Қазақистан уйғур язғучилири йиллиқ һесабат бәрди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.05.30
telman-nuraxunof.jpg Шаир вә язғучи телман нурахуноф(солдин биринчи) қазақистанлиқ вәкилләр билән түркий тиллиқ хәлқләрниң шеирийәт байримида. 2013-Йили 1-июн, бишкәк.
RFA/Oyghan

27-Майда алматадики язғучилар өйидә қазақистан язғучилар иттипақиниң 2015-йил бойичә һесабат йиғини болуп өтти. Көплигән шаирлар, язғучилар, драматурглар, тәнқидчиләр, алимлар қатнашқан бу йиғинни қазақистан язғучилар иттипақиниң рәиси, қазақистан парламент сенати алий кеңишиниң әзаси нурлан оразалин ачти. У өз сөзидә бүгүнки күндә көп милләтлик қазақистан әдәбияти алдида турған муһим мәсилиләрни атап өтүп, доклатчилардин өткән йилқи омумий әдәбий муһитқа, қазақистанлиқ язғучиларниң һәр саһәләрдә йәткән утуқлириға обйектип баһа беришни илтимас қилди.

Йиғинда алди билән қазақ әдәбиятиниң проза, һөҗҗәтлик проза, пойезийә, балилар әдәбияти, тәнқид, сатира, драматургийә, фантастика, бәдиий тәрҗимичилик саһәлири, шундақла уйғур вә рус әдәбиятлири бойичә оқулған доклатларда қолға кәлтүрүлгән утуқлар, кәмчиликләр, язғучилар алдида турған муһим мәсилиләр оттуриға қоюлди.

Қазақистан уйғур әдәбиятиниң өткән йилидики әһвали һәққидә шаир вә язғучи телман нурахуноф доклат қилди. У радиомиз зияритини қобул қилип, бу һәқтә мундақ деди: “өткән 2015-йили уйғур язғучилири ейтарлиқ паалийәтчанлиқ көрситип кәтмисиму, бир қатар тилға аларлиқ нәмунә әсәрләрниң мәйданға кәлгәнлики яхши мәлум. Атап ейтқанда, истедатлиқ язғучи-шаирлардин илахун жәлилофниң ‛күлкә карвини‚ һәҗвийләр топлими, хуршидә илахунниң ‛юртум анам пурайду‚, әкрәм садирофниң ‛һаят җилвиси‚ шеирлар топламлири, муһәммәтимин обулқасимофниң ‛әдәбий ойлар изтирипи‚ нами билән 6 томи нәшр қилинди. Кейинки вақитларда уйғур әдәбиятиниң сепигә қошулуватқан талантлиқ яшлардин молутҗан тохтахунофниң ‛мән мәктәпкә барғанда‚ намлиқ шеирий топлими нәшрдин чиқти. Бу топлам яш өсмүрләргә беғишлинип, қәләм саһибиниң иҗадидики нәмунилик әсәрләр қатаридин орун алғанлиқи сөзсиз.”

Т. Нурахунофниң ейтишичә, уйғур драматургийә саһәсидиму тилға аларлиқ илгириләшләр йүз бериватқан болуп, өткән йили түркийә пайтәхти әнқәрәдә түркий тиллиқ җумһурийәтләрдә яшаватқан 108 драматорг қатнашқан хәлқара мусабиқә өткән. Түрк әдәбиятиниң классик драматурги, язғучи халдун танерниң 100 йиллиқ тәвәллудиға беғишланған бу мусабиқигә қазақистанлиқ уйғур драматурги әкрәм әхмәтоф “мәһмуд қәшқәри” намлиқ сәһнә әсири билән қатнишип, иккинчи орунни игилигән иди. Т. Нурахуноф шундақла балилар язғучиси авут мәсимофниң “шерин һаят” драмисиниң уйғур тиятириниң бәдиий кеңишидин өтүп, пат йеқинда тиятир тамашибинлири билән көрүшүш алдида турғанлиқини, уйғур язғучилириниң бу йилиму үнүмлүк ишләватқанлиқини оттуриға қойди.

У сөзини йәнә мундақ дәп давам қилди: “җумһурийәт миқясида йүз бериватқан иқтисадий кризисқа қаримай, уйғур язғучилириниң бәдиий әсәрлири қазақ вә рус тиллириға тәрҗимә қилинмақта. Мәсилән, пешқәдәм язғучи вә драматорг, қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби әхмәтҗан һашириниң ‛нур ана‚ повести рус тилида ‛ақ жайиқ‚ вә ‛әлем әдәбиети‚ журналлирида бесилди. Шундақла өзүмниң ‛ахирқи чақмақ‚ намлиқ һекайәм қазақ тилида ‛жулдиз‚ журналида, гүлбәһрәм хошайеваниң ‛сәнсиз атқан таңлирим‚, ‛мениң татлиқ чүшлирим‚ намлиқ һекайилири қазақ тилида ‛аружан‚ журналида бесилди. Буниңдин ташқири, тонулған романчимиз алимҗан бавидинофниң ‛мәһбус‚ романи рус тилида йоруқ көрүп, оқурмәнләрниң қәлб төридин орун алди. Әдәбиятимизниң ақсақили, пешқәдәм шаир аблиз һезимниң тепишмақ, сөз оюнлири, шеирлар болуп алаһидә китаблири уйғур аптоном районида йоруқ көрди. Қазақистан җумһурийитидә яшап, иҗат қиливатқан әдибниң тарихий вәтинимиздики уйғур китабханлири билән йүз көрүшүши чоң хушаллиқ.”

Йиллиқ һесабат йиғининиң иккинчи қисмида сөзгә чиққанлар доклатларға өз баһалирини берип, йоруққа чиқиватқан әсәрләрниң бәдиийлики, қазақистан язғучилири алдидики һәл қилинишқа тегишлик муһим вә җиддий мәсилиләр һәққидә өз пикир-тәклиплирини билдүрди. Йиғин ахирида н. Оразалин йиғин йәкүнини чиқирип, доклатчилар вә сөзлигүчиләргә миннәтдарлиқ билдүрди һәм чүшкән тәклипләрниң язғучилар иттипақи башқармиси тәрипидин шәртлик түрдә қарилидиғанлиқини илгири сүрди.

Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистан язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти кеңишиниң башлиқи, язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашири мәзкур йиғинда интайин муһим мәсилиләрниң қаралғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бизниң алдимизда туруватқан мәсилиләр дөләт тәрипидин баһалинип вә чиқирилидиған әсәрлиримиз көп йиллардин бери чиқмайватиду. Бу һәқтә бүгүнки йиғинда әтраплиқ ейтилди. Шундақла келәчикимиз тоғрилиқ ойлайдиған болсақ, балилар тоғрилиқ бәдиий әсәрләр йезилиши керәк. Қазақ язғучилириниң тәшәббуси билән уйғур балилар әдәбиятиниң қамусини чиқиришқа һәрикәт қиливатимиз. Драматургийә саһәсидиму бизниң балиларниң һәссилири бар. Бүгүнки йиғинда драматорг әкрәм әхмәтофниң ‛мәһмуд қәшқәри‚ әсириму наһайити чоң баһа алди.”

Ә. Һашири йиғинда қазақистан язғучилар иттипақиниң тәшәббуси билән мушу йили барлиқ милләтләрниң қатнишишида қазақистан мустәқиллиқиниң 25 йиллиқиға беғишланған чоң әдәбий кәч уюштуруш, қазақистанниң алдинқи қатардики мәтбуатлирида қазақистан әдәбиятини тәшвиқ қилиш ишлирини кәң қанат яйдуруш, шундақла уйғур елидин бир топ язғучиларни тәклип қилиш охшаш ишлар һәққидә сөз болғанлиқини илгири сүрди. У шундақла уйғур әдәбиятиниң бир йиллиқ әмгикиниң һәммә саһәләр бойичә утуқлуқ болғанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “язғучилиримизниң әң чоң мәсилилири, өз тарихини билиш өз алдиға чоққа болса, иккинчидин, қазақистанниң мустәқиллиқи дәвридә иттипақлиқ, достлуқ, биллә яшаватқан хәлқләр вә башқилар һәққидә әсәрләрни йезиш. Омумән язғучиларға болған ғәмхорлуқ бурунму болған, һазирму болиду. Һазир бизниң әдәбиятимизғиму наһайити чоң көңүл бөлүнүватиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.