Түркийидә уйғурларға алақидар китаблар көпләп нәшр қилинишқа башлиди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.12.16
turkiye-uyghur-kitablar-2016.jpg Түркийәдә нәшир қилинған уйғурларниң тарихи, җуғрапийиси, сиясити, тил-әдәбияти вә мәдәнийитигә алақидар китаблар
RFA/Arslan

Йеқиндин буян түркийәниң охшимиған нәшриятилири тәрипидин уйғурларниң тарихи, җуғрапийиси, сиясити, тил-әдәбияти вә мәдәнийитигә алақидар китаблар арқа-арқидин нәшр қилинишқа башлиди. Мисал алидиған болсақ, ақ чағ нәшрияти тәрипидин “түрк җумһурийәтләр вә түрк хәлқләр тарихи” дегән китабта, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, түркмәнистан қатарлиқ түрк җумһурийәтләр тоғрисида тохталғандин кейин, уйғурларниң тарихта қурулған уйғур дөлити тоғрисида мәхсус тохталған вә шәрқий түркситан түрклири дегән темида һазирқи уйғурларни тонуштуруп өткән.

Түркийидә 1960-йиллардин башлап муһәммәтимин буғра вә әйса йүсүп алиптекинләр уйғурларға алақидар язған бир қанчә парчә китаб нәшир қилинған болсиму, йеқиндин буян арқа-арқидин көп санда китаблар нәшр қилинди.

Куршат йилдирим язған “шәрқий түркистан тарихи җоғрапийиси” дегән китаб, профессур әхмәт биҗан әрҗиласунниң “иптидаи дәврдин 20-әсиргичә түрк тили тарихи” дегән китаби, профессур мәләк өзйәткин язған “исламдин илгирики уйғурларда земин қануни” дегән китаб, һөсәйин текиноғлиниң “һон түрклири” дегән китаби, профессур өмәр өздән язған “түрк мутәпәккурлири тарихи” дегән китаб, әхмәт хәлдун тәрзиоғли язған “куршад” намлиқ тарихи романи, муһәммәд билал челикниң “йәркән ханлиқиниң сияси тарихи” дегән китаби вә “түрк бүйүклири вә түрк қәһриманлири” дегән китаблар нәшр қилинди.

Бу китабларда уйғурларниң тарихи, сиясити, мәдәнийити вә тил-әдәбияти тоғрисида тохталған.

Түркийә-хитай мунасивәтлири йеқинлишиватқан бүгүнки күндә, түркийә нәшриятилири тәрипидин уйғурларға алақидар китабларниң арқа-арқидин нәшр қилиниши бир тасадипийлиқму яки еһтияҗму вә яки түркләрдә уйғурларға қизиқиш көпийиватамду? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн түркийә һаҗәттәпә универистети тарих оқутқучиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.
Түркийәдә нәшир қилинған уйғурларниң тарихи, җуғрапийиси, сиясити, тил-әдәбияти вә мәдәнийитигә алақидар китаблар
Шуниңға охшаш, мәркизи истанбулға җайлашқан тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин диний, пәнний саһәләрни өз ичигә алған һәр хил темиларда көплигән китаблар уйғур тилида нәшр қилинмақта.

Уйғурларға алақидар китабларниң түрк тилида нәшр қилишиниң қандақ әһмийити бар? қандақ өнүми болиду? бу һәқтә биз тәклимакан уйғур нәшриятиниң мудири абдуҗелил туран әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Биз йәнә бу һәқтә, бир қанчә парчә китаб тәрҗимә қилип нәшр қилдурған уйғур зиялий миркамил қәшқәрли әпәнди билән сөһбәт қилип пикир-қарашлирини алдуқ.

Юқиридики авазлиқ улиништин бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатиниң аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.