Хитай анализчилири “шинҗаң” аталғуси вә хитай компартийәсиниң уйғур сиясити һәққидә пикир баян қилди

Мухбиримиз меһрибан
2018.11.05
kona-xerite-xitayda-uyghur-tibet-yoq-twitter-teng-biao.jpg Тибәт, уйғур, моңғул вә манҗу қатарлиқ хәлқләр яшаватқан земинларниң хитай территорийәси даирисидә йоқлуқи көрситилгән, Twitter да тең бяв исимлик кишилик һоқуқ адвокати елан қилған кона хәритә. 2018-Йили 29-өктәбир.
Social Media

Нөвәттә бейҗиңда яшаватқан язғучи ваң лишюң әпәнди хитайдики тибәт вә уйғурлар һәққидә язған бир йүрүш язмилири билән тонулған хитай язғучисидур. У йәнә хитай һөкүмити тәрипидин үзлүксиз сәзгүр шәхсләр тизимликигә киргүзүлгән хитай кишидур. Униң 2007-йили уйғурлар һәққидә йезилған “мениң ғәрбий диярим, сениң шәрқий түркистаниң” намлиқ китаби хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән китаблар тизимликигә киргүзүлгән болуп, униң бу әсири әйни дәврдә уйғур зиялийлири арисида диққәт қозғиған иди.

Ваң лишюң әпәнди йеқинда “әркин асия радиоси” ниң хитайчә торида “шинҗаңни билиш үчүн аввал кишиләрниң көңлини утуш керәк” намлиқ обзорини елан қилди. Униң бу язмиси хитай зиялийлири арисида хитай тәшвиқатидики “шинҗаң” аталғуси вә хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сиясити һәққидики йәнә бир қетимлиқ муназиригә сәвәб болди.

Язғучи ваң лишюң өз язмисида хитай һөкүмити тәрипидин уйғурларға мәҗбурий теңилған “шинҗаң” аталғуси вә хитай һөкүмитиниң уйғур диярида нөвәттә йүргүзүватқан қаттиқ бастурушлириниң яман ақивити һәққидә агаһландуруш бәргән. У язмисида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситидә әгәр муқимлиқни сақлаймән десә бу йәрдики йәрлик хәлқниң райиға беқишниң муһимлиқини әскәрткән.

Ваң лишюң әпәнди язмисиниң баш қисмидила уйғурларниң хитайлар тәрипидин берилгән “шинҗаң” дегән намни ишлитишни халимайдиғанлиқи һәққидә тохталған. У мундақ дәп язған: “мән һәр қетим уйғурлар билән йүзләшкинимдә ‛шинҗаң‚ дегән сөзни тилға елишта яки язмилиримда бу икки хәтни йезишта теңирқаймән. Чүнки хитай земининиң алтидин бирини игиләйдиған бу тупрақта яшаватқан 20 милйондин артуқ хәлқ ‛шинҗаң‚ дегән бу намни һәр вақит тилға елип туриду. Есимдә қелишичә, етник түркүмләр һәққидә ечилған бир қетимлиқ илмий муһакимә йиғинида бир уйғур вәкил әгәр кимдә-ким ‛шинҗаң‚ дегән аталғуни ишләтсә, өзиниң бу муһакимигә қатнашмайдиғанлиқини елан қилған иди.”

Язғучи ваң лишюң әпәндиниң қаришичә, “шинҗаң” аталғуси хәт мәнисидин алғанда “йеңи чегра район” мәнисини ипадиләйдикән, бу аталғу әмәлийәттә бу земинниң тарихта бесивелинған бир тупрақ икәнликидәк һәқиқәтни алға сүридикән. Уйғурлар бу тупрақта әсирләр бойи яшап кәлгәнлики үчүн, пәқәт мустәмликичиләрла “йеңи чегра район” дегән мәнини беридиған “шинҗаң” аталғусини қоллинишқа лайиқ икән. Шу сәвәбтин бу земиниң игиси болған уйғурлар бу аталғуни қобул қилмайдикән.

Илгири хитайда кишилик һоқуқ адвокатлиқини қилған, нөвәттә америкиниң ню-йорк шәһиридә туруватқан адвокат тең бяв әпәндиму язғучи ваң лишюңниң язмисида оттуриға қоюлған “шинҗаң” аталғусиниң бүгүнки күндә хитай һөкүмити үчүнла сәзгүр сиясий тема болуп қалмастин, бәлки йәнә уйғурлар үчүнму қобул қилғили болмайдиған һақарәтлик нам икәнликини билдүрди:

“шинҗаң аталғуси һәқиқәтән мустәмликә мәсини ипадиләйду. Шуңа уйғурлар бу намни яқтурмайду. Әмма хитай һөкүмити тәшвиқатида уйғурлар өзлири аташни халайдиған ‛шәрқий түркистан‚ дегән аталғуни қорқунчлуқ бир аталғуға айландуруп қойди. Хитай тәшвиқатида шәрқий түркистан аталғусиға ‛террорлуқ вә бөлгүнчилик‚ дегәндәк сүпәтләр берилди, бу аталғуни ишләткәнләр җазаланди. Шуңа хитайдики нурғунлиған тәтқиқатчилар ‛шәрқий түркистан‚ дегән бу намни ишлитиштин қорқиду. Лекин мениңчә әркин дөләтләрдә яшаватқан кишиләр әлвәттә уйғурлар өзи арзу қилидиған вә яқтуридиған ‛шәрқий түркистан‚ аталғусини ишлитишкә адәтлинишимиз керәк. Һазир бу аталғуни ишлитиш һәққидики муназириләрму күчийиватиду. Мениңчә, тәтқиқатчилар, болупму хитай зиялийлири уйғурларниң һес-туйғусиға һөрмәт қилишимиз керәк вә уйғурлар өзи тоғра дәп халиған аталғуни қоллинишимиз керәк дәп ойлаймән.”

Канадада адвокатлиқ кәспидә оқуватқан оқуғучи шавен җаң әпәндиму зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “‛шинҗаң‚ сөзи сөз мәнисидин алғанда һәқиқәтән ‛йеңидин бесивелинған земин‚ мәнисини билдүриду. Гугулдин тәкшүрүштин қариғанда, бу аталғу чиң сулалисиниң ахирқи мәзгилидә қоюлған нам. Бу аталғуниң мәниси һәқиқәтәнму мустәмликә земин мәнисини ипадиләйду, шуңа уйғурларниң бу намни яқтурмаслиқи муқәррәр.”

Ваң лишюң әпәнди язмисида йәнә хитай һөкүмитини уйғурларға қаратқан сияситидә йәрлик хәлқниң райиға беқиши керәкликини тәкитләп мундақ дәп язиду: “әмәлийәттә бу йәрдики мәсилә ‛шинҗаң‚ аталғусини қоллиниш яки қолланмаслиқ мәсилиси әмәс. Уйғурлар бу земинниң хитай дөлити тәрипидин бесивелинған земин икәнликини испатлашқа тиришип кәлди. Хитай һөкүмитиму ‛шинҗаң‚ дегән бу аталғуниң ‛кона земинни қайтурувелиш‚ дегән мәнини беридиғанлиқини йилларчә тәшвиқ қилип кәлди. Һөкүмәт бу тәшвиқати үчүн нурғун мәбләғ вә зеһнини сәрп қилмақта. Әмма һөкүмәт шунчә көп мәбләғ вә тәтқиқатчи тәшкилләп бу земинниң әзәлдин җуңгониң бир қисми икәнликини испатлашқа урунуп кәлгән болсиму, лекин уйғурларни қайил қилалмиди. Техиму ениқи уйғурларниң қулупланған қәлбини ачалмиди. Тарих бизгә шуни көрсәттики, мустәмликә қилинған земинда бир өмүр яшиған мустәмликичиләр мустәмликә қилинғучи йәрлик хәлқниң қәлбини қандақму чүшәнсун!. . .”

Тең бияв әпәнди хитай һөкүмитиниң шинҗаң мәсилисидә һәр вақит сәзгүр позитсийәдә туридиғанлиқини тәкитлиди. У хитай коммунист һөкүмитиниң бу земиндин айрилип қелиш әндишисиниң уларниң уйғур сияситидә барғансери әсәбийлишип кетишигә сәвәб болған асаслиқ амил икәнликини билдүрди.

Тең бияв мундақ деди: “хитай һөкүмити үчүн ейтқанда, “шинҗаң‚ аталғуси вә ‛шинҗаң мәсилиси‚ сәзгүр сиясий тема. Чүнки хитай коммунист һөкүмити үчүн ейтқанда хитай земининиң алтидин бир қисмини игиләйдиған бу земиндин айрилип қелиш әндишиси һәр вақит мәвҗут. Шуңа хитай коммунист һөкүмити һеч вақит бу земинниң әркин тәрәққият пурситигә еришишигә йол қоймай кәлди. Хитай һөкүмити намда бу җайға аптономийәлик һоқуқ берилгәнликини тәшвиқ қилсиму, әмма һечқачан бу йәрдики хәлқ һәқиқий аптономийәгә еришәлмиди. Аталмиш аптономийә һоқуқи хитай компартийәсиниң ялғанчилиқидин башқа нәрсә әмәс, халас!”

У йәнә мундақ деди: “хитай коммунист һөкүмити һакимийәт бешиға чиққандин буян ‛шинҗаң‚ дәп аталған бу земинда бу йәрдә яшиғучи йәрлик хәлқләрни әң әқәллий кишилик һоқуқлардин мәһрум қилип кәлди. Бу йәрдики йәрлик хәлқниң сиясий һоқуқи билән диний етиқад әркинликини тартивалди. Болупму йеқинқи икки йилдин буян әһвал техиму яманлашти. Һәтта бир милйондин артуқ киши лагерларға қамилиштәк бир вәзийәт шәкилләнди. Ваң лишюң әпәнди мақалисидә һөкүмәт шинҗаңни башқурушта йәрлик хәлқниң көңлини утуши лазимлиқини тилға әпту. Бу әлвәттә тоғра пикир. Әмма хитай коммунист һөкүмити бу йәрдики хәлққә бундақ бир пурсәт бәрмәйду. Чүнки 1949-йили хитай компартийәси бу йәрни идарә қилишқа башлиғандин буян бу тупрақтин айрилип қелиш әндишиси билән бу йәрдики хәлқләргә қарита қанлиқ бастурушни давамлаштуруп кәлмәктә. Шу сәвәбтин бу йәрдики зиддийәт барғанчә өткүрләшти. Мана мушундақ әһвалда бу йәрдики уйғур вә қазақ қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң хитай коммунист һөкүмитигә болған үмиди тамамән үзүлди. Уларниң мустәқиллиқ арзуси күчәйди. Шуңа мениң қаришимчә, әмдики бирдин-бир амал алди билән компартийә һакимийитини ағдуруп ташлаш, хитайдики һәрқайси милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини ишқа ашуруштур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.