйда қилғуч сиясәтләр, дәп қараймән. Мәсилән, өзүмни елип ейтсамму, мән хитай тилини яш вақтимда өзлүкүмдин наһайити зор иштияқ билән өгәнгән. Өзүмни хитай тилини хели яхши өгәндим, дәп қараймән. Бирақ, һазир мән чеғимда хитай тилидин биарамлиқ һес қилишқа башлидим. Һәр қетим мән хитай һөкүмитиниң уйғурларға хитай тилини мәҗбурлаватқанлиқи һәққидики хәвәрләрни оқуғинимда шундақ биарам болуп кетимән. Әслидә бу хитайниң өзигә зиянлиқ. Хитайниң қиливатқанлири униң хәлқарадики образиға наһайити зор зиян бериватиду” деди.

Дәрвәқә хитай һөкүмити уйғур җәмийитидә дин, илим-пән, маарип, тил, мәдәнийәт вә иқтисад саһәсидә көзгә көрүнгән уйғурларни лагерға тутқун қилиш арқилиқ өз мәқситиниң өзлири тәшвиқ қиливатқинидәк “террорлуқ вә дини радикаллиқниң зийиниға учриған уйғурларни тәрбийәләш” әмәсликини очуқ ашкарилап бәргән иди. Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, уйғур аптоном райони партком секретари чен чүәнго “200 йиллиқ күрәш нишани” дегән сөзни ишлитиш арқилиқ хитайниң таки мәнчиң дәвридин башлапла уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиштин ибарәт мәқситини йәнә бир қетим ашкарилап бәргән.

Профессор магнус әпәнди болса хитай һөкүмитиниң уйғурларни ассимилятсийә қилип йоқитиш сияситини әмәлгә ашиду, дәп қаримайдиғанлиқини ейтти. У сөзидә: “хитай һөкүмити уйғурларни лагерға солаш арқилиқ уларни қаттиқ қорқутуши вә бу арқилиқ бойсундуруши мумкин. Илгири натсистларниң йәһудийларға йүргүзгән лагер сияситидиму охшаш әһвал көрүлгән. Әпсус, уйғурлар бир мәзгил қорқуш түпәйлидин вақитлиқ бойсунуши вә бәзи нәрсиләрдин ваз кечиши мумкин. Чүнки уларниң бешидин өткүзгини наһайити еғир бир трагедийә. Бирақ, бу дегәнлик милләт йоқайду дегәнлик әмәс. Узун муддәттин елип ейтқанда бу йоқитилған қиммәт қарашлар қайтип келиду. Милләт аста -аста әслигә келиду әмма һәргиз йоқимайду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.