Һәбибулла муһәммәт уйғур миллий мәдәнийәт буюмлириниң муһаҗирәттики базирини ачти

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.02.07
uyghur-alimliri-gilem.jpg Түркийәдә яшаватқан әмдила 30 яшниң қарисини алған яш игилик тиклигүчи һәбибулла муһәммәт ишләпчиқиришқа башлиған мәһсулатлиридин көрүнүш.
RFA/Gulchehre

Йеқинқи вақитлардин буян түркийәдә яшаватқан бир қисим уйғурлар уйғур әнәниви қол-һүнәр сәнити вә йәрлик тоқулма буюмлар мәдәнийитини хәлқараға йүзләндүрүп, уйғур классик алимлириниң сүрәт вә язмилири чүшүрүлгән там асқу гиләмләр, ай-юлтузлуқ көк байрақ кәштиләнгән хатирә буюмлар, рәңдар әнәниви әтләстин ишләнгән галстук, шарпа, һәмян, сомка қатарлиқ совғат буюмлирини ишләпчиқиришқа башлиған. Бу мәһсулатлар муһаҗирәттики уйғурларниң талишип сетивалидиған һәдийә буюмиға айланған.

Хитай һөкүмити уйғур диярида уйғур миллий мәдәнийәт мираслириға бузғунчилиқ қиливатқан, уйғур әнәниви қол һүнәрвәнчиликиниң тәрәққиятини боғуватқан, уйғур миллий игиликни түп йилтизидин вәйран қиливатқан бир пәйттә муһаҗирәттики уйғурлар өзлири яшаватқан дөләтләрдә күчиниң йетишичә уйғур миллий мәдәнийәт вә сәнәт мираслирини қутқузуп қелишқа, уни хәлқара сәвийәдә тәрәққий қилдурушқа тиришмақта.

Түркийәдә яшаватқан әмдила 30 яшниң қарисини алған яш игилик тиклигүчи һәбибулла муһәммәт әнә шундақ яш һәм җүрәтлик карханичиларниң биридур.

У йеқинда фәйсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқулар арқилиқ елан бәргән уйғур миллий мәдәнийәт буюмлири вә совғат мәһсулатлири муһаҗирәттики көплигән уйғурларниң қизиқишини қозғиған. Радийомиз зияритини қобул қилған һәбибулла әпәнди бу һәқтә бизгә тәпсилий учур бәрди.

Һәбибулла өзиниң қәшқәрниң мәкит наһийәсидә туғулғанлиқи, илгири уйғур диярида сода-сетиқ вә кичик типтики кийим тикиш карханилирини ечип хели игилик тиклигәнлики, әмма кейинчә хитайниң һәр түрлүк бесимлириға учрап игилики вәйран болғандин кейин, 2014-йили түркийәгә келип йол издәшкә башлиғанлиқини баян қилип өтти.

Уйғур миллий мәдәнийитиниң мәвҗутлуқи тәһдиткә учраватқан бир пәйттә түркийәгә кәлгән һәбибулла пәқәт пул тепишнила мәқсәт қилип қалмастин, бәлки уйғурларниң миллий әнәниви мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн базар тәкшүрүп, ахири 2016-йили қуруқ қол игилик башлиған.

Һазир у түркийәдики рәхт вә гиләм завутлири билән айрим-айрим келишим һазирлап, уйғур әнәниви әтләс нусхилиридин пайдилинип һәр хил рәхтләр вә гиләмләрни ишләпчиқиришқа башлиған. Улардин бир қисми базарға селиниш алдида турмақтикән.

У йәнә уйғур миллий алаһидиликкә игә вә миллий роһ ипадиләнгән түрлүк һәдийә буюмлириниму ишләп базарға салған болуп, бу мәһсулатлар дуняниң һәр йәрлиридики уйғурларниң арзулап сетивалидиған буюмлириға айланған.

Һәбибулла йеқинда йәнә муһаҗирәттики уйғур ана тил мәктәплири оқуғучилириниң мәктәп кийимлирини бирликкә кәлтүрүш үчүн уйғур оқуғучилар формисини лайиһәләп, ишләпчиқиришқа башлиған. Һазир 10 дин артуқ дөләттики уйғур ана тил мәктәплириниң заказлири пүткән икән.

Һәбибулла кейинки пиланида уйғурларниң бирлики үчүн төһпә қошуш арзусида икәнликини билдүрди. У дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар үчүн хизмәт қилип келиватқан төһпикар тәшкилат рәһбәрлиригә өзи ишләпчиқарған охшаш һәдийә буюмидин бир данидин тәқдим қилиш арзусида икәнликини билдүрди.

У ахирда йәнә мундақ деди: “мениң қиливатқанлирим әмәлийәттә йеңилиқ яратқанлиқму әмәс. Мән миллий вә әнәниви буюмлиримизни дуня базириға йүзләндүрүштә техиму көп қериндашларниң мән билән һәмкарлишишини, һәтта риқабәтлишишини үмид қилимән. Чүнки биз һәмкарлиқ вә риқабәттә күчлинимиз, тәрәққий қилимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.