Ибраһим қилич: түркләр үчүн “шәрқий түркистан көңүлдин йирақ болмисун”
2018.05.30

Мусулманларниң муқәддәс ейи рамазанда түркийәдики ахбарат васитилиридә уйғур мәсилисигә арқа-арқидин орун берилишкә башлиди.
25-Май күни түркийәдики әң чоң тор гезитлиридин бири болған “дирилиш гезити” дә “шәрқий түркистан көңүлдин йирақ болмисун” мавзулуқ обзор елан қилинди. Обзор мундақ башланған: “бурун дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар тоғрисида мәлумат игиләш мумкин әмәс иди. Бу һәқтә мәтбуатларда мәлумат болмиғачқа радийолардин бу һәқтә учур игиләшкә тиришаттуқ”.
Мақалә аптори ибраһим қилич әпәнди өз обзорида бүгүнки күндә гәрчә технологийә тәрәққий қилған болсиму, уйғур дияридин хәвәр игиләшниң интайин қийин икәнликини тәкитләп мундақ дәп язиду: “технологийә көп тәрәққий қилған болсиму, лекин бизниң өлчимимизгә тошудиған тоғра хәвәрни игилийәлмәйватимиз. Бәзи вақитларда көп санда ойдурма хәвәрләрниму учритимиз. ялған хәвәрләрниң көпини хитай коммунист һөкүмитиниң тарқитиватқанлиқи тоғрисида мәлумат игилидуқ. Бундақ бир әһвал астида хата, ялған вә ойдурма хәвәрләр каллимизни қаймуқтурмақта. Бу әһвал кишиләрниң шәрқий түркистан мәсилисигә болған қизиқишиға тосалғу болмақта”.
У, обзорида шәрқий түркистан тоғрисида түркийәдә хитайни махтап йезилған хәвәр билән хитайни дүшмән қилип көрситидиған хәвәрләрниң көплүкини, хәвәр өлчимигә тошудиған тоғра хәвәрләрниң аз икәнликини илгири сүргән. У, обзорида хитай дөлитиниң диктаторилиқ түзүми билән башқурулуватқанлиқини, шуңа уйғурлар дияри тоғрисида тоғра мәлумат игиләшниң қийин икәнликини илгири сүргән.
Ибраһим қилич әпәнди “дирилиш гезити” дә елан қилинған “шәрқий түркистан көңүлдин йирақ болмисун” мавзулуқ обзорида қандақ болушидин қәтийнәзәр уйғур диярида йүз бериватқан тирагедийәләрни, у җайдики уйғурлар дуч келиватқан түрлүк қийин мәсилиләрни “инкар қилишқа болмайдиғанлиқи” ни баян қилип мундақ дәп язған: “қандақ болушидин қәтийнәзәр шәрқий түркистанда зулум вә бесимниң барлиқи инкар қилғили болмайдиған бир һәқиқәт. Коммунист хитай тәрипидин ишики етивелинған шәрқий түркистанда нәччә кишиниң лагерда, нәччә кишиниң түрмидә, нәччә кишиниң хитайниң ички районлириға елип кетилгәнлики ениқ әмәс.”
У, обзорида хитай һөкүмитиниң уйғур вә қазақларға йүргүзүватқан чекидин ашқан бесим сияситиниң күнсайин ешиватқанлиқини, хәлқара ислам конферәнсийәси тәшкилатиға охшаш чоң хәлқаралиқ ислам дөләтлири тәшкилатлириниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлмәйватқанлиқини, уларниң диққитини тартиш үчүн уйғурлар дияридин тоғра вә ишәнчлик мәлуматларни игиләп тарқитиш керәкликини тәкитлигән.
Биз обзор һәққидә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн мәзкур обзорниң аптори ибраһим қилич әпәндигә телефон қилған болсақму көз қарашлирини обзорда баян қилғанлиқини илгири сүрди.
Уйғур елидики йепиқ “тәрбийәләш лагерлири” намидики йиғивелиш лагерлири мәсилиси оттуриға чиққандин буян көплигән хәлқаралиқ мәтбуатлар бу һәқтә түрлүк хәвәр анализлири вә тәпсилатларни елан қилип, йүз миңлиған уйғур вә қазақларниң бу лагерларға соланғанлиқи һәм бу лагерлардики қийин-қистақ һәм мәҗбурий меңә ююш һәрикәтлири һәққидики сирлар паш болушқа башлиди. Буниң тәсиридә бу һәқтә түркийә мәтбуатлиридиму бир қисим обзорлар вә учурлар елан қилинишқа башлиди.
Лекин, америка һөкүмити, америка диний ишлар комитети вә бир қисим америка парламент әзалири һәм хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлири уйғурларға қаритилған бу хил сақчи дөлити түзүмини тәнқид қилишни давамлаштуруватқан болсиму, бирақ һазирғичә уйғурлар билән етник вә дини қериндашлиққа игә түркийә һөкүмити яки парламенти бу мәсилиләр һәққидә һечнемә демиди. Хәлқаралиқ ислам тәшкилатлиридинму һечқандақ инкас чиқмай кәлмәктә иди. Бу нуқта уйғур тәшкилатлири вә көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.
Буниң сәвәби ибраһим қилич ейтқандәк һөкүмәтләр вә хәлқара ислам конференсийәсигә охшаш тәшкилатларни тоғра учур билән тәминләш биләнла мунасивәтликму?
“уйғурнет тор гезити” ниң мәсули һамут көктүрк әпәнди бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, ибраһим қилич әпәндиниң “шәрқий түркистан көңүлдин йирақ болмисун” мавзулуқ мақалисидә мәвҗут мәсилигә тоғра диагноз қоюлғанлиқини тәкитлиди.
У немә үчүн түркийә һөкүмити вә мусулман тәшкилатлиридин һазирғичә уйғурлар вәзийити һәққидә бирәр инкас чиқмиғанлиқи һәққидә өз қаришини оттуриға қойди.
Әнқәрәдики түркийә истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси, доктор әркин әкрәм әпәнди аптор обзорида ейтқандәк түркийәдә бәзи кишиләрниң хитайни рәқиб дәп қарайдиғанлиқини, бәзи кишиләрниң болса хитайни яхши көридиған һадисиләрниң мәвҗутлуқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди мәлум бир дөләт яки мәлум бир ширкәт бир мәсилигә қарита сиясәт бәлгиләп чиқиш үчүн тоғра мәлуматқа игә болуши керәкликини, шуңа обзорчи оттуриға қойғанларниң тоғра икәнликини баян қилди.
Әркин әкрәм түркийә һөкүмитини вә яки хәлқара ислам конферәнсийәси вә яки башқа хәлқаралиқ мусулман тәшкилатлирини тоғра учурлар билән тәминлигәндила улар уйғур вәзийитигә көңүл болуши мумкинму-яки мумкин әмәсму дегән нуқтида тәһлил йүргүзди.
Илгири түркийәдики даңлиқ гезитлар уйғурлар һәққидә хели учурларни вә мақалиләрни елан қилған болсиму, әмма йеқинқи йиллар ичидә түркийә билән хитай мунасивәтлириниң қоюқлишиши нәтиҗисидә бу хил мәтбуат паалийәтлири бираз пассиплашқан иди. Әмма йеқинқи бир қанчә айдин буян буниң йәнә актиплишиватқанлиқи мәлум болмақта.
“шәрқий түркистан көңүлдин йирақ болмисун” мавзулуқ обзор әнә шу хилдики мақалиләрниң биридур. Мәзкур обзор түркийә язғучилар җәмийитиниң тор бетидиму елан қилинған. Обзорчи ибраһим қилич әпәнди 2009-йилидин тартип уйғурлар тоғрисида көп санда обзор йезип елан қилған.