Д у қ рәһбәрлири хитайниң уйғурларни чаған өткүзүшкә, чошқа гөши йейишкә мәҗбурлиғанлиқини әйиблиди
2019.02.07
Хитай һөкүмити уйғурларни панус есип, уссул ойнап, чаған өткүзүшкә вә чошқа гөши йейишкә мәҗбурлиған.
Бирқанчә күндин буян иҗтимаий таратқуларда үрүмчи вә атуштики уйғурларниң хитайчә кийинип, хитайчә усулларни ойнап, хитайниң чаған байримини тәбрикләватқанлиқиға аит син көрүнүшлири тарқилишқа башлиди. Муһаҗирәттики уйғурлар буниңға қарита күчлүк инкасларни қайтуруп, өзлириниң ғәзәп-нәпрәтлири ипадә қилишмақта.
6-Феврал “фирансийә авази” радиоси “чошқа йили чаған байримида: шинҗаңдики мусулманлар чаған өткүзүшкә, чошқа гөши йейишкә мәҗбурланди” намлиқ хәвәр елан қилди. Хәвәрдә ғулҗа шәһәр башқуруш идарисиниң ели исимлик бир уйғур башлиқиниң чошқа гөшини парчилаватқан сүрити қошуп берилгән.
Хәвәрдә “кәң көләмдә қайта тәрбийәләш лагерлири тәсис қилинип, милйонлиған аз санлиқ милләт мусулманлириниң лагерларға қамалғанлиқ хәвәрлири елан қилиниватқан шинҗаңда, өткән йилидин башлап мусулманларниң чаған байрими өткүзүшкә, чошқа гөши йейишкә мәҗбурланғанлиқ учурлири тарқалған иди. Дәрвәқә, бу йил чошқа йили, чаған байримида шинҗаңдин мушу хилдики хәвәрләр йетип кәлди,” дейилгән.
Хәвәрдә йәнә или вилайитидики қазақларниң һарақ ичишкә, чошқа гөши йейишкә, өйлиригә панус вә чаған байримини тәбрикләйдиған қизил латиларни есип, хитайлар билән биргә чаған өткүзүшкә мәҗбурланғанлиқи, қарши чиққучиларниң “икки йүзлимичи” атилип җаза лагерларға солинидиғанлиқи баян қилинған. Хитайниң бу хилдики паалийәтләргә мәҗбурлаш һадисилириниң уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан қәшқәр, хотән вилайәтлиридә техиму еғирлиқи һәм әскәртилгән.
Д у қ баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай һакимийити бу йил хитайниң чаған байримини уйғурларға зорлап теңиш үчүн уйғур диярида илгирики йилларға қариғанда техиму шиддәтлик бир бесим сиясити йүргүзгән. Униң ейтишичә, хитай даирилири бу йил чағанниң алдида намрат уйғур аилилиригә чошқа гөши тәркиби болған чағанлиқ совғиларни көтүрүп кирип йейишкә мәҗбурлиған. Һарақ ичмәйдиған аилиләргә һарақ көтүрүп кирип биргә ичишкә қистиған вә буни уйғурларниң диний әқидә дәриҗисини өлчәш, радикаллиқиға диагноз қоюшниң васитиси қилған.
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһиммиди әпәнди хитайниң уйғурларни чаған өткүзүшкә, чошқа гөши йейишкә мәҗбурлаш қилмишлири һәққидә тохталғанда бүгүнки уйғурларни һәтта гуәнтанамо түрмисидики тутқунлар билән селиштуруп, “бу пүтүн инсанийәткә қилинған һақарәт вә һуҗум,” дегәнләрни тилға алди.
“шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси, қурултай диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун һаҗим бу һәқтә тохтилип, хитай һакимийитиниң уйғурлар вә уйғур дияридики мусулман хәлқләргә қарита йүргүзүватқан диний әқидилирини хорлаш һадисилириниң ислам дунясида күчлүк қаршилиқ қозғайдиғанлиқини тәкитләш билән биргә бу қилмишни “һәддидин ашқан зулум” дәп атиди.
Д у қ рәһбәрлириниң баян қилишичә, хитайниң уйғур дияридики чекидин ашқан зулумлири сәвәблик күнсери күчийиватқан хәлқара бесимларға җавабән хитай һакимийити гәрчә җаза лагерлирини пәрдазлап көрситишкә һәмдә бир қисим тутқунларни хитай өлкилиригә йөткәп җинайәтлирини йошурушқа мәҗбур қеливатқан болсиму, әмма уйғур миллитини тамамән хитайлаштуруш яки йоқитиш нийитидин ваз кәчмигән. Буниң үчүн җаза лагерлириниң көлимини кеңәйтиш қурулушлирини давам қилдурмақта вә уйғур дияридики һәр милләт кишилирини диний әқидилиридин, мәдәнийәт әнәнисидин айрип ташлаш үчүн пүтүн чариләргә мураҗиәт қилмақта икән.