“қәдимқи уйғур тилидин һазирқи заман уйғур тилиғичә” намлиқ китаб нәширдин чиқти
2015.03.01

“қәдимқи уйғур тилидин һазирқи заман уйғур тилиғичә” намлиқ китаб түркийәниң истанбул шәһридә нәширдин чиқти. Китаб тонулған уйғур түрколог мирсултан османопниң 85 яшқа тошқанлиқиға атап нәшир қилинған болуп, китабниң кириш сөз қисмида мундақ йезилған:
Қәдимдин бүгүнгичә мәхмут қәшқири, йүсүп хас һаҗипқа охшаш нурғун алимләр йетишкән уйғур дияридики әң муһим шәхсләрдин бири мирсултан османоптур. Қәдимқи түркчә, қәдимқи уйғур тили вә һазирқи заман уйғур тили диалектлири тоғрисида нурғун әсәр язған мирсултан османоп бу йил 85 яшқа кирди. Мирсултан османопқа 2014-йили түрк күлтүригә хизмәт қилиш вәқпи түрк тили тәтқиқатиға қошқан төһписи үчүн медал бәрди. Мирсултан османопниң 85 яшқа тошқанлиқиға беғишлап нәшир қилинған бу китабқа униң кәсипдашлири вә оқуғучилириниң илмий мақалилири киргүзүлди.
Истанбулда нәшир қилинған 385 бәттин тәркип тапқан бу китабқа уйғурчә, түркчә, немисчә, ингилизчә вә хитайчә мақалилар киргүзүлгән.
Китабниң тәһрирликини айсима мирсултан ханим, түркийә әрзурум ататүрк университети оқутқучиси әрқан айдин әпәнди вә меһрибан турсун айдин ханимлар қилған. Биз тонулған түрколог мирсултан османоп вә униңға атап чиқирилған китаб вә мирсултан османопниң илмий паалийәтлири тоғрисидики көз қаришини елиш үчүн германийәдики геотиңген университети оқутқучиси абләт сәмәт әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
У, мирсултан османопниң уйғур тили тәтқиқатиға қошқан төһписи тоғрисида тәпсили мәлумат берип, 2013-йили берлингә келип икки ай туруп 20-әсирниң башлирида немислар уйғур дияридин елип кәткән қәдимқи уйғурчә вә чағатайчә текистларни рәтләш хизмитигә қатнашқанлиқини, 85 яшқа киргинигә қаримай илмий тәтқиқатини давамлаштуриватқанлиқини баян қилип өтти.