Қазақистандики “doppalife.com” яшлар тори тәрбийә ишлириға чоң әһмийәт бәрмәктә
2016.12.26
Өткән әсирниң 90-йиллиридин кейин қазақистанда арқа-арқидин тәшкил қилинған уйғур җәмийәтлик бирләшмилири уйғур хәлқиниң миллий-өрп-адәтлирини, мәдәнийитини раваҗландуруш, уйғур мәктәплиригә оқуғучи топлаш вә башқиму паалийәтләрни җанландуруш ишлириға актип киришкән иди. Улар һакимийәт орунлири, билим вә илим дәргаһлири, мәдәнийәт вә сәнәт мәркәзлири билән бирликтә иш елип барди. Шуларниң бири “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисидур.
Игилишимизчә, мәрһум турғанҗан розахуноф тәрипидин қурулған мәзкур бирләшмә яшларға алий билим бериш, уларни вәтәнпәрвәрлик, милләтпәрвәрлик роһта тәрбийиләш йөнилишидә көплигән ишларни әмәлгә ашурған иди.
Буниңдин икки йил илгири “инайәт” бирләшмисиниң актип қоллап-қуввәтлишидә ечилған “доппалайф.Ком”, ( doppalife.com) яшлар тори уйғур яшлири арисида ана тилини, миллий өрп-адәтләрни тәрғиб қилиш, яш талантларни йетилдүрүш, уйғур алимлири вә язғучилириниң әмгәклирини тонуштуруш охшаш паалийәтләрни йүргүзүшкә башлиди.
Мәзкур яшлар ториниң мухбири адиләм мәсимҗанниң ейтишичә, “доппалайф.Ком” ниң асасий мәқсити тор арқилиқ уйғур яшлириға уйғур хәлқиниң тарихи вә мәдәнийитини, өрп-адәтлирини заманивилаштурулған қелипта йәткүзүштур. Бу җәһәттә пүткүл тор бойичә униң әзалирида мукәммәлләшкән ирадилик шәкилләнгән иди. А. Мәсимҗан яшлар ториниң әнә шундақ мәқсәтләрни көзлигән һалда бу йили бир қатар паалийәтләрни елип барғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “12-айниң 9-күни қирғизистан шәһири бишкәктә уйғур яшлириниң ‛яшлиқ авази‚ топи һәмкарлиқида ‛яшлиқ авази‚ алий мукапатини тапшуруш паалийитини өткүздуқ. Йәнә бир паалийәт уйғур тиятирида мәрһум нахшичи мурат насироф хатирисигә беғишланған 6-нөвәтлик музика мусабиқиси”.
А. Мәсимҗанниң билдүрүшичә, мәзкур яшлар тори 12-айниң 20-күни алматада “инайәт” бирләшмиси билән бирликтә мәҗруһ балиларға хәйрхаһлиқ йеңи йил арча байримини өткүзүп бәргән һәм уларға тор намидин совғилирини тапшурған. Буниңдин ташқири яш сәнәткарлар вә башқилар “доппалайф” яшлар тори билән бирликтә һәр хил паалийәтләрни өткүзүшни әнәнигә айландурмақта. Шуларниң бири мушу айниң 5-күни фирансуз әнәниви нахша мусабиқисиниң саһиби алимҗан зулпиқароф өзиниң тунҗи нахшилар топлимини тонуштуруш кечиликини өткүзүшидур.
А. Мәсимҗан келәчәк пиланлар һәққидә тохтилип, мундақ деди: “доппалайф келәчәктә мушундақ паалийәтләрни өткүзүп һәмдә медиа лайиһиләрни техиму қизиқарлиқ қилип ишләп, тор бетини техиму мукәммәлләштүрүш вәзиписини қойиду”.
Зияритимизни қобул қилған алмата вилайити әмгәкчиқазақ наһийәсиниң турғуни аидәм әйсарова “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисиниң йетәкчиликидә “доппалайф.Ком” йәни “doppalife.com” яшлар ториниң бүгүнки күндә елип бериватқан паалийәтлири үстидә тохтилип, мундақ деди: “инайәт бирләшмисиниң яш әвлад үчүн қиливатқан паалийити нурғун. Челәк тәвәси билән зич мунасивәт ясиған мәрһум турғанҗан ака розахуноф музика, тән-һәрикәт саһәсидә даим яшларни қоллап-қуввәтлигән. Бүгүнки күндә униң ишини бесип келиватқан сүлфи мәшрәпофниң исмини алаһидә ейтқум келиватиду. Бу инимиз яшларниң бешини қошуп, өткүзүватқан учришишлири, мусабиқилири яшларни миллийликни сөйүшкә дәвәт қилип, қазақистан вәтәнпәрвәрликигә тәрбийиләватиду. Мушундақ илғар, билимчан вә роһи үстүн әвладлиримиз көпийивәрсун. Биз уларни пәқәтла қоллап-қуввәтләймиз”.
Мәтбуат сәһипилиридин мәлум болушичә, т. Розахуноф рәһбәрликидики “инайәт” җәмийәтлик бирләшмиси алмата шәһири вә алмата вилайитиниң панфилоф, уйғур, әмгәкчиқазақ, талғир наһийилиридә маарип, илим, әдәбият, сәнәт, тән-һәрикәт вә башқиму саһәләрдә көплигән паалийәтләрни өткүзгән иди. Буниңдин ташқири у болупму мәҗруһ балиларни җәлп қилған һалда рәссамлиқ, музика мусабиқилириниму пат-патла өткүзүп турған. Т. Розахунофниң тәшәббуси вә уюштуруши билән өткән йили русийәдики пор-баҗин уйғур сепилиға илмий експедитсийә әмәлгә ашурулған иди.