Әркин әкрәм шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң истратегийилик муһимлиқи темисида лексийә сөзлиди
2013.11.19

17-Ноябир голландийәдики уйғурлар шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулуш һәм йеқилиши вә шәрқий түркистанниң һәрҗәһәттики истратегийилик муһимлиқиға аит учурлар мәзмун қилинған лексийәни аңлиди.
Бу лексийәни алаһидә тәклип билән кәлгән, түркийәдә турушлуқ истратегийә мутәхәссиси профессор доктор әркин әкрәм әпәнди тәқдим қилди. Бу паалийәтни голландийәдики явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәшкиллиди.
Паалийәт шу йәр вақти чүштин кейин 1 йеримдә кичик оғлан абдураһманниң қуран кәрим тилавити билән башланди. Андин җәмийәт мәсули обулқасим әпәнди қәдәм тәшрип қилған меһманлар вә әркин әкрәм әпәндигә рәһмитини билдүрүп сөз қилди.
Профессор доктор әркин әкрәм әпәндиниң шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулуш һәм йеқилишиға алақидар тунҗи лексийәсидә, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулуш һарписидики ички - ташқи, иҗабий вә сәлбий амиллар, шу чағдики хәлқара вәзийәт, пурсәт вә амәт, имкан вә қисмәтләр ипадә қилинған аччиқ кәчмишләргә йошурунған оюнларниң маһийити йорутулуп, шәрқий түркистан хәлқиниң әйни чағдики тәқдири, чоң шаһмат тахтисидики бир тал уруқчиға охшап қалғанлиқи билән хуласиләнди.
Намаз вә тамақтин кейин соалларға җаваб бериш тәриқисидә давам қилған лексийәдә, голландийәдики ноғай түрклири җәмийитиниң вәкили шәрқий түркистанниң бүгүнки тәтүр қисмитигә әң чоң зиян салғучи қайси күч дәп сориди. Әркин әкрәм әпәнди буниңға қарита очуқ қилип, русийә дәп җаваб бәрди.
Профессор доктор әркин әкрәм әпәнди шәрқий түркистанниң һәрҗәһәттики истратегийилик муһимлиқиға аит лексийәдә, шәрқий түркистанниң җуғрапийиви, иқтисадий, ташқи алақә, қуруқлуқ вә һава йоллири қатниши, бүгүнки тәңпуң күчләрниң күч елишиш нуқтисидики роли қатарлиқ түрлүк саһәләрдә тутқан орниниң интайин муһим икәнликини баян қилди.
7 Саәткә йеқин давам қилған мәзкур паалийәт иштиракчилири бүгүнки бу лексийәниң қиммитигә юқири баһа бәрди. Паалийәт ахирлашқанда көпчилик бирликтә хатирә рәсимгә чүшти. Профессор доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимизни қобул қилип бу қетимқи лексийә бериш паалийитидә, голландийәдики уйғурларниң қизғинлиқи вә интилиш роһидин рази болғанлиқини билдүрди.