Әнқәрәдики фестивалда уйғурларниң бүгүнки еғир вәзийити тәкитләнди
2017.08.21
Әнқәрәниң әтимәсқут районида ечилған 14-нөвәтлик хәлқара түрк дуняси анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң 9-күни йәни 8-айниң 19-күни уйғурларға тәсис қилинған болуп, тонулған кичик мүҗаһит қәшқәрли шеир декламатсийә қилип, “тарихта шанлиқ мәдәнийәт яратқан, күчлүк дөләтләр қурған биз уйғурлар һазир әқәллий инсан һәқ вә һоқуқлиридинму мәһрум, инсан һәқлири нәдә?” дәп уйғурлар дучар болуватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликини оттуриға қоюп, он миңлиған кишиниң алқишиға сазавәр болди.
Арқидин уйғур музика оқутқучиси, сәнәтчи абдуллаһ көсә әпәнди өзи иҗат қилған “шәрқий түркистанлиқлар йиғлима” намлиқ нахшисини, өзбек музикант сабир қаргәр әпәнди иҗат қилған “ана юрт нахшиси” сини орунлап бәрди.
Абдуллаһ көсә нахша орунлиғанда, кичик муҗаһид шеир декламатсийә қилғанда, тамашибинларниң һәммиси қоллирида ай-юлтузлуқ байрақларни ләпилдитип алқишлиди.
Арқидин 14 йилдин бери бу паалийәткә иштирак қиливатқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң сабиқ башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди рәһмәт нутқи қилди. У, қилған сөзидә, бу фестивални уюштурған әтимәсқут районлуқ һөкүмәт башлиқи әнвәр дәмирәл әпәндигә вә түрк хәлқигә рәһмәт ейтип мундақ деди: “һөрмәтлик әнқәрәниң муавин валиси, парламент әзалири, әтимәсгут райониниң башлиқи вә рәпиқиси, һөрмәтлик көпчилик, һәммиңларға сөйгү вә һөрмитимни сунимән. Һөрмәтлик рәһбәрләр, хитай 1949-йили шәрқий түркистанни бесивалғандин бери мәвҗудийитини қоғдап қелиш үчүн күрәш қиливатқан шәрқий түркистанлиқларни, түрк дуняси билән учраштурғанлиқиңлар үчүн уйғурларға вакалитән шүкранлиримни сунимән, 14 йилдин бери мәдәнийитимизни, тарихимизни милйонлиған кишигә тонутуш пурситигә игә қилғанлиқиңлар үчүн бу паалийәтни өткүзүшкә әмгәк сиңдүргән һәммәйләнгә қайта-қайта рәһмәт ейтимән.”
Ахирида хәйруллаһ әфәндигил әпәнди бу фестивалға саһибханилиқ қиливатқан әтимәсқут районлуқ һөкүмәтниң башлиқи әнвәр дәмирәл әпәндигә уйғур допписи билән тон кийдүрди вә уйғур қоғуни совғат қилди.
Әнвәр дәмирәл әпәнди сөз қилип, уйғурларниң тарихта мислий көрүлмигән һалда хитайниң бесими астида яшашқа мәҗбур қалғанлиқини, уйғур дәвасини, чекиватқан дәрд-әләмлирини хәлқ билән ортақлишиш үчүн бүгүн сәһнигә чиққанлиқини, шәрқий түркистан тәшкилатлириға рәһмәт ейтидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “шәрқий түркистанниң ечинишлиқ вәзийити вә дәрд-әләмләрни хәлқимиз билән ортақлишиш вә у йәрдә йүз бериватқанларни тонуштуруш үчүн бу фестивалға шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири қатнашти, бүгүн сәһнигә чиқти, мән уларни тәбрикләймән вә рәһмәт ейтимән, биз һәр даим шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни қоллаймиз.”
Биз ахирида журналист миркамил қәшқәрли әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. У, паалийәтниң яхши өткәнликини, күткән мәқситигә йәткәнликини баян қилди.
Уйғур сәнәтчи абдуллаһ көсә әпәнди уйғур дәвасини аңлитишта сәнәтниң ролиниң зор икәнликини, шуңа бүгүн сәнәт арқилиқ уйғур дәвасиниң яхши тонутулғанлиқини баян қилди.
Уйғурлар сәһнидин чүшкәндин кейин, түркийәдики тонулған нахшичи фәрһат гөчәр сәһнигә чиқти. У, қериндаш түркий милләтләрниң иттипақ болуши вә өз - ара һәмкарлишиши керәкликини, шәрқий түркистанға әркинлик тиләйдиғанлиқини тәкитлиди. Миркамил қәшқәрли түрк хәлқиниң сәнәт сөйәр хәлқ икәнликини, даңлиқ сәнәтчиләрниң уйғурларни тилға елишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
8-Айниң 9-күнидики шәрқий түркистан кечисини қанал б телевизийәси, бәңгу түрк телевизийәси нәқ мәйдандин тарқатти. Хәйруллаһ әфәндигил әпәнди бүгүнки паалийәтниң наһайити яхши өткәнликини баян қилди.
8-Айниң 19-күнидики шәрқий түркистан кечисигә әнқәрә әтимәсқут районлуқ һөкүмәтниң рәиси әнвәр дәмирәл әпәнди, парламент әзаси әрқан хабәрал әпәнди, әзәрбәйҗан ширван шәһириниң башлиқи, мустәқил оттура асия түркий җумһурийәтлириниң әнқәрәдә турушлуқ әлчихана хадимлири, түркий милләтләрниң җәмийәт вә вәқиплириниң вәкиллири вә хәлқтин болуп нәччә он миңлиған киши қатнашти.
Уйғурларму 14-қетим өзлириниң мәдәнийитини, өрп вә адәтлирини вә кейинки йилларда хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим вә қирғинчилиқ сиясәтлири әкс әттүрүлгән сүрәтләрни көрсәтмәктә.