Доктор абләт сәмәт: “атимизниң өлүми бизгә дәрд, милләткә мусибәт болди”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.01
Mirsultan-Osman-Turkiyede-02.jpeg Мәрһум тилшунас вә түрколог мирсултан осман әпәнди түркийә ғази университетида. 2015-Йил, әнқәрә, түркийә.
RFA/Abduweli Ayup

2017-Йили биринчи декабир сәһәрдә тилшунас, устаз мирсултан осман вапат болди. “атимизниң өлүми биз үчүнла әмәс, милләт үчүнму зор йоқитиш болди. Бу дуняда биз йетим болдуқ, милләт игисиз қалди. Бүгүн атимизниң өлүми бизгә дәрд вә матәмдар уйғур хәлқигә қош мусибәт болди” деди, телефонимиз мәрһумниң күйоғли доктор абләт сәмәткә уланғанда.

Бу хәвәр уйғур елидики “нур тори” да тарқитилғандин кейин уйғурчә иҗтимаий таратқуларни һаза сүрәтлири, тәзийәнамиләр вә әслимиләр қаплиди. Вәтән ичи вә сиртидики уйғур зиялийлардин мәшһур шаир боғда абдулла, шаир чимәнгүл авут, тилшунас ғәйрәт абдурахман қурғар, профессор алимҗан инайәт, доктор әсәт сулайман қатарлиқлар иҗтимаий таратқуларда тәзийәлирини билдүрүшти.

Биз тилшунас мирсултан османниң кишилик пәзиләтлири, уйғур зиялийлири вә илим саһәсидики орни, мәрһум язған әсәрләрниң уйғур мәдәнийитидә тутқан орни һәққидә муһаҗирәттә яшаватқан уйғур зиялийлири билән сөһбәт өткүздуқ. Сөһбитимизгә америкидин шаир таһир һамут, түркийәдин доктор һәсәнҗан абдуваһит, әнгилийәдин әдиб әзиз әйса әлкүн қатарлиқлар иштирак қилди.

1. Өзи кичик пеил, сәмимий адәм иди

Доктор абдулваһит әпәнди 2015-йили өктәбирдә әнқәрәдә мәрһум билән учрашқан чағларни әсләп, түркийәниң қурғучиси ғази мустапа камалниң нами билән аталған бир университетта туғулған күни тәбриклиниватқан бир затниң у қәдәр кәмтәр вә кичик пеиллиқидин тәсирләнгәнликини баян қилиду. Мәрһум йиғинда сөзгә тәклип қилинғанда хитайниң нәччә миң километир йирақтин келиватқан хирислириға пәрва қилмастин сөз қилғанлиқини, партийә, һөкүмәт, миннәтдарлиқ дегәндәк ядқа айланған ибарә ишләтмигәнликини сөзләп бәрди.

2. Уйғурларда йеңи әвлад зиялийлардин бири

Шаир таһир һамут өзиниң алий мәктәптә уйғур тили тәтқиқати бойичә оқуватқанда мәрһумниң қәдимки уйғур тили, чағатай уйғур тили вә һазирқи уйғур тилиға аит әсәрлирини өгәнгәнликини, мәрһумни уйғурларниң тил, әдәбият вә тарихи тәтқиқатиға төһпә қошқан башламчиларниң бири дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди. Униң ейтишичә, мирсултан осман уйғурларниң заманиви маарип билән учрашқандин кейин оттуриға чиққан йеңи әвлад зиялийларниң бири икән. У йәнә мәрһумниң чәтәлликләрниң қолида тәтқиқ қилинип кәлгән уйғуршунаслиқниң уйғурларниң өз қолиға қайтип келишидә ролиниң гәвдилик болғанлиқини шундақла тәтқиқат нәтиҗилири билән хәлқарадики кәсипдашларниң етирап қилишиға еришкәнликини баян қилди.

3. Йол ачқан вә йол башлиған алим

Профессор алимҗан инайәт әпәнди мәрһум мирсултан османниң тәтқиқат һаяти һәққидә тохтилип, уни “мәрипәт мәшили” дәп атиди. У мәрһумниң 65 йиллиқ издиниш мусаписидә уйғур диалект тәтқиқати, классик әдәбият тәтқиқати вә “түрки тиллар дивани” тәтқиқати саһәсидә йол ачқучилардин болғанлиқини, шагирт йетиштүрүшкә әһмийәт берип уйғур елида вә чәтәлләрдә бир әвлад күчлүк уйғуршунасларниң шәкиллинишигә түрткә болғанлиқини баян қилди.

4. Әмәлий җаваб ана тилни өгиниш вә қоғдаштур

Әнглийәдә яшаватқан шаир әзиз әйса әлкүн әпәнди, мирсултан османовниң хотән, қумул, лопнур шевилири һәққидики тәтқиқатини уйғур әдәбий тилини бейитишта муһим әһмийәткә игә дәп қарайдикән. У мәрһумниң “уйғур әдәбий тилиниң имла вә тәләппуз луғити” дегән китабини йенидин айримай кәлгән болуп йезиқчилиқ вә тәтқиқат һаятида даим пайдилинип туридикән. У мәрһумниң әмгәклирини өгиниш, тәтқиқатиға варислиқ қилиш вә ана тилни қоғдашни алимниң вапатиға һәқиқий ечинғанлиқ вә матәм билдүргәнликниң бәлгиси дәп қарайдикән. Шаир таһир һамутму уйғур тили йоқитилиш хирисиға дуч кәлгән пәйттә алимниң ана тил һәққидики тәтқиқатиға варислиқ қилишни тәхирсиз буруч дәп һисаплайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.