Профессор әхмәт биҗан әрҗиласун “түркий тиллар дивани” намлиқ әсәрни йеңидин нәшргә тәйярлиди
2014.07.13
11 - Әсирдә қәшқәрдә өткән улуғ алим мәхмут қәшқириниң “түркий тиллар дивани” намлиқ әсири тунҗи қетим 1940 - йилларда түркийәдә бесим аталай тәрипидин нәширгә тәйярланған. Аридин70 йил өткән бүгүнки күндә тонулған түрколог ғази университетиниң оқутқучиси профессор доктор әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди билән зият аққоюнлу әпәнди йеңидин нәширгә тәйярлап нәшир қилдурди.
Түркийә тил тәтқиқат идариси тәрипидин нәшир қилинған әсәр 1120 бәттин тәркип тапқан, бир томлуқ қилип нәшир қилинған болуп, бу қетимқи нәширгә тәйярлашта нурғун хаталиқларға түзитиш киргүзүлгән. Биз бу һәқтә техиму тәпсили мәлумат игиләш үчүн әсәрни нәширгә тәйярлиған профессор әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, әсәр тунҗи нәшир қилинған 1940 - йиллардин бүгүнгичә болған 70 йил җәрянида түркологийәниң зор тәрәққий қилғанлиқини, бу тәтқиқатлардин пайдилинип туруп түркий тиллар диванини биринчи қетим нәширгә тәйярлиғанда хата оқулуп, хата тәрҗимә қилинип қалған 1500 әтрапида сөз - аталғуларни түзәткәнликини ейтти. Түркий тиллар диванини қайта нәширгә тәйярлаш җәрянида мәхмут қәшқири туғулуп чоң болған қәшқәр вә опал тоғрисидиму бәзи йеңи мәлуматларни оттуриға чиқарғанлиқини баян қилип өтти. Төвәндә әхмәт биҗан әрҗиласун әпәнди билән елип барған сөһбитимизни аңлитимиз.