Мириям лексман, явропа парламентиниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға қайтурған инкасни әйиблиди

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2022.11.23

Явропа парламентиниң әзаси мириям лексман ханим, явропа парламентиниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға қайтурған инкасни әйиблиди. У, сөһбәт җәрянида йәнә уйғур мәҗбурий әмгәк мәсилиси, хитайниң явропадики тәтүр тәшвиқати қатарлиқ темилардиму тохталди вә бу һәқтики тәһдитниң интайин юқири икәнликини, буларға җиддий рәвиштә инкас қайтуруш лазимлиқини билдүрди.

Силовакийәлик сиясәтчи мириям лексман ханим явропа парламентидики “христиан демократик һәрикити партийәси” ниң әзаси. У, явропа парламентида уйғурларни қоллап кетиватқан нопузлуқ сиясийонларниң бири.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.