Мутәхәссисләр: “хитайниң ‛ортақ түрк тарихи‚ дәрсликидин әндишә қилиши бимәнилик”

Мухбиримиз әркин
2017.10.19
Turk-duniyasi-kitab-muqawisi.jpg Дунядики барлиқ түркий хәлқләрниң тарихи, мәдәнийити вә өрп-адәтлири бойичә мәлуматларни өз ичигә алған “түрк дуняси” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Oyghan

Мәркизи қазақистандики хәлқара түрк академийәси бу йил 27‏-сентәбир астанада йиғин өткүзүп, түркий җумһурийәтләрниң “15‏-әсиргичә болған омумий түрк тарихий” намлиқ ортақ дәрслик китабини муһакимә қилған вә баһалап чиққан. Йиғинға түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан қатарлиқ 6 түрк дөлитидин мутәхәссисләр қатнашқан иди.

Бирақ түркий дөләтләрниң ортақ тарих дәрслики түзүши хитай мутәхәссислирини әндишигә салған. Бәзи хитай мутәхәссисләр мақалә елан қилип, хитай һөкүмитини һошяр болушқа вә бу ишқа арилишишқа чақирған. Шинҗаң педагогика университетиниң ярдәмчи тәтқиқатчиси ваң йән 18‏-өктәбир “йәр шари вақит гезити” дә елан қилған мақалисидә ортақ тарих дәрслики оттура асиядики хәлқләрдә “түрклүк кимлики” ни күчәйтидиғанлиқи, буниң уйғур районидики түркий хәлқләргә болған психологийәлик тәсириниң хитайға хәвп йәткүзидиғанлиқини агаһландурған.

У, уйғур аптоном районидики бурунқи дәрслик китабларға пантүркизм идийиси сиңдүрлгәнлики, уйғурларниң тарих қаришиниң түзитилиши керәкликини әскәртип, “тилниң ортақлиқи етник келип чиқишниң охшашлиқини әкс әттүрмәйду; уйғурларниң әҗдади уйғур, һәргиз түрк әмәс,” дегән иди.

Лекин бәзи чәтәл мутәхәссислириниң қаришичә, түркий хәлқләрниң ортақ кәчмиши бир тарихий реаллиқ, хитай һөкүмити бу тарихий реяллиқни сиясийлаштурмаслиқи керәк. Түркийәлик тарихшунас, дөләтлик тил-тарих идарисиниң сабиқ мудири, профессор әхмәт биҗан әрҗиласун, хитайниң бу реяллиқни қобул қилиши керәкликини билдүрди.

У мундақ дәйду: “биз анатолийәдики түркләр бир заманлар уйғурлар, қазақлар, қирғизлар билән охшаш тарихни яшидуқ. Болупму әйни вақттидики хитайниң шимали қисмида вә моңғул егизликидә ортақ бир тарихимиз болди. Һазир уйғурлар хитайниң һакимийити астида болғачқа уларниң хитай чеграси сиртида қериндашлириниң болуши, қериндашлири билән ортақ бир тарихқа игә болуши уларни биарам қиливақан болса керәк, дәп қараймән. Бирақ бу бир илим, илимдин биарам болмаслиқ, илимдин қачмаслиқ керәк. Әгәр биз уйғур, қазақ, қирғизлар билән билән ортақ бир тарихни яшиған болсақ, буниңдин қачалмаймиз. Бу бир һәқиқәт. Бу бир илим сүпитидә, тарих илминиң нәтиҗиси сүпитидә мутләқ оттуриға қоюлиду.”

Хитай һөкүмити вә хитай һөкүмитигә бағлиқ хитай тарихчилар йеқиндин бери уйғурларниң түркий милләт икәнликини кәскин рәт қилип, уларни түркий милләтләргә бағлайдиған аталмиш “ят идийәләрниң тәсиридин тазилаш” ни оттуриға қоюп кәлди.

Қазақистанлиқ тәтқиқатчиларниң қаришичә, уйғуларсиз омумий түрк тарихини йезиш мумкин әмәскән. Қазақистанлиқ уйғур зиялий, тәтқиқатчи карлин мәхпироф “уйғурлар түркий хәлқләр тарихиниң фундаменти (асаси)” икәнликини билдүрди.

У мундақ дәйду: “худди ашу өйниң фундаминтиға охшаш түрк хәлқләрниң тарихида уйғурлар ашу өйниң фундаминти болалайду. Әгәр уйғурларсиз пүтүн түркий хәлқләрниң өйини салидиған болса, у фундаминтсиз өй тураламду? яқ, турамайду. Шуниң үчүн бу йәрдиму шуниңға охшаш тарихни язғанда тарихтики һәрқанднақ чоң вәқәләр уйғурларға тақилиду.”

Карлин мәхпирофниң билдүрүшичә, түрк дөләтлириниң “омумий түрк тарихи” намлиқ ортақ дәрслик китаби асасән йезилип болған. У мәзкур тарих дәрсликиниң келәр йили нәшр қилинидиғанлиқини билдүрди.

Бәзи хитай тарихшунаслири “түрк миллити мәвҗут бир реяллиқ, бирақ у бир қандашлиқ мунасивәт әмәс, бәлки бир хил ортақ тил, ортақ тарих вә ортақ мәдәнийәт топидур” дегәнләрни илгири сүриду. Америкада турушлуқ хитай тарихшунас җу шөйүән әпәнди, хитай һөкүмитиниң мәзкур мәсилидики әндишисиниң һечқандақ қиммити йоқлуқини билдүрди.

У мундақ дәйду: “хитайниң бу мәсилидики әндишилириниң һечқандақ қиммити йоқ. Әгәр түркий тилида сөзлишидиған бири өзини түрк дәп қариған болса, демәк у түрктур. Бу тәбиий әһвал. Бу худди хитайларниң өзини хитай дәп атишиға охшайду яки хитайлар билән арилишип кәткән бир моңғул өзини хитай дәп атған болса, биз уни хитай дегинимизгә охшаш. Шәрқий-шималда нурғун җурҗин-манҗулар хитайларға қошулуп кәтти. Уларни биз һазир хитай дәймиз. Мәсилән, хитайниң җәнубидики гуаңдоңлуқла өзини хитай дәйду. Бирақ уларниң тили хитай ортақ тили әмәс. Гуаңдуң тилини хитай тили дегили боламду. Пәқәт улар узиниң тилини хитай йезиқида ипадилигәнлики, өзини хитай дәп қариғанлиқи үчүн уларни хитай дәймиз. Уйғурлар түркий тилида асөзлишиду. Улар өзини түркий хәлқ дәп қарайду. Шуңа, улар түрк.”

Профессор әхмәт биҗан әрҗиласунниң көрситишичә, уйғурларниң түркий қовм икәнликини инкар қилиши мумкин әмәскән. У, уйғуларниң түрк икәнлики инкар қилинса, хитай һөкүмити уларниң әдәбияти, тарихий әсәрлирини чүшәндүрүп берәмәйдиғанлиқини көрсәтти.

У мундақ дәйду: “қолумға йеқинда бир китаб кирди. Уни һазир бир достумға берип турдум. Китабта 1870‏-йилларда шав исимлик бир инглиз қәшқәр, йәркәнттин нурғун қол язмиларни елип кәлгән. У китабта абдукерим сутуқ буғраханниң мусулман болуши аңлитилиду. Китабниң исми ‛буғранамә‚. Униң қол язмиси дунядики бир қанчә әлдики кутупханиларда сақлиниватиду. Униңда самани һөкүмдари келип сутуқ буғраханға һәзрити муһәммәдтин бир һәдис сөзләйду. У һәдистә 'түркләрдин тунҗи мусулман болидиған киши сутуқ буғрахандур дейилгән' түркләрдин дәйду. Бу қол язма 1870‏-йилларда қәшқәрдә байқалған. Сутуқ буғрахан түркләрдин тунҗи мусулман болған киши. Сутуқ буғрахан ким? қараханийлар һөкүмдари. Бу тарихта наһайити ениқ. Бу қол язмилар һазирға қәдәр туриду. 19‏-Әсирдики пүтүн қол язмиларға бир қарап беқиң, хитайларниңму бу қол язмилардин хәвири бар. Бу қол язмиларда униң қайси тил икәнлики йезилған. Һәммиси тилиниң түркий тил болғанлиқини язиду. Шуңа, бу мунасивәтни инкар қилиш мумкин әмәс.”

Лекин ваң йән “йәр шари вақти гезити” дә елан қилған мақалисидә, хитай даирилирини “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” арқилиқ оттура асия дөләтлири билән болған сиясий диалогни күчәйтиш, хәлқләр ара мәнпәәт ортақлиқи еңи вә һессият ортақлиқи туйғусини күчләндүрүшкә чақирған. Униңда йәнә хитайда нәшр қилиниватқан “оттура асия вә шинҗаң тәтқиқатиға аит материялларни түрк, қазақ, қирғиз вә өзбек тиллириға тәрҗимә қилип, уларниң зиялий вә авам қатлимидики хата чүшәнчиләргә түзитиш берилиши керәклики” ни оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.