Қазақистандики уйғур мәктәплирини қоллаш фонди актип ишлимәктә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.07.13
Uyghur-mektipini-qollash-fondi-almata.jpg Уйғур мәктипини қоллаш фонди өткүзгән паалийәттин көрүнүш. 2015-Йили, алмата.
RFA/Oyghan

Қазақистан мустәқиллиқ алғандин буян мәмликәттики башқиму милләтләр қатарида уйғурларму өзлириниң миллий маарипини раваҗландуруш имканийәтлиригә игә болған иди.

Улар җай-җайларда йеңидин қурулған пүтүн бир хәлққә вакаләтлик қилалайдиған миллий мәдәнийәт мәркәзлиригә берилгән әркинликләрдин пайдиланған һалда, өзлириниңму миллий тарихини, мәдәнийитини тәрғиб қилиш, маарипини раваҗландуруш, яш әвладлирини миллий роһта тәрбийиләш вә башқиму мумкинчиликләргә еришти болупму өткән әсирниң 90-йиллиридин кейин әнә шу уйғур хәлқигә вакаләтлик қилишни мәқсәт қилған бир қанчә җәмийәтлик бирләшмиләр барлиққа кәлди. Шуларниң бири уйғур мәктипини қоллаш фонди болуп, у болупму ахирқи бәш йил ичидә актип паалийәт елип бармақта. Мәзкур фондниң бүгүнки ишлирини русийә тәбиий пәнләр академийәсиниң мухбир әзаси алимҗан һәмрайеф башқурмақта.

А. Һәмрайеф радиомиз зияритини қобул қилип, қазақистандики уйғур миллий маарипиниң бесип өткән басқучлири, униң йолида пәйда болған қийинчилиқлар, фондниң вәзипилири һәм униң миллий маарипни раваҗландуруштики әһмийити һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Шундақла зияритимизни қобул қилған қазақистан мәктәплирини оқуш дәрсликлири билән тәминләйдиған атамура нәшрияти уйғур тәһрир бөлүминиң башлиқи малик муһәммидиноф уйғур мәктәплирини қоллаш фондиниң елип бериватқан ишлири үстидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.