Япон сабиқ парламент әзаси макино: “уйғурларни һимайә қилишимиз уйғур дәвасини чүшиништин илгирила башланған”
2016.10.27

Японийәниң сабиқ парламент әзаси макино сейшу әпәнди, 19 өктәбир әркин асия радийомизда зиярәттә болған иди. Макино әпәнди японийә парламентида “япон, уйғур достлуқ гурупписи” ниң қурулушиға асас салғучи. У изчил һалда уйғурларни һәр җәһәттин һимайә қилип келиватқан японлуқ муһим әрбабларниң бири. У мухбирлиримиз билән уйғурлар вәзийити вә улар учраватқан инсан һәқлири мәсилилири тоғрисида мәхсус сөһбәттә болди. Макино җанаблири өзиниң уйғур сиясий дәвасини 90 йилларниң оттурилиридин башлап тонуған болсиму, өзиниң һәмдә япон хәлқиниң уйғурларға болған тонушиниң униңдин хели илгирила башланғанлиқи һәққидә тохтилип “бизниң уйғурларни һимайә қилишимиз уйғур дәвасини чүшиништин илгирила башланған, пәқәт хитай һөкүмитидин ибарәт ортақ дүшмәнгә игә болуп қалғанлиқимиздинла әмәс, японларниң уйғурларға көңүл бөлүшимиз, әң аввал бизниң уйғурларни қәдимий тарихқа, бай мәдәнийәткә игә, шундақла дуня мәдәнийитигә зор төһпиләр қошқан бир хәлқ дәп тонуғанлиқимиз үчүндур” деди.
Йеқинда японийә парламенттики вәзиписидин истепа берип дәм елишқа чиққан японийәниң сабиқ парламент әзаси япон, уйғур достлуқ әлчиси макино сейшу әпәнди һазир йәнила инсан һәқлири паалийәтлирини актип давам әткүзмәктә болуп, у хитай вә асияға ярдәм хәлқаралиқ мунбириниң муавин рәислик вәзипилирини атқурмақта. Өткән чаршәнбә радийомизда мәхсус зиярәттә болған макино әпәнди, әркин асия радийосиға “асия вә дуняниң тинчлиқини қоғдашта тегишлик төһпә қошуватқан орун” дәп баһа берип, японийә кишилик һоқуқ фонди вә японийә хәлқи намидин әркин асия радийоси мухбирлириниң хизмәтлиригә тәшәккүр билдүрди вә илһам бәрди. Шундақла сөһбәт җәрянида өзи вә япон хәлқиниң уйғурлар вәзийити һәққидики чүшәнчиси вә уйғур миллий һәрикитигә қарита қарашлиридин башқа йәнә, японларниң уйғурлар вә уйғурлар учраватқан инсан һәқлири мәсилилири һәққидики тонушлири қатарлиқлар тоғрисида мухбирлиримизниң соаллириға җаваб бәрди.
Макино җанаблири өзиниң уйғурларни хели йиллар илгирила тарихий китаблар арқилиқ тонусиму, әмма уйғур миллий дәваси вә сиясий вәзийити һәққидә 95-йиллири сабиқ уйғур миллий һәрикити рәһбәрлиридин әркин алиптекин әпәнди билән мәлум хәлқаралиқ бир йиғинда учришиш җәрянида рәсмий тонушқа игә болғанлиқини вә шуниңдин етибарән уйғурларниң сиясий вәзийитигә қизиққанлиқини баян қилди. У йәнә 5-феврал или вәқәси, 5-июл үрүмчи вәқәлириниң уйғур мәсилисигә болған тонушини техиму чоңқурлаштурғанлиқини ейтти. У йәнә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң йеқинқи 10 йил давамида японийәдә бир қанчә қетим бериш җәрянида елип барған паалийәтлириниң уйғур мәсилисини японийәдә кәң даиридә тонуштурушта һалқилиқ рол ойниди дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Биз униңдин йәнә, йеқинқи йилларда японларда уйғурларни қоллаш һәрикитиниң юқири көтүрүлүшигә хитай коммунист һөкүмитиниң қандақ рол ойниғанлиқини соридуқ.
Японийәдә болса уйғурларға қизиқиш уйғур дәвасини чүшиништин илгирила башланған, уйғурларни һимайә қилишимиз пәқәт хитай һөкүмитидин ибарәт ортақ дүшмәнгә игә болуп қалғанлиқимиздинла әмәс, японларниң уйғурларға көңүл бөлүшимиз, әң аввал бизниң уйғурларни қәдимий тарихқа, бай мәдәнийәткә игә, шундақла дуня мәдәнийитигә зор төһпиләр қошқан бир хәлқ дәп тонуғанлиқимиз үчүндур” деди.
Макино әпәнди өзиниң вә япон хәлқиниң рабийә қадир башчилиқидики уйғур миллий һәрикити вә инсан һәқлири паалийитини қизғин қоллайдиғанлиқини, япон миқясида уйғурларни қоллаш паалийәтлириниң йәниму күчийиватқанлиқини билдүрди. Макино әпәнди йәнә өзиниң япон парламентида дөләт ишлиригә арилишиш җәрянида топлиған тәҗрибилири вә уйғур мәсилисини көзитиш җәрянида ойлиғанлири асасида уйғур миллий дәвасиниң кәлгүсигә қарита ойлиғанлирини ипадә қилди.
Узун йиллиқ тәҗрибиләргә игә макино җанаблириниң қаришичә, “хитай нөвәттә сиясий, иқтисадий һәр җәһәттә күчәйгән бир һакимийәт, әмма униң хәлқарадики образи начар, болупму инсан һәқлири җәһәттә изчил қара тизимликтә туруп кәлмәктә. Пүтүн дуня бирликни, инсанлиқни, тинчлиқни тәшәббус қилиду вә бу барғанчә асасий еқимға айлиниду, бу җәһәттин алғанда хитай һөкүмити өзиниң зораванлиқи вә кеңәймичиликини тохтатмайдикән, давамлиқ қоллашқа еришип кетиши натайин. Һакимийәтниң күчигә тайинип мәйли өзиниң пуқралири вә яки башқиларниң инсан һәқлирини дәпсәндә қилиши униң әң зор аҗизлиқ тәрипи санилиду.” у йәнә хитайниң өзиниң пуқралириға шундақла тибәт, уйғурларға қаратқан инсан һәқлири дәпсәндичилирини қобул қилғили болмайдиғанлиқини тәнқид қилип, хитайни һәр җәһәттин уйғурларға қаратқан бастурушни тохтитишқа чақирип келиватқанлиқини тәкитлиди. У йәнә мундақ деди: “уйғурлар учраватқан инсан һәқлири мәсилилирини кәң түрдә аңлитиш, уйғурларниң арзусиға йеқинлишишиға пайдилиқ, мениңчә бирлик болғанда аваз күчлүк чиқиду, худди тибәтләрниң һәммиси ортақ етирап қилидиған вә әгишидиған далай ламаси болғандәк, уйғурларму инсан һәқлири һимайичиси, тонулған уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға уюшуп авазини бирликтә күчәйтиши зөрүр дәп қараймән. Униңдин башқа инсан һәқлири мәсилисидә йәнә өзигә охшаш езиливатқан тибәт, моңғул, һәтта хитай пуқралири билән һәмкарлиқни күчәйтиш зөрүр.”
Биз униң японийәдә дуня уйғур қурултийи яки рабийә қадир ханим башчилиқида болмисиму, уйғурлар тәрипидин елип бериливатқан башқа сиясий вә мәдәний паалийәтләргә қандақ қарайдиғанлиқини соридуқ.
Макино әпәнди: “әлвәттә һәр түрлүк паалийәтләр давам қилғини яхши, әмма нишан вә арзу бир болғанда техиму тәсири болиду дәп қараймән. Чүнки, рабийә ханим японийәгә японларға тонулуп болди, у арқилиқ уйғурларниң сиясий вәзийити тәң тонулмақта вә бу арқилиқ япон, уйғур достлуқи йеңи мәзмунларға игә қилинмақта” деди.
Вә ахирида йәнә: “японийәдә уйғур дәваси рабийә қадир ханимниң паалийәтлири арқилиқ интайин тез вә күчлүк тонулди, японийә хәлқиниң уйғурларниң вәзийити вә инсан һәқлиригә болған тонуши чоңқурлашқансери, япон, уйғур достлуқи күчәймәктә. Уйғур инсан һәқлиригә көңүл бөлүш японийә һөкүмитиниң күн тәртипигә киришидә рабийә қадир ханимниң паалийәтлириниң наһайити зор роли бар, шуңа рабийә қадир ханимниң зияритидин кейин, парламентта япон, уйғур достлуқ гурупписи қурулуп хизмәтлирини давам қилмақта. Гәрчә парламенттин дәм елишқа чиққан болсамму, буниңдин кейин японийәдә уйғурларниң йәниму зор һимайигә еришишигә ишәнчим камил. Мән саһиб болған инсан һәқлири фондиму буниңдин кейин давамлиқ уйғур, япон достлуқида көврүклүк ролимизни давам қилимиз. Бизниң достлуқимиз мәдәнийәт, тарихтин һалқип, инсан һәқлири вә дуня тинчлиқини мәқсәт қилған йеңи мәзмунлар билән бейиватқан достлуқ” деди.
Макино сейшу әпәнди вашингтонға 3 күнлүк зиярәткә кәлгән болуп, зияритиниң тунҗи күни радийомизда зиярәт вә сөһбәттә болғанлиқидин мәмнунлуқ билдүрди.