“уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ китабниң йезилип чиқиш җәрянидики сирлар - 1

Шинҗаң хәлқ нәшрияти тәрипидин 1990 - йили нәшр қилинған “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ китаб хитай һөкүмитиниң уйғур тарихини қандақ шәрһиләштики сиясий қелипини бекитип бәргән.
Әйни вақитта мәзкур китабниң уйғурчә нәшригә “мәсул муһәррир” ләрниң бири сүпитидә исми йезилған қурбан вәли әпәнди аридин 25 йил өткәндә бу һәқтики бәзи сирларни ашкара қилди.
Униң билдүрүшичә, “уйғурларниң қисқичә тарихи” ниң йезилип чиқиши вә нәшр қилинип тарқитилишиға 30 нәччә йиллиқ “сирлиқ җәрян” кәткән.
Мәлум болушичә, бу китабниң йезилиши 1956 - йили мав зедуңниң “аз санлиқ милләтләрниң тарихини йезип чиқиш керәк” дегән мәхсус буйруқи билән башланған икән.
Қурбан вәли әпәндиниң көрситишичә, әйни чағдики “уйғур тарихи” ни йезип чиқиш пиланида уйғур тарихчилириниңму қатнишиши керәклики бекитилгән. Һалбуки, аталмиш “"уйғурларниң қисқичә тарихи "ни йезиш гурупписи” дәп аталған бу гуруппидики сирлиқ кишиләр турғун алмас, имин турсун, қасим ариш вә абдуқәйюм хоҗа қатарлиқ уйғур тарихшунаслар язған бөләкләрниң һечқайсисини қобул қилмиған.
1989 - Йили хитай оқуғучилириниң тйәнәнмендики демократийә һәрикити бастурулғандин кейин, даириләр “уйғурларниң қисқичә тарихи” ни дәрһал нәшр қилишқа тутуш қилған. Улар аталмиш “уйғурларниң қисқичә тарихи” ни йезиш гурупписи йәң ичидә тәйяр қилған нусхини йошурунчә бастуруп мунасивәтлик кишиләрдин пикир елишқа сунған. Һалбуки, бу нусха бейҗиңда сәйпидин әзизиниң наразилиқ пикрини қозғиған. Шундақ болушиға қаримай, уйғур аптоном районлуқ даириләр бу китабни өз пети нәшр қилдурған.
Қурбан вәли әпәнди “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ бу китабта уйғур тарихидики бәзи муһим вәқәләрниң астин - үстүн қиливетилгәнликини тәкитләйду. Йәни униңда тарихниң өзигә, илмий позитсийәгә, дәлил - пакитларға, археологийәлик учурлар билән тарихий материялларға зит келидиған нурғун деталларниң барлиқини тилға алиду. Шуниң билән бир вақитта йәнә, мәзкур китабниң илмий тәтқиқаттин көрә, бәлки сиясий мәқсәтни бәкрәк чиқиш қилғанлиқини әскәртиду.