Алмата вә үрүмчидики яшлар һәрикәтлири немини көзлигән иди?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.12.29
alimjan-hemrayef-maarip-gollandiye-2016.jpg Доктор алимҗан һәмрайеф қатарлиқлар гаагадики аз санлиқлар көп тиллиқ маарип пилани йиғинида
RFA/Oyghan

Өткән әсирниң 80-йиллириниң иккинчи йеримидики қазақистан вә совет иттипақи аммиви ахбарат васитилири мәлуматлириға қариғанда, қазақистан пайтәхти алмата шәһиридә көтүрүлгән яшлар москва қарариға бинаән қазақистан коммунистик партийиси биринчи катипи (баш секретари) дин муһәммәт қонайефниң орнидин елип ташлинишиға қарши чиқип, “өз тәқдиримизни өзимиз һәл қилимиз” вә башқиму шоарларни көтүрүп чиққан иди. Мәзкур намайишни тарқитиш җәрянида бир нәччә адәм һалак вә яридар болуп, нәччилигән адәм түрмиләргә ташланди. Қазақистан мустәқиллиқ алғандин кейин, 17-декабирда болған вәқәләр йелтоқсан һәрикити дәп атилип, буни һәр йили хатириләш әнәнигә айланди. Бу йилиму адәттикидәк шу вәқәләр гуваһчилири өз әслимилирини оттуриға қоюп, әркинлик үчүн қурбан болғанларни, зәрдаб чәккәнләрни әслиди.

Биз 1986-йили декабир көтирилишиниң қатнашқучилирини издәш җәрянида бир нәччә кишиләргә мураҗиәт қилғинимизда уларниң көпчилики зияритимизни қобул қилиштин баш тартқан иди. Шундақтиму уларниң бәзилири зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә өз әслимилирини оттуриға қойди.

М. Әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, профессор алимҗан һәмрайефниң пикричә, декабир намайиши совет иттипақи җумһурийәтлириниң алдинқи сепидә келиватқан қазақистан пайтәхти алмата шәһиридә йүз берип, мәзмуни вә шәкли җәһәттин пәрқлинип туридиған чоң иҗтимаий-сиясий вәқә, шундақла хәлқниң өз кимликини тонутуш вәқәсидур. А. Һәмрайеф бу вәқәгә өзиниңму алақиси бар икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мән нурғун вақит бу вәқәләрни еғизға алмидим. Буниң бир нәччә сәвәблири бар. Башта йелтоқсан қатнашқучилири тәқибләргә көп учриди. Бу тәқибләрниң зийинини, кәлгүси тосалғулирини көп ойлап, у вақитларда алий оқуш орунлирида оқуватқан көплигән йигит-қизлиримиз өзлирини ашкара қилмиди. Амма кейин, қазақистанда әркинчилик, демократийә шәкиллинишкә башлиғандин кейин, биз туруп, қәһриман болушни халимидуқ. Бирақ мән шуниңға қатнашқинимдин пәхирлинимән. Биз савақдашлиримиз билән йелтоқсан қатнашқучилириға орнитилған ядикарлиққа гүл чәмбәр қойдуқ. Шу вәқәләрни әслидуқ.”

Бу вәқәниң әсли маһийити немидә? у уйғурларға тәсир көрситәлидиму?

А. Һәмрайеф бу вәқәниң пәқәт қазақистанла әмәс, бәлки пүтүнләй совет иттипақидики уйғурларниң аң-сәвийәсини җиддий өзгәртивәткән бир вәқә икәнликини көрситип, йәнә мундақ деди: “бизниң мәдәнийитимиздә, әдәбиятимизда, сәнитимиздә коммунистик идийиләрни улуғлаш мәсилисигә кәлгәндә бир мәзгил җимҗитлиқ һөкүм сүрди. Бу мушу йелтоқсан вәқәсиниң тәсири. Шаир-язғучилиримиз коммунистик идийә билән пүтүн әдәбиятимизни, сәнитимизни толтурувәткән иди. Йелтоқсан вәқәсидин кейин уларниң көпи немә қилидиғанни уқмиди. 1986-Йилдин 1991-йилғичә әдәбиятимизда коммунистик темилар тарийишқа башлиди. Биз йил йәкүни бойичә ‛қазақистанниң мустәқиллиқ дәвридә тәрәққий қилған уйғур әдәбияти‚ вә ‛қазақистанниң мустәқил дәвридики уйғур пойезийәсиниң тәрәққияти‚ дегән монографийәләр чиқарған. Шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизидиму нурғун китабларниң чиққинини билимиз.”

У декабир көтүрүлүшиниң коммунистик түзүмни қаттиқ бир силкигәнликини, униң садасиниң кавказ җумһурийәтлиригә, берлин темиға, һәтта 1989-йилқи тйәнәнмин вәқәсигиму йәткәнликини илгири сүрди. Декабир көтүрүлүши, а. Һәмрайефниң қаришичә, дуняви коммунистик түзүмниң парчилинишиниң башлиниши болуп, униңдин кейин йүз бәргән вәқәләр пүтүнләй дуняви сотсиялистик лагерниң гумран болушиға елип кәлгән.

А. Һәмрайеф 1985-йили 12-декабир үрүмчи яшлар намайиши һәм бир йилдин кейинла алмата шәһиридә орун алған яшлар намайиши оттурисида зич алақиниң бар икәнликини, һәр иккисиниң шу вақиттики әң чоң һесабланған совет вә хитай коммунистик дөләтлиридә йүз бәргәнликини тәкитләп, мундақ деди: “һәр икки һәрикәтниң бешида яшлар туриду. Булар дәврниң өзгиришини халиған яшлар. Аләмшумул вәқәләр йүз бериватса, тарихий вәтинимиздә һәммиси шу пети билән, бесиқлиқ турса яшлар униңға чидамду? бу вәтинимиздә сөзсиз болидиған вәқә иди”

У хитай даирилириниң 12-декабир яшлар һәрикитигә мушу күнгичә обйектиф баһа берәлмигәнликини, демократийәлик қәдрийәтләр орун алған һәр қандақ бир дөләттә мундақ вәқәләргә аллиқачан баһа берилип болуш лазимлиқини, демәк хитай һөкүмәт орунлириниң бу вәқәниң әсли маһийитини йошурушқа тиришип келиватқанлиқини илгири сүрди. А. Һәмрайеф сөзини йәнә мундақ дәп давам қилди: “мән ойлаймәнки, коммунистларниң қилған көплигән җинайәтлири техи паш қилинмиди. Униң зәрдабини уйғур хәлқи, қазақ, өзбек қериндашлиримиз болсун һәммимиз тарттуқ. Сот мәһкимилиридә бу мәсилә рәсмий қарилип, буниңға җаваб беридиған вақитлар сөзсиз келиду, дәп ишинимән. Чүнки, җинайәт наһайити көп болди. Хәлқимизни сәрсан қиливәткән, чечивәткән мушу коммунистлар, дәп чүшинимән.”

А. Һәмрайеф мустәқиллиққа еришкән барлиқ қериндаш қазақ, өзбек, қирғиз, түркмән хәлқлириниң өз кимликини сақлап, тилини асрап, мәдәнийитини раваҗландуруп, мустәқиллиқниң барлиқ яхшилиқлиридин һөзүрлинишқа, мәғрурлинишқа толуқ һоқуқи барлиқини алаһидә тәкитлиди.

Сиясәтшунас ғалим агелеуофниң пикричә, 1986-йилқи алматадики яшлар намайиши вә 2009-йилқи үрүмчидики яшлар намайиши бир мәқсәтни көзлигән. Һәр икки мәмликәт яшлири коммунистик һакимийәттин өзлириниң кишилик һоқуқлирини тинч намайиш арқилиқ тәләп қилған болсиму, улар қаттиқ бесимға, қирғинчилиққа учриған. Қазақ вә уйғур яшлири шу вақиттики коммунистик түзүмниң барлиқ маһийитини пүтүнләй ашкарилап, дуняға мәлум қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.