Бишкәктә қирғизистан уйғур мәшрипи өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз азад қасим
2016.02.24
qirghizistan-meshrep.JPG Хәлқ сәнәткарлири мәшрәп әһлигә надир сәнәт номурлирини тәқдим қилди. 2016-Йили 21-феврал, бишкәк.
RFA/Azad Qasim

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиниң уюштуруши билән 21-феврал күни бишкәктики “ават” ресторанида қирғизистан уйғурлириниң чоң мәшрәп паалийити өткүзүлди.

Уйғур миллий мәдәнийитиниң дурданиси болған мәшрәп паалийити қирғизистан уйғурлириниң иҗтимаий һаятида уйғур миллий кимликини сақлап қелиш, әнәниви өрп-адәтләр вә уйғур тил-йезиқи арқилиқ яшларни тәрбийәләш қатарлиқ җәһәтләрдә актип рол ойнап келиватиду.

Нөвәттә қирғизистан уйғурлири арисида 150 дин көпрәк мәһәлливий мәшрәпләр шәкилләнгән болуп, бу мәшрәпләр яшанғанлар мәшрипи, оттура яшлиқлар мәшрипи, яшлар мәшрипи,аяллар мәшрипи қатарлиқ түрләргә бөлүнгән. Адәттә һәр қетимлиқ қирғизистан чоң мәшрипи мәлум мәһәлливий мәшрәпниң саһибханилиқида өткүзүлиду. Бу қетимлиқ чоң мәшрәпкә бишкәк шәһириниң шәрқи җәнубиға җайлашқан “алатав” йезисидики оттуз оғул мәшрипи саһибханилиқ қилди.

Мәшрәптә алди билән сөз қилған қирғизистан чоң мәшрипиниң мәшрәп беги мирзаким һаҗим мәшрәпниң уйғур җәмийитидә ойнайдиған роли һәққидә тохтилип мундақ деди: “мәшрәп уйғур хәлқи әзәлдин ойнап келиватқан, хәлқни әдәп әхлаққа чақиридиған иҗтимаий оюнларниң бири. Хәлқимиздә ‛балаңни мәктәпкә бәр, андин мәшрәпкә бәр‚ дәйдиған һекмәтлик сөз бар. Уйғур мәшрипи бизниң ата-бовилиримиздин келиватқан, бизни әдәп-әхлаққа, иман-етиқадқа өгитидиған иҗтимаий оюн болуп һесаблиниду.”

“иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗим мәшрәп әһлини қирғизистанниң 23-феврал күни хатирилинидиған “вәтән қәһриманлири байрими” билән тәбриклигәндин кейин, уйғур яшлирини қирғизистан чоң мәшрипигә көпләп җәлп қилишниң әһмийити һәққидә мунуларни билдүрди: “мән алди билән бүгүнки мәшрәп сорунидики барлиқиңларни чин дилимдин тәбрикләймән. Бүгүнки мәшрәп сорунимизға ‛иттипақ‚ яшлар комитетиниң рәиси башчилиқидики яшларму қатнишиватиду. Биз ата-бовилиримиздин бизгә мирас болуп қалған мәшрәп паалийәтлиримизгә техиму көплигән яшлиримизни қатнаштурушқа әһмийәт беришимиз лазим. Чүнки биздин кейин қалса, әҗдадлиримиз бизгә мирас қалдурған уйғур хәлқиниң есил әнәнилирини яшлар давамлаштуриду дәп қараймән.”

“иттипақ” җәмийити ақсақаллар кеңишиниң рәиси абдурешит һаҗим уйғур мәшрәплириниң әһмийити һәққидә төвәндикиләрни оттуриға қойди: “мәшрәп толиму әһмийәтлик бир сорун. Һәммимизгә аян болғинидәк, тарихтин буян бизниң ата-бовилиримиз мәшрәп арқилиқ уйғур мәдәнийитини әвладму-әвлад давамлаштуруп кәлди. Уйғур тарихини, өрп-адәтләрни, әдәп-әхлақни вә иззәт-һөрмәтни бизгә дәл мушу мәшрәп өгитиду. Биз миллитимизниң мәдәнийәт мираслирини өзимизниң уйғур мәшрәплири арқилиқ яшларға мирас қилип қалдурушимиз лазим.”

Бу қетимқи мәшрәпкә бишкәк шәһири вә униң әтрапидики уйғур җамаитидин болуп 200 гә йеқин киши қатнашти. Бәш саәттин көпрәк давам қилған мәшрәп давамида хәлқ сәнәткарлири мәшрәп әһлигә надир сәнәт номурлирини тәқдим қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.