Белиқиз сәмәди: тәклимакан чөлидики қаттиқ җисманий әмгәкләрму дадамниң роһини сундуралмиған

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2014.03.28
ziya-semedi.jpg Зия сәмәди әпәнди
RFA/Oyghan


Ахирқи һаятини қазақистанда өткүзүп иҗадийәт билән шуғулланған мәрһум язғучи зия сәмәдиниң қизи белиқиз сәмәди дадисиниң хитай коммунистлириниң һәр хил тәқибләшлири астида қаттиқ риязәтләрни чәккәнликини ейтти.

У шу хил тәқибләшләр һәққидә тохтилип “әмма тәклимакан чөлидики қаттиқ җисманий әмгәкләрму сүргүндики дадамниң роһини сундуралмиған иди” деди.

Мәлум болушичә, мәрһум зия сәмәди шәрқий түркистандики вақтидила қазақ уйғур - достлуқини күчәйтиштә зор рол ойниған.

Мәлумки, зия сәмәди 1950 - вә1958 - йиллар арилиқида өлкилик мәдәнийәт башқармисиниң башлиқи, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райони маарип назаритиниң муавин назири, мәдәнийәт назаритиниң назири лавазимлирини атқурди, аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң әзаси болуп сайланди.

У шуниң билән бир қатарда, уйғур аптоном районлуқ әдәбият - сәнәтчиләр бирләшмисиниң рәиси, язғучилар иттипақи рәиси, уйғур райони ташқи ишлар башқармисиниң муавин башлиқи қатарлиқ рәһбәрлик орунларда ишлиди. 50 - Йилларниң иккинчи йеримида сиясий тәқибләшләр башлинип, зия сәмәди вә башқа көплигән илғар зиялийлар, миллий азадлиқ һәрикити қатнашқучилири қатарида “оңчи, йәрлик милләтчи” дәп әйиблинип әмгәк билән өзгәртиш лагерлириға паланған иди.

Зия сәмәди 1961 - йили аилиси билән қазақистанға көчүп чиқишқа мәҗбур болиду. У узун йиллар давамида әдәбий иҗадийәт билән шуғуллинип, қазақистан уйғур әдәбиятиниң тәрәққиятиға мунасип төһпә қошти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.