Муҗаһид қәшқәрли түрк дуняси мукапатиқа еришти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.03.30
mujahit-qashqarli.JPG 7 яшлиқ уйғур муҗаһит қәшқәрли шеир декламатсийә қилмақта.
RFA/Erkin Tarim

Яңрақ авази җараңлиқ шеирлири билән түркийәдә шеир оқуш билән тонулған 7 яшлиқ уйғур пәрзәнти муҗаһид қәшқәрли 2015-йиллиқ түрк дуняси шеир оқуш мукапатиға еришти.

29-Март йәкшәнбә күни истанбулда түркийә үлкү оҗақлири тәшкилатиниң уюштуруши билән 2015-йиллиқ түрк дуняси алий хизмәт мукапати тарқитиш мурасими өткүзүлди.

Мукапат тарқитиш мурасимиға үлкү оҗақлири тәшкилатиниң әзалири вә милләтчи һәрикәт партийисиниң бир қисим парламент әзалири вә рәһбәрлириму қатнашти.

Мурасимда алди билән истиқлал марши оқулди. Кейин түрк сәнәтчи бунямин ақсүнгәрниң иҗрасида “учрашқанда” дегән уйғурчә нахша орунланди. Кейин йәнә кафказийә хәлқ усуллири тәқдим қилинди.

Мурасимда үлкү оҗақлири тәшкилатиниң истанбул рәиси әхмәт йигит йилдирим әпәнди сөз қилди. У сөзидә үлку оҗақлири тәшкилатиниң залимға қарши мәзлумниң йенида болуш принсиплири бойичә, дини вә миллити қандақ болуштин қәтийнәзәр зулумға учириғанларниң йенида болуп ярдәм қилип келиватқанлиқини ипадилиди.

Әхмәт йигит йилдирим сөзидә сүрийә вә ирақ түркмәнлиригә ярдәм қилғанлиқини, болупму йеқиндин буян хитай зулумидин қечип түркийәгә келиватқан уйғурларға ярдәм қиливатқанлиқини, 700 аилиниң турмуш еһтияҗлирини қамдиғанлиқини билдүрди.

Әхмәт йигит йилдирим әпәнди сөзидә йәнә, хитай зулумиға қарши хитай консулханиси алдида, бәзи вақитларда таксим вә фатиһ мәйданлирида наразилиқ намайиши өткүзүп, мәзлумларниң авазини аңлитип келиватқанлиқини, шәрқий түркистан хәлқини қоллап уюштурулған таксимдики намайишта үлкү оҗақлири тәшкилатидин 300 нәпәр яшниң кепән кийип йүрүш қилғанлиқини, соғуқ һавада ямғур йеғиватқан болсиму, қилчә бошашмастин намайишни давам қилғанлиқини билдүрди вә “бешимизға ямғур әмәс, ямғурға охшаш оқ яғсиму пәрва қилмастин мәзлумниң йенида туруштин ваз кәчмәймиз” деди.

20 Дин артуқ саһәдә түрк дуняси үчүн хизмәт көрсәткән киши вә тәшкилатларни мукапатлаш мурасимида түрк дунясиниң иптихар мукапати әзәбәйҗанниң сабиқ дөләт рәиси мәрһум әлчибәйгә берилгәнлики елан қилинди. Түрк дунясиниң пидарлиқ мукапати мәрһум профессор туран язған әпәндигә берилди. Түрк дуняси иш-пилан-лайиһә мукапати, түркмән ели үчүн хизмәт көрсәткән үлкү оҗақлири тәшкилатиниң рәиси олҗан килавуз әпәндигә берилди. Түрк дунясиниң академик мукапати доктор қутлуқ қан сүмәр әпәндигә берилди. Түрк дунясиниң хизмәт мукапати, явроасия түрк җәмийәтләр федирасийисиниң рәиси исмаил чиңгизгә берилди. Түркистан җоғрапийиисниң хизмәт мукапати, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң сабиқ баш катипи сәркан денчтүрккә берилди. Түрк дуняси шеир мукапати уйғур пәрзәнти муҗаһид қәшқәрлигә берилди.

Мурасимда йәнә милләтчи һәрикәт партийисиниң истанбул аяллар бөлүми рәиси пәриханим уйғур муһаҗирларға қилған ярдәм вә һәмкарлиқ хизмити сәвәбидин үстүн хизмәт мукапатиға еришти.

Мурасим 3 саәт давам қилған болуп ахирида муҗаһид қәшқәрли, бу мурасимда йәнә “узақларда бир вәтән бар ‏-шәрқий түркистан” дегән шеир билән “сакарийә” дегән шеирни җараңлиқ декламатсийә қилип қизғин алқишқа еришти.

Бу мупакат тунҗи қетим өткүзүлгән болуп, буниңдин кейинму һәр йили бир қетим давам қилидиғанлиқи билдүрүлди.

Биз бу мурасим тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн бу мурасимға қатнашқан уйғур зиялий миркамил қәшқәрли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.