Қазақистанлиқ уйғур сәнәтчилири уйғур елида оюн қоюп қайтти
Йеқинқи икки-үч йил ичидә қазақистанниң қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң артислири уйғур елида, уйғур ели сәнәтчилири болса, бир нәччә қетим қазақистанда болди.
-
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015-03-10 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Кейинки вақитларда, уйғур аптоном райони вә қазақистан оттурисидики мәдәний алақиләр барғансери қоюқлашмақта. Болупму ахирқи икки-үч йилниң ичидә қазақистанниң қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң артислири уйғур елида, әмди уйғур ели сәнәтчилири болса, бир нәччә қетим қазақистанда болди. Бу җәрянда икки тәрәп сәнәтчилири өз-ара тәҗрибә алмаштуруштин ташқири йәнә, мәсилән, қазақистанлиқ яш сәнәтчиләр уйғур елиниң даңлиқ нахшичи вә уссулчилириниң һүнәрлирини өгинип кәлди.
Бу һәқтә йеқинда уйғур елида болуп қайтқан сәнәтчиләр гурупписиниң йетәкчиси, уйғур тиятириниң мудири савутҗан сонуроф мәлумат бәрди.
Игилишимизчә, қазақистанлиқ уйғур сәнәтчилириниң уйғур елиға қилған чоң сәпәрлириниң бири 1992-йили шу вақиттики тиятир мудири мурат әхмәдийеф башчилиқида елип берилған иди. Йәтмиш адәмдин тәркиб тапқан мәзкур сәнәтчиләр гурупписи икки ай мабәйнидә уйғур елиниң көплигән шәһәрлиридә болди. Униңдин кейин һәр йили дегүдәк бир нәччә адәмдин тәркиб тапқан сәнәтниң һәр саһә гуруппилири уйғур дияриниң һәр хил шәһәрлиридә оюн көрсәтти. 2006-Йили уйғур тиятири “келинләр қозғилиңи” сәһнә әсири билән уйғур елида йигирмә күн болуп қайтқандин кейин, икки аридики алақиләр үзүлүп қалған иди. Шу үзүлүштин кейин пәқәт 2013-йилниң 9-вә 10-айлирида йигирмә икки нәпәр артис уйғур елида болуп қайтти. Әнә шуниңдин бери икки оттуридики алақиләр бара-бара қоюқлишишқа башлиди. Икки мәмликәт мәдәнийәт идарилириниң қоллап-қуввәтлиши билән уйғур елиниң бир топ даңлиқ нахшичилири өткәнки йилниң ахирида алмата шәһиридә кәң даиридә консерт көрсәткән иди.