“зулумға завал” шеир топлими нәшрдин чиқти
2018.02.19

Бишкәк шәһириниң “аят” басмиханисидин вәтәнпәрвәр шаир әзимҗан низамийниң “зулумға завал” намлиқ шеирлар топлими нәшрдин чиқти.
Китабқа шаирниң вәтәнпәрвәрлик идийәси билән йезилған шеирлири вә “зулумға завал” намлиқ дастани киргүзүлгән. Шаир өз шеирлирида уйғур хәлқиниң бешиға чүшкән вә чүшүватқан еғир күлпәтләр вә паҗиәлик күнләр үстидә тәпсилий тохтилип, уйғур хәлқини иттипақлиққа, ана-вәтәнни сөйүшкә чақирған.
Мәзкур китаб кирил вә кона уйғур йезиқлирида бесилип чиқти. Китабни нәшргә тәйярлиған пәлсәпә пәнләрниң намзати әкбәрҗан бавудун икки йезиқниң қоллиниши тоғрисида тохтилип, өз қарашлирини баян қилди.
Әзимҗан низамийниң әсәрлири муһәббәт темисиға йезилған болсиму, әмәлийәттә өзиниң ана вәтинигә болған чәксиз муһәббити иди.
“зулумға завал” - чоң һәҗимлик дастан. Бу дастанида шаир 200 йилдин бери қуллуқ асаритидә азаб чекиватқан уйғур хәлқиниң паҗиәлик һаятини тәсвирләш билән бу қуллуқтин қутулушиниң бирдин-бир йоли азадлиқ күрәш икәнликини көрситиду.
Көп шеирлири өз вәтинидин айрилип, җудалиқта өткән йиллири, вәтинини сеғиниш һес-туйғулири билән йезилған. Униң “уйғуристаним-елим”, “вәтән”, “қени”, “мениң хәлқим” вә башқа шеирлирида кечә-күндүз вәтән ғемидә йүргәнлики рошән көрүниду.
Әзимҗан низамий мусапирлиқ һаятиниң аччиқ дәрдини көп тартқан, шуңлашқа у вәтән йолида һәр қандақ ишқа тәйяр икәнликини өз шеирлирида очуқ изһар қилиду. Шаирниң мутләқ көп шеирлири вәтән темисиға беғишланған болуп, вәтән ишқи шаирға түгимәс илһам беридиғанлиқи вә вәтән һәққидә униң нахшиси түгимәйдиғанлиқини “вәтән” намлиқ шеирида изһар қилиду.
Исянкар шаир һаят вақтида өз хәлқигә кәң тонулмиған иди. Китаб муһәррири мәһәммәт ясин совет иттипақи дәвридә көп шеирлар сензурдин өтмәй нәшрдин чиқалмиғанлиқини көрситип, бу һәқтики сәвәбләрни баян қилди.
Әзимҗан низамийниң йезип қалдурған қолязмилири асасида “зулумға завал” намлиқ бу шеирлар топлими биринчи қетим йоруқ көрди. Китаб қазақистан вә явропа дөләтлиридики уйғур җамаәтчиликигә тарқитилмақта икән.