Уйғур дәвасиниң қоллиғучиси, сиясәтчи, илим адими нәвзат ялчинташ аләмдин өтти
2016.07.18
Түркийә җумһурийити дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән сабиқ дөләт рәиси абдуллаһ гүлниң университет оқутқучиси, уйғурларниң сабиқ лидәри мәрһум әйса йүсүп алптәкинниң йеқин дости, уйғур дәвасиниң садиқ қоллиғучиси вә адаләт тәрәққият партийәсиниң қурғучилиридин бири болған профессор доктор нәвзат ялчинташ әпәнди 7-айниң 15-күни әтигән йүрәк кесили билән аләмдин өтти.
Түркийә һөкүмити баянатчиси баш министир муавини нуман қуртулмуш әпәнди иҗтимаий таратқулар арқилиқ баянат елан қилип, “һөрмәтлик нәвзат ялчинташ әпәнди аләмдин өтти, аллаһ рәһмәт қилсун, ятқан җайи җәннәт болсун, аилисигә вә уруқ-туғқанлириға сәвр тиләймән” дәп язған.
Түркийә парламентида 8 йил парламент әзаси вәзиписини өтигән нәвзат ялчинташ әпәнди, университет йиллиридин тартип уйғур дәвасиға қизиқип, уйғур дәвасиға көңүл бөлгән. Түркийәниң ичи вә сиртида қатнашқан йиғинларда уйғур мәсилисини күн тәртипкә елип кәлгән. Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң паалийәтлиригә актип қатнашқан.
Түркийәдә зор абруйға игә болған нәвзат ялчинташ мәрһумниң 7-айниң 18-күни истанбул фатиһ мәсчитидә өткүзүлгән мейит намизини чүшүрүшкә түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, сабиқ дөләт рәиси абдуллаһ гүл, көп санда министир вә хәлқтин болуп миңлиған киши қатнашти.
Биз мейит намизини чүшүрүшкә қатнашқан һамут гөктүрк, сейит түмтүрк әпәнди вә әркин алиптекин әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Әркин алиптекин әпәнди мәрһум нәвзат ялчинташ әпәндиниң уйғур дәвасиға қошқан төһписиниң зор икәнликини, 1950-йиллардин тартип әйса йүсүп алиптекинни тонуйдиғанлиқини тәкитлиди.
Һамут гөктүрк әпәнди униң 1993-йилидин тартип мәрһум әйса йүсүп алиптекин билән тонушидиғанлиқини баян қилди.
Мейит намизини чүшүрүшкә қатнашқан сейит түмтүрк әпәнди мәрһум нәвзат ялчинташ мейит намизи чүшүрүшкә көп санда дөләт рәһбәрлириниң иштирак қилғанлиқини баян қилди.
Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут гөктүрк әпәнди мәрһум нәвзат ялчинташниң өмриниң ахириғичә шәрқий түркистан дәвасини қоллап қувәтлигән киши икәнликини тәкитлиди.
Нәвзат ялчинташ 1933-йили әнқәрәдә дуняға кәлгән. Түркийә тиҗарәт вә иқтисад факултитини пүттүргәндин кейин, фирансийәдә магистирлиқ, лондонда докторлуқта оқуған. Истанбул университети иқтисад факултетида оқутқучи болуп ишлигән. 2002-Йилидин 2010-йилиғичә түркийә парламентида парламент әзаси болуп вәзипә өтигән.