“с н н түрк” вә “хабәр түрк” телевизийәлиридә уйғурлар тонуштурулди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.01.09
turkiyede-uyghur-ottura-asiya-mesilisi.jpg “с н н түрк” телевизийәсидә уйғур мәсилиси тоғрилиқ елип берилған муназиридин көрүнүш. 2017-Йили 7-январ, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

1-Айниң 7-күни түркийәдики әң чоң телевизийә қаналлиридин бири болған “с н н түрк” вә “хабәр түрк” қаналлирида уйғур мәсилиси тоғрисида муназирә елип берилди.

Тонулған журналист хақан чәвик әпәнди риясәтчилик қилған “һафта сону”, йәни “һәптә ахири” намлиқ программида пенсийәгә чиққан баш әлчи үнал чәвикөз әпәнди билән тонулған һәрбий ишлар мухбири җушқун арал әпәнди уйғурлар вә уйғур мәсилиси тоғрисида тохталди.

Программа риясәтчисиниң җушқун арал әпәндидин “истанбулдики рейно рестораниға һуҗум қилған террорчиниң оттура асиялиқ икәнлики ениқ болди? орта асия немә болуп террорчилиқ билән бирликтә тилға елинишқа башланди?”дәп сориған соалиға җушқун арал әпәнди мундақ җаваб бәрди: “у йәрләргә қарайдиған болсиңиз, узун йиллардин буян хитай хәлқ җумһурийитиниң хата сиясити түпәйлидин дини етиқадни тоғра йолдин өгинәлмигәчкә, охшимайдиған гуруһлар тәрипидин риғбәтләндүрүлүш арқилиқ уйғурлардин асанла бәзи тәшкилатлар пайдилинип кетиду. Шуңа биз террорға қарши күрәшни пәқәт өз дөлитимиздила әмәс, башқа дөләтләр билән һәмкарлашқан һалда елип беришимиз керәк.”

Хақан чәлик әпәндиниң “ундақта бундин кейин түркийәдики террор вәқәлиридә оттура асия түркий җумһурийәтлири, хитайниң уйғур райони вә кафказийәдин кәлгән террорчиларни көпрәк көримиз дегили боламду?” дегән соалиға пенсийәгә чиққан баш әлчи үнал чәвикөз мундақ җаваб бәрди: “террор вәқәлиридә кафказийә вә оттура асиялиқларниң көпийишидики сәвәб әң муһими бу районлардики дарамәттики тәңпуңсизлиқтур. Совет иттипақи йимирилгәндин кейин бу районда бай билән кәмбәғәл оттурисидики пәрқ зорийишқа башлиди. Базар иқтисадиға өткәндин кейин кәмбәғәл билән бай оттурисидики пәрқ көпийишкә башлиди. Террорлуқ тәшкилатлири террорчиларни кәмбәғәл, оқумиған яшларниң ичидин таллимақта. Пәқәт орта асиядинла әмәс, пүтүн дунядин даешқа қатнишиватқан террорчиларниң көпи кәмбәғәл, надан вә оқумиған кишиләрдин талланған”.

Җәң мухбири җушқун арал әпәнди 1990-йилларда тунҗи қетим үрүмчи, қәшқәргә берип көрүнүшләрни тартип кәлгән кишидур. У, “с н н түрк” тә тарқитилған “һәптә ахири” программисида бундин 27 йил бурунқи қәшқәрниң көрүнүшлирини көрситип туруп уйғурлар тоғрисида мәлумат бәрди.

У мундақ деди: “1990-йиллар, қәшқәр, мән әйни вақиттики түрк әлчисиниң тәвсийәси билән хитайни көп айланған идим. Шәрқий түркистан растинла гүзәл бир земин. Мәдәнийәт вә башқа җәһәттин бизгә әң йеқин җай. Уйғур тилиму түркчигә охшап кетиду. Булардин башқа ‛дивану луғатит түрк‚ вә ‛қутадғу билик‚ намлиқ әсәрләр йезилған җай”.

Җушқун орал әпәнди уйғурларниң түркийәни бәкла яхши көридиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “уйғурлар бәк яхши көриду. Тонулған түрк язғучи яшар камалниң китабини қәшқәрдики китабханиларда көрдүм. Әпсуски түркийә дөлити у йәрләргә көңүл бөләлмиди. Бәлки түркийә соғуқ уруш мәзгилидикидәк хитай дөлити хата чүшинип қалиду дәп кирмигән бөлиши мумкин”.

Җушқун арал әпәнди уйғур дияридики әң чоң мәсилиниң хитайниң хата сиясити түпәйлидин динини өгинәлмәслик икәнликини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистандики әң чоң мәсилә хитайниң хата сиясити билән диний бесимниң күчийип, уйғурларниң қалаймиқан тәриқәтләргә йүзлиништур. Динниң чәклиниши вә динни тоғра мәнбәләрдин өгинәлмәслик шәрқий түркистандики әң чоң мәсилә. Бу хил әһвал диктатор дөләтләрниң көпидә мәвҗут”.

Бу программидин башқа йәнә “хабәр түрк” телевизийәсидә тарқитилған “зәйтинбурнудики оттура асия” мавзулуқ программида истанбулниң зәйтинбурну районида яшаватқан уйғурлар тонуштурулди. Программида истанбулниң зәйтинбурну районида тиҗарәт қиливатқан уйғурлар билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтулла оғузхан зиярәт қилинған. Уйғур тиҗарәтчиләр бирдәк һалда өзлириниң хитай зулумидин қечип әркин яшаш үчүн түркийәгә кәлгәнлики, террорлуққа қарши икәнлики, истанбулдики рейна ресторанида 39 киши өлтүрүлгәндин кейин пәйда болған “уйғурлар қилған болуши мумкин” дегән сөзләрдин қаттиқ биарам болғанлиқи, қирғизистан граждани өзбек қилғанлиқи ениқланғандин кейин өзлириниң бираз хатирҗәм болғанлиқини һәм террорлуққа ләнәт оқуйдиғанлиқини тәкитләшти.

Инкаслардин мәлум болушичә, 1-айниң 1-күни саәт бирдин 15 минут өткәндә истанбул рейна ресторанидики террорлуқ һуҗумида 39 киши өлтүрүлгәндин кейин мәтбуатларда пәйда болған бу һуҗумни “уйғурлар қилған болуши мумкин” дегән гуманлар уйғурларни қаттиқ биарам қилған. Бу вәқәдин кейин түркийәдики көчмән уйғурлар мәсилисиму телевизийәләрдә арқа-арқидин муназирә қилинишқа башланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.