Алматада “уйғур он икки муқами вә уйғур хәлқ нахшилири” китабини тонуштуруш мурасими өткүзүлди
2013.11.18

15-Ноябирда алматада қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида “уйғур он икки муқами вә уйғур хәлқ нахшилири” китабини тонуштуруш мурасими өтти.
Мәзкур китаб уйғур диярида йоруқ көргән он үч томлуқ “уйғур он икки муқами” вә алтә томлуқ “уйғур хәлқ нахшилири” намлиқ китаблар асасида тәйярланған болуп, алматадики “мир” нәшрият өйи тәрипидин кирил йезиқида нәшр қилинди. Мурасим алмата шәһәрлик уйғур йигит башлири бирләшмиси йенидики “алмата мәшрипи” ниң уюштуруши һәм уйғур тиятириниң қоллап-қуввәтлиши билән өткүзүлди.
Пешқәдәм журналист ядикар сабитоф он икки муқам тарихи һәққидә доклат бәргәндин кейин, сөзгә чиққан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф, мәзкур китабни тәйярлиғучи, пешқәдәм сәнәткар садиқҗан юнусоф, “һөрмәт ” ордениниң саһиби азад бурһаноф, педагогика пәнлириниң доктори мунәввәр юнусовалар китабниң нәшр қилинишиниң қазақистан уйғурлири һаятидики чоң бир йеңилиқ икәнликини, бүгүнки күндә уйғур муқамчилиқини йәниму тәтқиқ қилишқа алаһидә көңүл бөлүшниң зөрүрлүкини алаһидә тәкитлиди. Андин китабни нәшр қилишқа һамийлиқ қилған “алмата мәшрипи” ниң беги бурһан таҗидиноф, с. юнусофқа соғилар тапшурди.
Мурасим давамида уйғур тиятири коллектипи, шундақла “дияр ” сәнәт гурупписиниң консерт программиси көрситилди.
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистан йеза игилики доктори, академик муһәммәтҗан абдуллайеф мурасим һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.