Шинҗаң университетида дәрсханидин тутуп кетилгән мәһмут мәмтиминниң 13 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнди

Вашингтондин мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди
2023.05.25
saqchi-uyghur-kimlik-tekshurush.jpg Хитай сақчиси бир уйғур яшниң кимликини тәкшүрүватқан көрүнүши. 2017-Йили 24-март, қәшқәр.
REUTERS

Йеқинда “шаһит биз” торида шинҗаң университетиниң оқуғучиси мәһмут мәмтиминниң қағилиқтин кәлгән икки сақчи тәрипидин дәрсханидин тутуп кетилгәнлики хәвәр қилинғаниди. Мухбиримизниң бу һәқтә шинҗаң университетиға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, мәһмут мәмтиминниң 2017-йили тутқун қилинғандин кейин 13 йиллиқ кесиветилгәнлики дәлилләнди.

Мустәқил тәтқиқатчи ген бонин әпәндиниң фәйсбок һесабида хәвәр қилинишичә, шинҗаң университети учур-техника институтиниң оқуғучиси мәһмут мәмтимин, 1500 километир йирақлиқтики юрти қағилиқтин кәлгән икки сақчи тәрипидин дәрсханидин тутуп кетилгән. Ген бонин әпәндиниң алдинқи йили ашкариланған үрүмчи сақчи архиплиридики учурларға асасән баян қилишичә, мәзкур вәқә 2017 ‏-йили 7 ‏-декабир күни чүш саәт 12 мәзгилидә йүз бәргән.

Биз бу һәқтә учур елиш үчүн, шинҗаң университетиниң алақидар бөлүм вә органлириға телефон қилдуқ. Телефонимизни қобул қилған учур техника институти хадими, мәһмут мәмтимин мәнсуп болған синипниң оқуш пүттүрүп болғанлиқини әскәртиш билән бирликтә, бу һәқтә мәктәп партийә вә мәмурийәт ишханисидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.

“шаһит биз” торида елан қилинған шинҗаң университет оқуғучиси мәһмут мәмтимин һәққидики учурлар.
“шаһит биз” торида елан қилинған шинҗаң университет оқуғучиси мәһмут мәмтимин һәққидики учурлар.
shahit.biz

“шаһит биз” торида қәйт қилинишичә, мәһмут мәмтимин, мәзкур институтниң компютер илми кәспидә оқуған болуп, у қол телефонида интернетта тамдин атлаш детали в п н ни ишләткәнлики үчүн, гуманлиқ шәхскә айланған. Мәһмут мәмтиминни дәрсханидин тутуп елип меңишқа шинҗаң университети сақчиханисиниң хадимлири маслашқан. Шинҗаң университети сақчиханисиниң ашкарилишичә, учур техника институти нөвәттә шинҗаң университетидин йөткилип кәткән болғачқа, бу институтниң җамаәт хәвпсизлик ишлири ғалибийәт сақчиханисиға өткүзүветилгән.

Ғалибийәт сақчиханиси хадими, мәһмут мәмтиминни дәрсханидин елип чиқип кәткән сақчиларға шинҗаң университетиниң абдувәли исимлик бир сақчи хадими һәмкарлашқанлиқини ашкарилиди. Мәзкур хадим, мәһмут мәмтиминниң 2017-йили тутулғанлиқини дәлилләш билән бирликтә, униң 13 йиллиқ кесиветилгәнликини ашкарилиди.

Дейилишичә, мәһмут мәмтимин “қанунсиз учурлар” ни көргәнлики үчүн дөләт бихәтәрликигә тәһдит йәткүзүш билән әйибләнгән вә нөвәттә тумшуқ түрмисидә җаза муддитини өтимәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.