Қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқ күнидә уйғур сәнити намаян қилинди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2018.08.27
Qazahstandiki-atagliq-artist-Sehibe-Noruzuva.jpg Қирғизистан җумһурийитиниң мустәқиллиқ күнидә қазақистандики атақлиқ артис сәһидә норузива ханим сәһнидә.
RFA/Féruze

Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити билән қазақистан қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң һәмкарлиқида бишкәк шәһиридә, қирғизистанниң мустәқиллиқ күнидә, йәни 24-авғусттин 26-авғустқичә болған төт күн давамида уйғур мәдәнийити вә сәнити тамашибинларға намаян қилинди.

“иҗадийәт кечиси” дәп аталған бу паалийәт қирғизистан миллий филармонийәсидә, йәни музика-консерт залида алий дәриҗидә уюштурулди. Мәзкур паалийәткә қирғизистан хәлқ кеңишиниң рәиси токон мамитоф, қирғизистан президентиниң җумһурийәт алий кеңишидики вәкили қурманбек дийқанбайиф, алий кеңәшиниң уйғурлардин сайланған әзаси пәрһат тулендибайеф, қирғизистанда турушлуқ түркийә әлчиликиниң сәнәт бөлүминиң рәиси реҗәп сула, германийә әлчиликиниң вәкиллири, қирғизистандики аз санлиқ милләтләр вәкиллири, шундақла көп санда телевизийә вә гезит мухбирлири қантнашти.

Қирғизистан хәлқ кеңишиниң рәиси токон мамитоф өз нутқида қазақистан уйғур тиятир коллективиға қирғизистан хәлқи намидин тәшәккүр билдүрүп, композитор қуддус ғоҗамиярофниң уйғурлар арисида биринчиләрдин болуп “совет иттипақиниң хәлқ артиси” намиға вә уйғур миллий тиятириниң академийәлик тиятир намиға еришкәнликини алаһидә тилға елип өтти.

Консерт җәрянида икки дөләт арисидики милләтләр ара иттипақлиқни күчәйтиш вә аз санлиқ милләтләр сәнитини тәрәққий қилдурушқа һәссә қошқанлиқи үчүн қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң рәиси мурат әхмидигә қирғизистан хәлқ кеңишиниң медали тәқдим қилинди, шундақла униңға қирғиз миллий чалғу асваплиридин қирғиз қомузи совғат қилинди.

Иҗадий сәпәр җәрянида “тәбәссум” һәзил-күлкә программиси, өзбекистанниң даңлиқ хәлқ артиси абдуреһим әхмиди туғулғанлиқиниң 90 йиллиқиға беғишланған консерт программиси, “нава” уйғур фолклор ансамбилиниң мәхсус программиси, шундақла классик әсәр “ғерип-сәнәм” драмиси қоюлуп сәнәт сөйәрләрниң қизғин алқишлириға еришти.

Мәзкур консертқа тамашибин қатарида қатнашқан новопокровка мәһәллиниң йигит беши ғәйрәт җаһануф уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң артистлириға рәһмитини билдүрүп, бүгүнкидәк уйғурларниң ана вәтинидә уйғурлар дучар болуватқан еғир қайғулуқ күнләрдә тиятирниң орундиған сәнәт номурлири арқилиқ өз көңүллириниң азрақ болсиму шадланғанлиқини тәкитлиди.

Зияритимизни қобул қилған қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артиси рәйһангүл мәхпирова узун йиллардин буян уйғур елидики сәнәткарлири билән болған мунасивәтлириниң тамамән үзүлүп кәткәнликини, әмма өзлириниң қирғизистан уйғурлири билән биргә болғанлиқидин хушал болғанлиқини билдүрди.

Уйғур зиялийлири бу паалийәтниң икки қошна дөләттики уйғурларниң иттипақлишиши вә уйғур сәнитини тәрәққий қилдурушида йеңи сәһипә ачқанлиқини ейтишти. Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийити вә қазақистан қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң арисида һәмкарлишиш меморандуми имзаланди. Бу хуш хәвәр һәққидә “иттипақ” җәмийити ақ сақаллар кеңишиниң әзаси мирзаһәким абдулоф өз һессиятини изһар қилди.

Зияритимизни қобул қилған қазақистан қуддус ғоҗамяроф намидики қазақистан җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң рәиси мурат әхмәди қирғизистандики уйғур сәнитиниң тәрәққий қилишиға ярдәм беришкә тәйяр икәнликини тәкитлиди.

“иҗадийәт кечиси паалийити” пәқәтла қирғизистан уйғурлири әмәс, бәлки қирғизистанда яшаватқан һәммә милләтләр үчүн сәнәт байрими болди. “иттипақ” җәмийитиниң маарип кеңишиниң рәиси гүлбостан ибдиминова мундақ паалийәтләргә техиму көп яшларни җәлп қилиш керәкликини ейтип, уйғур яшлирини өз миллий сәнити вә мәдәнийитини һөрмәт қилишқа чақирди.

Қирғизистандики уйғурлар өз миллий мәдәнийити, миллий сәнитигә әһмийәт бәрмәктә, лекин яш әвладлар арисида өз тили вә мәдәнийитини билмәслик әһваллириму еғирлишиватқанлиқи үчүн йеңи әвладларни өз миллий тили, мәдәнийити, өрп-адәт вә сәнитини өгинишкә тәшкилләш уйғур җәмийитидики муһим мәсилиләр қатарида қаралмақта.

Қирғизистан һөкүмәт санлиқ мәлуматлири бойичә қирғизистандики уйғурларниң сани 60 миңға йеқин дәп қариливатқан болсиму, лекин уйғурлар әмәлийәттә уйғурларниң саниниң буниңдин көп икәнликини ейтишмақта, уйғурлар асасән бишкәк шәһири вә униң әтрапидики йезиларға, һәм қарақол, оштики қарасу, қарабалта қатарлиқ чоң-кичик шәһәрләргә тарқалған.
Бишкәктин фәрузә тәйярлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.