Голландийәдә уйғур таам мәдәнийити тонуштурулди
2017.10.10

Голландийәниң роттердам шәһиридики “аз санлиқ милләтләр күлтүр(мәдәнийәт) мәркизи” дә уйғурчә таамлардин бәһр елиш паалийити өткүзүлди.
Голландийәниң роттердам шәһиридики “аз санлиқ милләтләр мәдәнийәт мәркизи” роттердамдики “үрүмчи уйғур ресторани” дин өзлиригә уйғур таам мәдәнийитини тонуштуруш илтимасида болған. 9-Өктәбир күни зәйнидин әпәнди башлиқ 4 киши бу мәркәздә 50 кишилик ләңмән вә полу һазирлап уйғур таам мәдәнийитини намаян қилған.
9-Өктәбир күни кәчтә нәқ мәйдандин бизгә мәлумат бәргән зәйнидин әпәнди, бу күнидики паалийәттин һәм өзиниң һәм меһманларниң көп мәмнун болғанлиқини, уйғур мәдәнийитини йәнә бир қетим тонутуш мәқситигә йәткәнликини тилға алди.
Бу паалийәткә зәйнидин әпәндиниң аяли раһилә барат ханимму һәмдәмдә болған болуп, у өзиниң бу хил шәкилдә уйғур мәдәнийитини тонутуш пурситигә еришкәнликидин пәхирләнгәнликини тәкитлиди.
Уйғурчә таамларға еғиз тәгкән голландийәлик бир ханимму зияритимизни қобул қилғанда, ләңмән вә полуни еғзи еғзиға тәгмәй махтап кәтти. У мундақ деди: “уйғур таамлири һәқиқәтәнму бәк бәк ләззәтликкән. Бурун тетип бақмиған икәнмән. Бүгүн бу таамлардин шунчилик һозурландим. Бундин кейин үрүмчи уйғур ресторанини йоқлап туримән”.
50 Кишилик полу вә ләңмәнни бирла вақитта иссиқ һәм өз тәми билән меһманларниң алдиға елип чиқиш асан әмәс. Зәйнидин башлиқ 4 уйғур буниң үчүн көп әҗир сәрп қилған. Бәзи телевизийә мухбирлири нәқ мәйданни филимға алған вә кәлгән меһманларниң тәсиратлирини игилигән. Ипадә билдүргүчиләр иҗабий баһалар беришкән.
Зәйнидин турсун әпәндиниң иниси қәһриман турсун болса, бу йәрдә ноқул уйғур таам мәдәнийити тонуштурулуп қалмай, йәнә уйғурларниң нөвәттики ечинишлиқ вәзийити, тарихи һәққидә чүшәнчиләр берилгәнликини, уйғурчә әтләс көңләк, бадам доппа, чимән доппиларниңму көрәк қилинғанлиқини қәйт қилди.
Зәйнидин турсун әпәнди мушу айниң 23-күни өзиниң “үрүмчи ресторани” да хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән бирлишип мәхсус “уйғур күни” паалийити өткүзүшниң тәйярлиқини қиливатқан болуп, у сөзиниң ахирида пул тепиштин бәкрәк, өз миллитини тонутушқа қизиқидиғанлиқини тәкитлиди.
Зәйнидин турсун әпәндиниң уйғур җамаитини мәмнун қиливатқан йәнә бир иши; һәр йили язда уйғур бүгүнки заман тарихида болуп өткән “барин инқилаби”, “ғулҗа вәқәси”, “үрүмчи вәқәси” вә қатарлиқ зор вәқәләрни гүлдәстиләр тизип хатириләшни изчил давамлаштуруш паалийитидур.
Алдинқи ай, йәни 6-сентәбир голландийәдики “хәлқ гезити”ниң мухбирлири “үрүмчи ресторани” һәққидә мәхсус филим ишлигән болуп, бу қисқа филимда уйғур таам мәдәнийити тонуштурулупла қалмастин, йәнә уйғурларниң кийим-кечәклири, өрп-адәтлири һәққидиму чүшәнчиләр берилгән. Бу филим иҗтимаий таратқуларда тарқитилғандин кейин, қисқиғина бир ай ичидә зиярәтчиләрниң сани 65 миң кишидин ешип кәткән иди.
“аз санлиқ милләтләр күлтүр (мәдәнийәт) мәркизи” дә бу қетимқи паалийәтни өткүзгән “үрүмчи ресторани” икки йил илгири голландийәниң роттердам шәһиридә уйғур зиялийси зәйнидин турсун әпәнди тәрипидин ечилған болуп, бу ресторан уйғур әтләслири, чимән доппа, бадам доппа вә уйғур чалғу өрнәклири билән безәлгән. Бу шәһәрдә аран 15 әтрапида уйғур аһалиси яшайдикән. Пүтүн голландийәдики уйғурларниң сани тәхминән 2 миң әтрапида икән. Голландийәдә “голландийә шәрқий түркистан уйғур бирлики”, “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” қатарлиқ тәшкилатлар паалийәт елип баридикән.