Майк помпейо явропа дипломатлири билән хитай һәққидики ортақ әндишилири үстидә сөһбәт өткүзидикән

Мухбиримиз җүмә
2020.09.20
pompeo-2020-5-awghust.jpg Америка ташқи ишлар министири майк помпейо әпәнди ташқи ишлар министирлиқида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида сөзләватқан көрүнүш. 2020-Йили 5-авғуст, вашингтон.
AP

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо мушу ай ичидә явропа дипломатлири билән учуршуп, икки тәрәпниң хитай һәққидики ортақ әндишилири үстидә сөһбәт өткүзидикән.

“җәнубий хитай сәһәр гезити” ниң хәвәр қилишичә, бу һәқтики учурларни ашкарилиған бир юқири дәриҗилик явропа дипломати америка вә явропа дипломатлири арисида өткүзүлидиған бу сөһбәтниң хитайға қариши бирликсәп қурулушиниң алдини елш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқан бейҗиң даирилирини тәшвишкә салидикән. 

Хәвәргә қариғанда, помпейо йәнә италийә вә ватиканни зиярәт қилип, италийә даирилирини хитайниң “бир йол бир бәлвағ қурулуши” келишимидин ваз кечишкә қайил қилишқа тиришчанлиқ көрситидикән.

Италийә хитайниң “бир йол бир бәлвағ қурулуши” пиланиға аваз қошқан бир дин бир 7г дөлити иди.

Өзини мәхпий тутқан мәзкур явропа дипломати, явропа әллириниң ташқи сиясәткә мәсул дипломати җосеп боррел дүшәнбә күни явропа иттипақиға әза 27 дөләтниң ташқи ишлар министирлириға америка билән өткүзүлидиған диялог тәклипини рәсмий шәкилдә билдүридикән. 

У йәнә америка-явропа диялогиниң бундин кейин давамлиқ өткүзүлүп туридилиғанлиқини, буниң әң бурун болғанда бу ай башлинидиғанлиқини ейтқан. 

Өзини мәхпий тутқан мәзкур явропа дипломати йәнә, явропаниң америка билән хитай хусусидики ортақ әндишлири үстидә сөһбәт өткүзүштин мәмнун икәнликни, буниң бейҗиңға интайин күчлүк бир сигнал беридиғанлиқини ейтқан. 

Америка-явропа дипломатлири арисида өткүзүлидиған бу сөһбәтниң һәқиқий вақти 21-сентәбир дүшәнбә күни ениқ болидикән. 

Бу сөһбәтниң хитай дипломати ваң йиниң икки һәптә бурун явропаға қаратқан зиярити мәғлубийәт билән аяғлашқанлиқи вә хитай рәиси ши җинпиңниң явропа рәһбәрлири билән бу һәптә өткүзгән интернет сөһбити күткәндәк үнүм бәрмигәнлики хәвәр қилинған мәзгилгә тоғра кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.