Қазақистан уйғурлири атақлиқ режиссор вә артис муһит һезимофтин айрилди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.10.29
Ataqliq-rejissor-we-artis-muhit-hezimof.jpg Қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур тиятириниң режиссори, тонулған артис мәрһум муһит һезимоф әпәнди.
RFA/Oyghan

26-Өктәбирдә алмутада қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур тиятириниң режиссори, тонулған артис муһит йолдаш оғли һезимоф 65 йешида аләмдин өтти.

Игилишимизчә, муһит һезимоф уйғур тиятирида узун йиллар ишлигән һәм бу җәрянда көплигән әсәрләрни сәһниләштүргән һәм өзиму ролларни ойниған. Болупму униң кейинки вақитларда улуғ уйғур мутәпәккури мәһмуд қәшқәриниң ролини ойнап чиқиши тамашибинларда күчлүк тәсир пәйда қилған.

Уйғур тиятириниң режиссори ялқун шәмийефниң ейтишичә, муһит һезимоф тиятирниң әң талантлиқ артислириниң бири болған икән. У мундақ деди: “тиятирда артислар көп, бирақ муһиттәк артислар аз, чүнки башқиларға қариғанда у үстүн туратти. Муһитниң ойниған роллири наһайити үнүмлүк чиқти. ‛корил лир‚ драмисида корол лирниң ролини униңға тапшурған идим. Бу ролни у яхши ойнап чиқти. Буни тәнқидчиләрму, тамашибинларму көрди”.

Ялқун шәмийеф артис сүпитидә муһит һезимофни наһайити һөрмәтлигәнликини, униң талантини башқа артисларға, болупму яшларға үлгә қилидиғанлиқини оттуриға қойди. У муһит һезимоф талантиниң һәртәрәплимә вә хилму-хил болғанлиқини мундақ тәкитлиди: “заманиви артис нахшиниму ейтиши, уссулму ойниши керәк, сазму челиш керәк. Бу җәһәттин муһитниң таланти бар иди. Муһит һәм трагедийә һәм комедийәдиму яхши рол алатти. Униң рол елиш түрлири наһайити көп иди. Кейинки йилларда саламәтлики начарлишип қалди. Сәһнидә чоң ролларни анчә ойниялмай қалди”.

Муһит һезимоф қириқ йиллиқ иҗадийити давамида көплигән драма-тиятирларда баш ролларни ойниған. Шекиспирниң “корол лир” намлиқ әсиридики лир, җалалдин асимоф вә абдулһәй садирофниң “анархан” драмисидики һәмраһ, , қазақ язғучиси ғәбит мүсрепофниң “қиз жибек” драмисидики тулеген, әхмәтҗан һаширийниң “муқамчилар” драмисидики муқамчи, йүсүпбәк мухлисиниң “қош юлтуз” тарихий әсиридики мәһмуд қәшқири вә башқилар шуларниң җүмлисидиндур.

Муһит һезимоф режиссор сүпитидиму көпчиликниң диққитигә сазавәр болған. Униң кейинки вақитларда пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки башқа милләт вәкиллириниң әсәрлириниму сәһниләштүрүп, бу җәһәттә көп утуқларға еришкәнлики мәлум. Уйғур тиятириниң артиси гүлбаһар насирова көп йиллар давамида өзиниң муһит һезимоф билән һәмкарлиқта ишлигәнликини, униң режиссорлуқ талантидин яхши хәвәрдар икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “униң башқиларға охшимайдиған алаһидилики - у уйғурниң дәрдини, тарихини яхши өзләштүргән режиссор иди. Мәсилән, ‛лутпулла‚ әсири тамашибинниң наһайити юқири алқишиға игә болди. Шуниңға охшаш у ‛мәһмуд қәшқири‚, ‛ипархан‚, ‛аманнисахан‚ ға охшаш талай әсәрләрни сәһниләштүрүп, өзи һаят вақтида сәһнидә өзигә упримас һәйкәл орнитип кәтти”.

Муһит һезимоф қазақ драматорги султанәли балғабайефниң “қиз йигирмигә толғанда. . .”, татар драматорги илгиз зәйнийефниң “бовақ”, өзбек драматорги сейит әһмәдниң “келинләр қозғилиңи”, гирузин драматорги авксентий сагареллиниң “ханума” вә көплигән уйғур драматорглириниң 20дин ошуқ әсәрлирини сәһниләштүргән болуп, уларниң бәзилири һәр хил дәриҗидики мукапатларға еришкән.

Гүлбаһар насированиң ейтишичә, муһит һезимоф пәқәт кәспий таланти биләнла әмәс, бәлки инсаний хисләтлири биләнму өз кәсипдашлири арисида чоң һөрмәткә сазавәр болған икән. У һәр қандақ адәм билән тил тепип кетәләйдиған, тоқунушларға чүшүшни халимайдиған, пәқәт сәһнә үчүн яралған меһрибан киши болған.

Тонулған язғучи вә драматорг әхмәтҗан һаширийниң ейтишичә, һәр қандақ бир артис биринчи нөвәттә милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр болуши керәк икән. У муһит һезимофта мушундақ бир хисләтни байқиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “у миллитини сөйидиған инсан болған. У тиятирни көтүргән көплигән режиссорларни әсләтти. Шуниң үчүн униң қәлби окяндәк иди. Даим тиятир мениң өйүм дәйдиған. Хәлқ үчүн ишләймән дәйтти. У өз сөзидә турди. Нурғунлиған әсәрләрни сәһниләштүрди. Муһит һезимоф заманниң еқимиға қарап яшиған. У қәлби билән һәр күни адәм болуп яшиған артис.”

Әхмәтҗан һаширий муһит һезимофниң өзиниң пүткүл өмрини, билимини, күч-ғәйритини миллий сәнәткә беғишлиғанлиқини, ахирқи нәписигичә сәһнидә әмгәк қилғанлиқини тәкитлиди.

Муһит һезимоф 1953-йили һазирқи алмута вилайитиниң панфилоф наһийәсигә қарашлиқ пәнҗим йезисида туғулған. У оттура мәктәпни тамамлап, 1975-йили островский намидики ташкәнт тиятир вә тәсвирий сәнәт институтиниң “музикилиқ драма артислиқ” факултетиға оқушқа киргән. Мәзкур оқуш орнини тамамлап, уйғур тиятириға ишқа орунлашқан. 1989-Йили у жургеноф намидики дөләт қазақ миллий сәнәт академийәсиниң режиссорлуқ факултетини пүттүргән. Муһит һезимоф қазақистан һөкүмитиниң “һөрмәт” ордени, санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза игилики хадимлири тәсис қилған “илһам” мукапати һәм башқилар билән тәқдирләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.