Осман хоҗаниң вапатиниң 47-йиллиқи хатириләнгәндә униң шәрқий түркистанға қошқан төһписиму аңлитилди

Ғәрбий түркистан земинида йеңи маарип вә миллий истиқлалийәт һәрикәтлирини башлиған милләтпәрвәрләрниң бири һесабланған осман хоҗа, 1920-1921-йиллирида бухара хәлқ җумһурийиниң рәислик вәзиписини өтигән.
У, совет русийисигә қарши исян көтүрүп мәғлуп болғандин кейин, түркийәгә келип йәрләшкән иди. У түркийәгә кәлгәндин кейин “яш түркистан” журнилини чиқирип, журналда шәрқий түркистан тоғрисидиму көп санда мақалә вә хәвәрләргә орун бәргән. У, 1933-йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә өз кишилирини әвәткән. Униң оғли америка мишиген университети оқутқучиси профессор тимур қоҗаоғлу әпәндиниң ейтишичә, бухара җумһур рәиси осман хоҗаоғлу, мустафа чоқайға охшаш түркистанлиқ зиялийлар қатарида чәтәлдики һаяти бойичә түркистанниң әркинлики үчүн күрәш қилған.
Осман хоҗа 1878-йилида фәрғанида дуняға кәлгән. Бухара мәдрисисидә оқуғандин кейин билим ашуруш үчүн давамлиқ һалда һиндистан, қазан вә қиримдики бағчәсарайда нәшр қилинған китаб, гезит вә журналларни әкәлдүрүп оқуған. У, түркистан оқуғучилар уюшмиси қуруп көп санда яшни чәтәлгә әвәтип оқутқан, русларға қарши қозғилаңларға қатнашқан. 1921-Йили, 9-айниң 23-күни елип берилған сайламда бухара җумһурийити рәиси болуп сайланған. У, бухара җумһурийити ағдурулуши билән 1923-йили истанбулға кәлгән. У, өмриниң ахириғичә түркистанниң әркинлики үчүн күрәш қилған болуп, 1968-йили 7-айниң 28-күни истанбулда аләмдин өткән.