Миркамил турғун: “2008-йили қәшқәрдә көргәнлирим һаятимниң бурулуш нуқтиси болуп қалди!”

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.07.25
arte-xelqarada-uyghur-mesilisi-Le-Reveil-Des-Ouighours Артә қанилиниң мухбирлири “уйғурларниң ойғиниши” (Le Réveil Des Ouïghours) намлиқ һөҗҗәтлик филимдин елинған.
arte.tv

Миркамил турғун 2005-йили фирансийәгә оқушқа чиққан болуп, париждики леонард давинчи университетида үч өлчәмлик (3D) картон филимини асас қилған рәқәмлик филим ишләш кәспи бойичә оқушқа кириду. 2008-Йили язда аилисини йоқлап үрүмчигә қайтиду.

У вақитларда фирансийә Arte қанилиниң мухбирлири “уйғурларниң ойғиниши” (Le Réveil Des Ouïghours) Намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләш үчүн үрүмчигә барған болуп, миркамил у мухбирлар билән тонушуп қалиду. Мухбирлар миркамилниң фирансузчә, инглизчә вә хитайчә билидиғанлиқини билгәндин кейин, уни тәрҗиман болуп беришкә тәклип қилиду. Шуниң билән миркамил мәзкур һөҗҗәтлик филимни сүрәткә елиш җәрянида мухбирларға тәрҗиман болуп, улар билән биллә қәшқәргә бариду вә зиярәт қилиш җәрянида хитай даирилири тәрипидин қолға елиниду. Узун тәкшүрүшләрдин кейин мухбирлар билән биллә қоюп берилиду. У түрмигә ташлиниш хәвпини һес қилип, һөҗҗәтлик филим қоюлуштин бурун аилисидикиләргә қәшқәрдә немә иш болғанлиқини билдүрмәстин, улар билән хошлишип фирансийәгә қайтиду.

Миркамил әйни вақитта ашу һөҗҗәтлик филимниң һаятиниң бурулуш нуқтиси болуп қалидиғанлиқини хиялиғиму кәлтүрмигән.

Миркамилиниң ашу вәқәдин кейинки һаяти һәққидә параңлаштуқ. Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.