Дуня уйғур аяллар бирлики белгийәдики уйғур аяллириға әһмийәтлик “чай” тартти
2016.05.18
Уйғурларниң иҗтимаий һаятида “чай” паалийәтлири һәр хил шәкилләрдә өткүзүлмәктә. Әмма 15-май күни белгийәниң вервийә шәһиридә дуня уйғур аяллар бирлики вә бу шәһәрдә олтурақлашқан уйғур аяллириниң саһибханилиқида, белгийәдики уйғур аяллириниң башқичә әһмийәтлик “чай” паалийити интайин хуш кәйпиятта болуп өткән.
Бу паалийәткә 200 километир йирақтики җайлардинму уйғур аяллири иштирак қилған. Бу паалийәт һәққидә зияритимизни қобул қилған уйғур аяллар бирликиниң рәиси рисаләт арипова ханим бу паалийәттә 80 дин артуқ уйғур аялниң бир йәргә җәм болуп, уйғурларниң өрп-адәтлирини сақлаш, балиларни миллий мәдәнийәт роһида тәрбийиләш, рабийә қадир ханим башчилиқидики уйғур дәвасиға қандақ аваз қошуш қатарлиқ көп темиларда һәмсөһбәт болғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң дуня уйғур аяллири бирлики рәиси рисаләт ханим билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилий мәзмунини аңлайсиләр.