Уйғуршунас җәй давчер вә униң “тар коча” сөйгүси (1)

Мухбиримиз әзиз
2018.12.26
uyghurshunas-jay-dautcher.jpg Уйғуршунас җей давчерниң вапати тоғрисидики уқтуруш.
RFA/Eziz

2018-Йили 4-авғуст күни һәрқайси җайлардики уйғуршунаслар уштумтут йетип кәлгән бир шум хәвәрдин пәришанлиққа чөкти: 1990-йиллардин буян уйғуршунаслиқ, болупму уйғурлардики миллий кимлик һәққидә издинип кәлгән америкилиқ инсаншунас, доктор җәй давчер шу күни сақсизлиқ түпәйлидин 54 йешида аләмдин өткән иди. Мәрһумниң өлүмигә униң кәсипдашлири, замандашлири, шуниңдәк оқуғучилири қайғурди. Униң техиму көп әмгәкләрни вуҗудқа чиқиридиған вақитта туюқсизла өзлиридин айрилишидин бәкла мәйүсләнди.

Җәй давчер вапат болғандин кейин униң қериндашлири мәрһумниң намиға атап “җәй давчер хатирә фонди” тәсис қилди. Униң әйни вақиттики кәсипдиши вә дости, шуниңдәк заманимиздики даңлиқ уйғуршунасларниң бири, индияна университетиниң профессори гарднер бовиңдон мәзкур фондни башқурушқа мәсул болған. Мәзкур фонд асаслиқи уйғуршунаслиқ билән шуғулланғучи яшларни қоллаш һәмдә мушу саһәгә риғбәтләндүрүшни мәқсәт қилған болуп, уйғуршунаслиқ бойичә муһим мәркәзләрдин болған индияна университетида мушундақ бир фондниң тәсис қилиниши униң әһмийитини йәниму ашурған иди. Биз бу тоғрилиқ профессор гарднер билән сөһбәтләшкинимиздә у җәй давчерниң шу вақитта уйғурлардики әркәклик чүшәнчисигә бәкму қизиққанлиқини әсләп өтти.

“җәй давчер уйғур мәдәнийити вә һазирқи заман шинҗаң һәққидики тәтқиқатта әң мунәввәр алимларниң бири иди. У 1990-йиллири тунҗи қетим у җайға барғанда аллиқачан хитай тилини раван сөзлийәләйтти. У шуниң билән уйғурчә өгәнди вә бу җәрянда бейҗиңдики бир қисим уйғур музикантлар билән достлашти. Шундақ қилип у тунҗи қетим шинҗаңға барғанда уйғурчә сөзлийәләйдиған сәвийәгә барған болуп, бу униң әмәлий тәкшүрүшиниң нәтиҗилик болидиғанлиқидин бешарәт иди. У аввал үрүмчигә, кейин ғулҗиға барди. У дәсләп бу җайларниң һәр биридә бирәр йилдин турди. Бу җәрянда етнографийә бойичә издинип заманимиздики уйғурларниң шәһәр һаяти, әркәклик, содигәрлик, шуниңдәк уйғурлардики бир қисим мурасим адәтлири, мәсилән, мәшрәп, олтуруш дегәнләрни тәтқиқ қилди. Униңдин башқа уйғурлардики ләқәм қоюш адитиниму игилиди. Болупму уни һәммидинму бәкрәк қизиқтурған тема уйғурлар һәққидики тәтқиқат билән шуғулланғучилар оңайла һес қилип йетәләйдиған, шундақла уйғур җәмийитидә мәркизий орун тутидиған әркәклик чүшәнчиси болди.”

Җәй давчерниң һаятидики әң сәмәрилик әмгәкләрниң бири униң 1990-йиллири ғулҗа шәһиридики уйғур мәһәллилиридә “исмаил” дегән уйғурчә исим билән бирнәччә йиллап уйғурлар билән бирликтә яшаш һәмдә йәрлик уйғурларни биваситә көзитиш асасида йезип чиққан шәһәр уйғурлириниң миллий кимлик чүшәнчиси һәмдә буниңдики өзгиришләр тоғрисидики докторлуқ мақалиси һесаблиниду. Җәй давчер мәзкур докторлуқ мақалисини бир мәзгил пишшиқлап ишлигәндин кейин 2009-йили мартта харвард университети нәшрияти буни “тар кочини бойлап: шинҗаңдики уйғурларда кимлик вә әркәклик” дегән мавзуда нәшр қилди. Мәзкур әсәрниң 1-бетигә шаир вә музикант ясин мухпулниң “тар коча” намлиқ шеири уйғурчә вә инглизчә берилгән болуп, уйғурлардики өз мәһәллиси, шундақла юртиға болған чоңқур муһәббәтниң җәй давчерға қайси дәриҗидә тәсир қилғанлиқиниң инкаси иди. Буниңдин башқа у йәнә “шинҗаң: хитайдики мусулманлар чегра райони” қатарлиқ хитай һөкүмити чәклигән китаблардики мақалилири, америкида уйғурларниң әһвали һәққидики гуваһлиқ бериш йиғинлирида сөзлигән гуваһлиқ сөзлири, өзиниң уйғурчә вә хитайчә тилларда раван сөзлиши билән көплигән кишиләргә тонушлуқ иди.

Мәрһумниң “тар кочини бойлап” намлиқ әсиридә асаслиқи ғулҗа уйғурлириниң йәрлик болған кимлик чүшәнчиси, аилә муқәддәслики, шуниңдәк ғулҗа уйғурлириниң миллий кимлик чүшәнчисидә мәркизий орунда туруватқан әркәклик уқуми қатарлиқ мәзмунлар уйғурларниң күндилик һаяти билән бағлинишлиқ болған бөшүк, оғулларниң вә әрләрниң иҗтимаий һаяти, ислам дининиң мәһәллә мәдәнийити билән қандақ юғурулуп кетиши қатарлиқларни шәрһлигән асаста чүшәндүрүлгән. Буларниң һәммиси болса мәрһумниң өз вақтидики һесабсиз нәқ мәйдан тәкшүрүши асасида йезилған иди.

Мәрһумниң бу хилдики паалийәтлири һәққидә сөз болғанда профессор гарднер әйни вақитта өзиниң җәй давчер билән көп қетимлап сөһбәттә болуш җәрянида уйғурлар һәққидики көплигән мәсилиләрдә ортақ пикир бирлики һасил қилғанлиқини, буларниң кейинки вақитларда улар йезип чиққан уйғурлар һәққидики китаблар вә мақалиләрниң вуҗудқа келишидә бәкму пайдилиқ роли болғанлиқини сөзләп келип мундақ деди:

“мән үрүмчигә бериштин илгирила у җайда тәкшүрүш вә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан бирәр чәтәллик билән учришип қелишим мумкин, дейислә униң җәй давчердин башқа киши болмайдиғанлиқи һәққидики гәпләрни аңлиған идим. Шу вақитта җәй давчер үрүмчиниң уйғурлар яшайдиған қисмидики ‛рабийә қадир сода сарийи‚ да туруватқан икән. Шуңа униң билән көрүшүп бақай, дәп көп ойлиған болсамму у даим сиртта тәкшүрүш билән алдираш болғачқа көрүшүшкә мумкин болмиди. Бирнәччә һәптиләрдин кейин ахири учраштуқ. У мән билән көрүшүпла ‛җүрә, сиртқа чиқип тамақ йәйли. Шу йәрдә қанғучә бир параңлишимиз‚ дегиничә мени башлап чиқти. Аридин бирәр һәптичә өткәндә биз йәнә бир қетим обдан параңлаштуқ. У өзиниң қизиқиши, дуч келиватқан мәсилиләр, уйғурлар арисида тәтқиқат билән шуғуллинишниң қандақ раһәт икәнлики, шуниңдәк биз үчүн ортақ болған темилар һәққидә кәң-кушадә сөзлиди. Болупму 19-әсир вә 20-әсирниң башлирида чәтәл алимлириниң, асаслиқи русийә вә шиветсийә алимлириниң уйғур мәдәнийити һәққидә немиләрни өгәнгәнлики, ‛аптоном район‚ қалпиқи берилгән бу җайда уйғур тилиниң, уйғур мәдәнийитиниң, шуниңдәк уйғурларниң қандақ қисмәтләргә дуч келиватқанлиқи биз үчүн ортақ тема иди. Биз бу темилар һәққидә кәң-кушадә параңлашқан болсақму тәтқиқатимиз айрим-айрим болди. Әмма биз пат-патла бу район һәққидә, бу һәқтики тәтқиқат әһвали һәққидә, биз билидиған кишиләр һәққидә, уйғур таамлириниң муһимлиқи һәққидә, һалал йемәкликләрниң давам қилиши дегәндәк көплигән темилар бойичә саәтләп параңлишаттуқ.”

Җәй давчерниң намиға тәсис қилинған хатирә фондида мәрһумниң һаят вақтида әң яқтурған һәмдә ағзидин чүшүрмәйдиған сөзиниң “чишиңниң барида гөш йә” дегән уйғур мақали икәнлики ейтилидиған болуп, буму униң уйғур мәдәнийити һәққидә равурус чоңқурлап издәнгәнликиниң бир ипадиси иди.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.