Тәләт миррәһимуф: чеқиветилгән қәдимий қәшқәрни сүрәтлиримдә сақлап қалдим

Ихтиярий мухбиримиз азад
2016.01.29
telet-mirrehimov-moskiva-resim-korgezme-2015-oktebir-ongdin-beshinchi.jpg Тәләт миррәһимув әпәнди(оңдин бәшинчи киши) москивадики уйғурлар билән рәсим көргәзмисидә. 2015-Йил өктәбир.
RFA/Azad

Қирғизистанда хизмәт көрсәткән сәнәт әрбаби, пешқәдәм уйғур рәссами тәләт миррәһимуф 2015 - йилниң ахирида русийә пайтәхти москвада өзиниң рәсим көргәзмисини өткүзгән вә түркийәдә қисқа мәзгиллик иҗади сәпәрдә болуп кәлгәндин кейин, йеқинда радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң өткән бир йилда қолға кәлтүргән нәтиҗилири һәмдә 2016 - йилда алдиға қойған пиланлири һәққидә тохталди.

Тәләт әпәнди өзиниң русийә пайтәхти москвада рәсим көргәзмиси уюштуруш җәрянидики тәсиратлири һәмдә түркийә сәпири һәққидә тохталғанда мунуларни билдүрди: “мениң узундин буян москвада өзүмниң рәсим көргәзмисини уюштуруш арзуюм бар иди. Чүнки москва сабиқ совет иттипақида яшиған рәссамларниң нәзиридә гүзәл сәнәт саһәсиниң мәркизи дәп қарилиду. Мән бу қетим көргәзмә уюштуруш җәрянида москвадики уйғур җамаити вә гүзәл сәнәт саһәсидики достларниң қоллишиға ериштим. Москвада рәсим көргәзмиси уюштуруп болупла, тәклипкә бинаән түркийәгә беришқа тоғра кәлди. Түркийәдиму наһайити қизғин күтүвелишқа муйәссәр болдум, қайтип кәлгәндин кейин биргә барған рәссамлар билән бирликтә бишкәктә көргәзмә уюштурдуқ.”

Рәссам тәләт әпәндиниң май бояқ сүрәтлиридә вәтән темиси алаһидә орунда туриду. У өзиниң қоюқ миллий алаһидиликкә игә уйғур илиниң җәнубидики мәнзириләр тәсвирләнгән сүрәтлири һәққидики ой - пикирлири һәмдә уйғур яшлириниң билим елишқа әһмийәт бериши лазимлиқи һәққидики көз қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “мән вәтәнгә барған чағлиримда җәнубий вилайәтләрдики хәлқимизниң турмуши тәсвирләнгән сүрәтләрни көпрәк сиздим. Бүгүнки күндә қәшқәрдики қәдимий имарәтләр хитайлар тәрипидин чеқиветилгән болсиму, шу қәдими қәшқәр мениң сүрәтлиримдә сақлинип қалди. Бу кейинки әвладлар үчүн зор әһмийәткә игә. Нөвәттә яшлиримиз билим елишқа сәл қаримаслиқи лазим, чүнки бизниң ишлиримиз билимсиз нәтиҗигә еришәлмәйду, болупму уйғурлар үчүн техиму шундақ.”

Пешқәдәм рәссам сөһбитимизниң ахирида өзиниң 2016 - йиллиқ пиланлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “мән бу йил қазақистанниң алмата шәһиридә чоң типтики рәсим көргәзмиси уюштуруш һәққидә ойлиниватимән. Мениңчә, москвадики көргәзмә мувәппәқийәтлик болғандин кейин, алматадиму яхши өтсә керәк дәп ойлаватимән. Һәммимизгә мәлум болғинидәк, иҗадийәт йеңилиқни тәләп қилиду. Шу сәвәбтин мәнму өз иҗадийәтлиримдә йеңилиқ яритиш йолида издиниватимән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.