Уйғур ханим-қизлири қазақистандики уйғур җамаитигә зор үмидләрни беғишлимақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.03.08
Almuta-Uyghur-Guzili-2018-01.jpg Алмута шәһиридә өткүзүлгән “уйғур гүзили 2018” мусабиқисидин бир көрүнүш. 2018-Йили 8-март. Алмута, қазақистан.
RFA/Oyghan

“8-март хәлқара аяллар байрими” мунасивити билән қазақистандики уйғур тәшкилатлири, юрт-җамаәтчилики җай-җайларда һәр хил паалийәтләрни өткүзди. Қазақистан мустәқил болғандин буян мәзкур байрамниң мәзмун даириси тәдриҗий кеңийип, ана тилини, миллий өрп-адәтләрни, уйғурларниң қәдимий тарихини вә мәдәнийитини тәрғиб қилиш әнәнигә айланди. Мундақ паалийәтләр өткән әсирниң 90-йиллиридин тартип җанлинишқа башлиған уйғур җәмийәтлириниң ханим-қизлар кеңәшлири тәрипидин уюштурулуп келинмәктә. Бүгүнки күндә қазақистандики уйғур җамаәтчилики өз ханим-қизлириға чоң үмидләр билән қаримақта.

Бу йилиму қазақистанниң уйғурлар зич олтурақлашқан шәһәр вә наһийәләрдики уйғур мәдәнийәт мәркәзлири һәмдә “мирас”, “шәбнәм” қатарлиқ анилар вә ханим-қизлар җәмийәтлири уюштурған паалийәтләрдә өтмүштә яшап өткән мәшһур намайәндиләр әскә елинди, көп балилиқ аниларға, қазақистанниң ишләпчиқириш, илим-пән, мәдәнийәт вә башқа саһәлиридә көзгә көрүнгән уйғур ханим-қизлар алаһидә тилған елинип, риғбәтләндүрүлди. 

Мустәқил қазақистанниң уйғур җәмийитидә муһим рол ойниған вә өзлириниң актиплиқи, милләтпәрвәрлики вә вәтәнпәрвәрлики билән алаһидә көзгә көрүнгән шәхсләр көпләп тилға елиниду. Өз вақтида вәтән даваси йолида актип хизмәт қилған уйғур аяллиридин дилбирим самсақова қазақистандики уйғур җамаәтчиликигә яхши тонуш. Шу вақитларда дилбирим самсақова билән бир сәптә паалийәт елип барған сиясәтшунас вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, дилбирим самсақова өткән әсирниң 90-йиллириниң ахирлири вә 2000-йилларниң башлирида уйғур аяллирини бирләштүрүп, көплигән паалийәтләрни уюштурған һәмдә шәрқий түркистан қурултайлириға актип қатнашқан шәхс икән.

Қәһриман ғоҗамбәрди дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим вә дуня уйғур аяллар бирликиниң рәиси рисаләт арипова қатарлиқ уйғур аяллирини “8-март байрими” мунасивити билән мубарәкләп, мундақ деди: “шу заманларда дилбирим самсақова ханим наһайити кәң алқишларға игә болуп, оттура асияда уйғур аяллирини актип паалийәтләргә уюштурғанларниң бири иди. Дилбирим ханим адвокат гүлнур җаланова билән биллә ишлиди. Гүлнур җаланова дуня уйғур қурултийиниң низамнамилиригә өзгәртиш киргүзүш, қурултайниң асасий һөҗҗәтлирини рус тилиға тәрҗимә қилиш, уларни һөкүмәт хадимлириға йәткүзүш қатарлиқ ишларда актип паалийәт елип барған иди. Шуниң билән бир вақитта йәнә бир уйғур ханим һөрқиз илийеваму мушу дәврдә муһим тема болған-хитайниң лопнордики атом синиқиға қарши комитет қуруп, бу полигонниң уйғур земинидики зийинини паш қилишта чоң рол ойниған иди.”

Қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң ейтишичә, һөрқиз илийева бу җәһәттә көплигән илмий муһакимә йиғинлирини, учришишларни вә башқиму паалийәтләрни уюштурған. У йәнә 2009-йилидики “бәшинчи июл үрүмчи вәқәси” кейин, муһаҗирәттики вәтән давасида қазақистандин рисаләт арипова, асийәм турдийева, наиләм һәмрайева, дилнур қасимова қатарлиқ уйғур аял паалийәтчиләрниң йетишип чиққанлиқини, улар елип бериватқан түрлүк усуллардики паалийәтләрниң пәйдин-пәй актиплишиватқанлиқини көрсәтти.

Қәһриман ғоҗамбәрди сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “һалбуки, һазирқи шараитта оттура асияда уйғур яшлириниң вәтән дәвасидики ишлири наһайити сус һаләттә. Уйғур аяллири бу ишқа анчә арилишишни халимайду. Бүгүн һәл қилидиған әң еғир мәсилә шуки, нөвәттә уйғуристан дәһшәтлик бир вәзийәттә туруватқан, коммунист хитай һөкүмитиниң аталмиш ‛тәрбийиләш мәркәзлири‚ дә йүз миңлиған уйғурлар зулум чекиватқан бир пәвқуладдә еғир мәзгилдә мән оттура асиядики уйғур ханим-қизлирини актип болушқа, җанлиқ һәрикәт қилишқа чақиримән.”

Қазақистандики “ахбарат” журнилиниң хадими наиләм һәмрайеваниң қаришичә, қазақистандики уйғур аяллири ичидин чиққан тонулған шәхс, мәрһумә тамара мәмәтова илгири қазақистан һөкүмитиниң мәсули лавазимлирида хизмәт қилған, дәм елишқа чиққандин кейин өз өмрини җәмийәтлик ишларға беғишлиған зиялийлардин икән. Наиләм һәмрайева ханим, тамара мәмәтованиң нурғун ишларниң тәшәббускари болғанлиқини, өз билимини вә күчини хәлқиниң йүкини йеникләштүрүшкә беғишлиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “тамара қасим қизи мәмәтова уйғурларниң миллий бирләшмисини тәшкиллигәнләрниң бири. У бу бирләшминиң рәиси сүпитидә қазақистан қануниға тайинип, тарихий вәтинимиздин кәлгән сиясий қачақларға панаһ берип, аниларчә көйүнүп, уларниң кейинки һаятиға бихәтәрлик тәмин әткән иди. У дуня уйғур қурултийи билән зич мунасивәттә болуп, сиясий лидеримиз рабийә ханим билән һәмкарлиқта ишлиди. Тамара ханим өзиниң яхши хисләтлири билән ядимизда мәңгү сақланғуси”.

Һазирқи шараитта қазақистандики уйғур ханим-қизлириниң өз мәмликитидики вәзипилири немидин ибарәт?

Уйғур паалийәтчилиридин бири болған шәһәрбанум сәйдуллайеваниң ейтишичә, уйғур аяллири бу йәрдики һәр хил паалийәтләрдә уйғур елидики қериндашлириниң бешиға чүшүватқан азаб-оқубәтләрни йәткүзүштин ташқири йәнә миллий маарип вә миллий мәдәнийәтни тәшвиқ қилиш ишлири биләнму шуғулланмақтикән. У мундақ деди: “биз балилиримизни уйғур мәктәплиридә оқутуп, өзимизниң миллий кимликимизни уларға тонутушимиз керәк. Келәчәк әвладлиримизниң уйғур болуп қелиши үчүн анилар зор күч чиқиришимиз керәк. Җай-җайларда тәшвиқат-тәрғибат ишлирини елип бериватимиз. Болупму балиларни миллий роһта тәрбийиләштә, уларға тарихимизни өгитиштә аниларниң билимлик болуши интайин чоң рол ойнайду.” 

Игилишимизчә, қазақистанлиқ уйғур аяллири ичидин йәнә мәрйәм сәмәтова, айшәм шәмийева, патигүл сабитова, саһибҗамал қарабайева, рошәнгүл илахунова, мәрйәм ниязова, тамара әлибақийева қатарлиқ көплигән атақлиқ сәнәткарлар, әмгәк қәһриманлири, композиторлар, алимлар, язғучилар йетишип чиққан болуп, улар 20-әсирдики уйғур намайәндилири қатаридин мунасип орун алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.