Муқамшунас турдиахун ака вә 12 муқамниң лентиға елиниши һәққидә

8-Апрел күни хитай хәлқ ториниң уйғурчә тор бети сәйпидин әзиз туғулғанлиқиниң йүз йиллиқи мунасивити билән “сәйпидин әзиз вә 12 муқам” намлиқ мақалә елан қилинған.

Муқам вариси турдахун. (Бейҗиң милләтләр университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “уйғур он икки муқами” намлиқ китабтин елинған.) RFA/Qutluq

8-Апрел күни хитай хәлқ ториниң уйғурчә тор бети сәйпидин әзиз туғулғанлиқиниң йүз йиллиқи мунасивити билән “сәйпидин әзиз вә 12 муқам” намлиқ мақалә елан қилинған болуп, мақалидә 1950-йили сәйпидинниң тиришиши вә көзитиши арқисида уйғур хәлқиниң бибаһа сәнәт гөһири болған 12 муқамни бирдин-бир толуқ ейталайдиған хәлқ сәнәткари қәшқәрлик турдиахунниң байқалғанлиқи баян қилған.

Мәзкур мақалидә, сәйпидинниң 12 муқамни қутулдуруп қилиш үчүн шу чағдики хитай хәлқ җумһурийитиниң рәһбәрлиридин бири болған җу енләйгә доклат язғанлиқини вә ахирида җу енләйниң көңүл бөлүши вә сәйпидинниң орунлаштуруши билән һазирқи уйғур 12 муқамниң сақлинип қилинғанлиқини илгири сүргән.

Һазир илиниң пәнҗим йезисида дәм еливатқан, сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң офитсери, музика устази мусаҗан рози бүгүн радиойимизниң зияритини қобул қилип, әйни йилларда 12 муқамни толуқ ейталайдиған муқамшунас турдиахунни әң дәсләптә байқиған кишиниң шу чағдики қәшқәргә валий болған сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбәрлиридин бир қасимҗан қәмбири икәнликини билдүрди.

Нөвәттә диққитиңлар, устаз сазәндә мусаҗан рози билән бу һәқтә елип берилған телефон сөһбәт программисида болғай.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org