Японийә дәрслик китабиға уйғурлар һәққидә мәлумат киргүзди
2016.04.15

2016 - Йили 7 - апрелдин башлап японийә толуқ оттура мәктәплири йеңидин түзүлгән оқушлуқ китабини асас қилған һалда дәрс башлиди.
Апрел ейидин башланған японийә толуқ оттура мәктәп оқуғучилириниң йеңи мәвсумлуқ җуғрапийә дәрслик китабиға уйғурларму киргүзүлгән болуп, оқушлуқтики җуңгоға аит қисмида уйғурлар алаһидә тилға елинип чүшәндүрүлгән вә уйғурларға аит өзгичә рәңлик сүрәтләр қошуп берилгән.
Китабқа йемәк сетиватқан уйғур қизи, тонур кавипи, қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң сиртида намаз оқуватқан уйғурларниң сүрәтлири кириштүрүлгән болуп, ундин башқа йәнә уйғур кона йезиқи һәққидиму тохталған.
Тонур кавипини тонуштуруш арқилиқ уйғурларниң адәттә қой гөшини көп истемал қилидиғанлиқини, уйғурларниң ислам диниға ишинидиғанлиқини билдүргән.
Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут, японийә дәрслик китаблирида илгири уйғурлар һәққидә анчә көп мәлуматларниң берилмигәнликини вә бу қетим китабта алаһидә орун беришниң өзини японийәниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлгәнликидин дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Японийәдә өсүп йетилгән, һазир мәлум бир университетта оқуватқан уйғур пәрзәнтлиридин өткүр зияритимизни қобул қилип, японийә толуқ оттура мәктәп дәрсликигә уйғур өрп - адити вә тарихи тоғрисидики мәзмунларниң киргүзүлүшини, японийәдә туғулуп япон маарипида тәрбийилиниватқан уйғур балилириниң өз кимликини билишигә зор түрткә болидиғанлиқини илгири сүрди.
Японийәдики уйғур мәсилиси мутәхәссислиридин арома сато бу һәқтә тохтилип: “уйғурларниң дәрслик китаблардин орун елиши кәлгүсидә японийәдә уйғур тәтқиқати билән шуғуллинидиған бир қатар уйғуршунасларниң барлиққа келишигә көп пайдилиқ” деди.
Японийә маарип министирлиқиниң бир туташ орунлаштуруши билән һәр қайси толуқ оттура мәктәпләргә киргүзүлгән бу дәрслик китабқа бу йилдин башлап, хитай билән японийәдә арисида талашта қалған сенкаку арилиму рәсмий йосунда японийәниң арили дәп көрситилгән.
Илһам маһмутниң қаришичә, японийәниң дәрслик китабиға сенкаку вә курил араллирини киргүзүшиниң өзи яшларға болған вәтәнпәрвәрлик тәрбийисини ашуруш үчүн икән.
Ундин башқа дәрслик китабта йәнә, иккинчи дуня урушидин кейин русийә вә японийә арисида талаш - тартиш нуқтиси болуватқан курил араллирини японийә тәрәп китабта “шималий туприқимиз” дәп атап алаһидә тилға алған вә бу аралларниң тарихтин буян японийәгә тәвә икәнликини әтраплиқ чүшәндүргән.
Японийәдики сиясий көзәткүчиләрдин кенши тарониң ейтишичә, японийәдики бир қисим вәтәнпәрвәр тәшкилатлар узундин буян талаш - тартиштики сенкаку, курил араллирини дәрслик китабларға киргүзүш тәләплирини оттуриға қойған болсиму, бирақ бу хил пикир бәзибир “хитайни хапа қилип қоюшни халимайдиған” сиясий тәшкилатлар тәрипидин рәт қилинип кәлгән.
Лекин у, һакимийәт бешиға шинзо абе башчилиқидики әркин демократлар партийәси чиққандин кейин, сенкаку вә курил араллирини дәрслик китабқа киргүзүш тәклипи алқишқа еришкәнликини илгири сүрүп: “оқуғучиларға бу аралларниң японийә тупрақлири икәнликини чүшәндүрүш арқилиқ хитай вә русийә билән болған арал маҗирасини уларға аңлитишта толиму муһим әһмийәткә игә” деди.
Игилишимизчә, 2009 - йили7 - айниң 5 - күни үрүмчидә йүз бәргән “5 - июл вәқәси” 2010 - йиллиқ японийә толуқ оттура мәктәплириниң җәмийәтшунаслиқ дәрслик китабиға киргүзүлгән вә намайишчиларниң хитай қораллиқ әскәрлири тәрипидин бастурулуватқан сүрәтлири берилгән иди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.