Җуан амадор: уйғур ләғмини асан тамақ әмәскән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.05.03
Juan-amador-uyghur-leghmen.jpg Германийәдики мәшһур таам устилиридин бири болған җуан амадор уйғур ресторанида ләңмән етишни өгәнмәктә. 2016-Йили апрел, германийә.
www.br.de

Йеқинда германийәниң фокус телевизийә қанилида, германийәдики мәшһур таам устилиридин бири болған җуан амадорниң 4 саәт һәпилишипму, уйғурчә Ләңмән етәлмигәнлики Көрситилди.

Һәр қандақ милләтниң өзигә хас таам мәдәнийити болғинидәк, уйғурларниңму өзгичә таам мәдәнийити вә дорапла өгинивалғили болмайдиған таам ретсеплири бар. Йеқинқи йиллардин буян ғәрб әллиридә уйғурлар ачқан ашхана вә ресторанлар саниниң көпийишигә әгишип, уйғур таамлириға қизиқидиғанларниң саниму ешип бармақта. Уйғур таамлири ичидә болупму ләңмән, ғәрб кишилири яқтуруп истемал қилидиған таамларниң биригә айланмақта.

Гәрчә ләңмән уйғур аилилиридики омумлашқан вә һәммә уйғур дегүдәк яхши көридиған адәттики даимлиқ тамақ болсиму, лекин ләңмән етиш уйғурдин башқа милләтләр үчүн һәргизму унчә асан тамақ һесабланмайдикән. Германийәдики җуан амадорға охшаш “һәрқандақ тамақ қолидин келидиған” даңлиқ устиму ләңмән етиштә мәғлуп болғанлиқини тән алған.

Фокус телевизийә Қанилиниң “мумкинсиз ашхана” намлиқ мәхсус бир программиси болуп, буниңда дунядики охшаш болмиған тамақ түрлирини тонуштуруш вә германийәдики мәшһур устиларниң дорап яки қияс қилип, өзлиригә натонуш болған тамақларни көрмәй туруп охшитип етиштәк маһарәтлирини көрситиш мәзмун қилинатти. Өткәндә мюнхен шәһиридики уйғур ашханилиридин бири болған “тәклимакан уйғур ресторани” бу программиға сәһнә болған. Германийәдики 1-дәриҗилик даңлиқ таам устилиридин тем мәлсер билән җуан амадор бу филимда рол алған.

Хәвәрләргә асасланғанда, җуан амадор герман җамаитиниң нәзиридә мәлум бир таамниң қәйәрдә етилгәнлики, қайси милләтниң таами икәнлики, қандақ тамақлиқи, немиләр хуруч қилинғанлиқи қатарлиқларға аит һечнемини билмәй туруп, көрмәй туруп, аңлимай туруп, пәқәт алдиға туюқсиз кәлтүрүлгән таамни тетип көрүпла һөкүм чиқириш қабилийитигә игә алаһидә иқтидарлиқ шәхс һесаблинидикән. Бирақ у, бу қетим алдиға кәлтүрүлгән ләңмән үстидин тоғра һөкүм чиқиралмиған вә ләңмән етишкә бәл бағлап мәғлуп болған.

Һәқиқәтәнму, униң ләңмән етиш җәряни шунчилик мүшкүл вә күлкилик иди.

Филим көрүнүшидә, даңлиқ уста җуан амадорниң алдиға қәйәрдиндур кәлтүрүлгән бир тәхсә ләңмән қоюлиду. Җуан ләңмәнни тетип көрүп, буниң италянчә әмәс, бәлки асиячә тамақ икәнликини җәзмләштүриду. Ишлитилгән көктат вә дора-дәрман һәққидә 70% тоғра һөкүм чиқириду. Хемирниң юғурулушини қияс қилиду. Көңлидә “ қилалаймән” дегән ишәнчкә келиду. Бирақ, ләңмән хемирини тәләпкә лайиқ юғурушниң қейинлиқини хиялиға кәлтүрүпму бақмайду.

Филимда баян қилинишичә, җуан амадор базардин ләңмән үчүн керәклик хуручлар дәп қияс қилған нәрсиләрниң һәммисини сетивелип, берилгән учурға бинаән коча арилап йүрүп ахири тәклимакан уйғур ресторанини тапиду вә өзиниң бу йәрдә ләңмән етишни синақ қилиш арзуси барлиқини билдүриду. Ресторанниң аял хоҗайини рәйһан ханим тамақ етидиған йәрни униңға бикарлап бериду. Җуан амадор ишни хемир юғуруштин башлайду. Камералар униң һәр бир һәрикитини, чекисидә тәпчиригән тәрләргә қәдәр көрүнүшкә алиду. Бирақ, у һәрқанчә қилипму ләңмән хемирини тәләпкә лайиқ юғуралмайду. юғурған хемиригә туз салмайду, хемир үзүлүп кетип, ләңмән чүшмәйду.

Тәклимакан уйғур рестораниниң аял хоҗайини рәйһан ханим екран алдида туруп, фокус қанилиға, бу даңлиқ устиниң хемирни өлчәмлик юғуралмиғанлиқини билдүриду.

Рәйһан ханим униңға хемир юғурушни өгитиду. У иккинчи қетим юғурулған хемирда ләңмән салиду. Әмма қорумини қамлаштуралмайду. Баһалиғучилар бир ‏-бирләп номур қоюп, униңға еришишкә тегишлик 10 номурдин аран 4 номур бериду. Хуласә қилғанда, бу даңлиқ таам устиси 4 саәт һәпилишип, ахири өзиниң ләңмән етиштә мәғлуп болғанлиқини етирап қилиду. У фокус қанилида қилған сөзидә, ләңмәнниң асан тамақ әмәсликини тилға алиду.

Уйғур зиялийси үмид агаһи әпәнди бу тоғрисида зияритимизни қобул қилип, чәтәлләрдә ечилған уйғур ашханилирида болупму уйғур ләңмининиң ғәрб кишилириниң барғансери қизиқишини қозғаватқанлиқини тилға алди.

Өткән йили германийә б р телевизийә қанилиму қурбан һейт мәзгилидә уйғурлар тоғрилиқ ишлигән “йипәк йолидин мюнхенға қәдәр” намлиқ филимида тәклимакан уйғур рестораниниму зиярәт қилип, мәхсус ләңмән һәққидиму тохталған иди.

Уйғурлар ләңмәнни өзлириниң иҗадийити дәп қарайду. Илгири германийә мәтбуатлиридиму ләңмәнни италийәлик саяһәтчи маркополо уйғур илидин өгинип келип, италийә кәсмә чөплириниң дуняға келишигә асас салғанлиқини вә тәклимакан қумлуқидин 2500 йиллиқ тарихқа игә ләңмән чөпи тепилғанлиқини баян қилишқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.