Җәнвәдики б д т бинаси алдида вә стокһолмдики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди
2021.10.04
2-Өктәбир күни җәнвәдики б д т бинаси алдида һәм стокһолмдики хитай әлчиханиси алдида “ирқий қирғинчилиқ” қа вә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши намайиш өткүзүлди.
Шиветсарийәниң җәнвә шәһиридин игилигән мәлуматлиримизға қариғанда, 2-өктәбир күни җәнвәдики б д т бинаси алдида “ирқий қирғинчилиқ” қа вә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға қарши бирләшмә намайиш өткүзүлгән. Намайишни шиветсарийәдики йәрлик университет оқуғучилири тәрипидин қурулған “уйғурлар үчүн җәнвә” намлиқ тәшкилат уюштурған.
Д у қ ниң җәнвәдики вәкили кәрим шәриф әпәндиниң билдүришичә, бу намайишни җәнвәниң шәһәр башлиқи учур йоллап тәбриклигән. Намайишқа қатнашқан һәбибуллаһ изчи әпәнди җәнвәдин зияритимизни қобул қилғанда, намайишниң алди билән “лагер қурбанлири” ға тәзийә билдүрүп, сүкүттә туруш билән башланғанлиқини, андин “уйғурлар үчүн җәнвә” намлиқ тәшкилатниң рәһбәрлири нутуқ сөзләп, хитайниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзиватқан “ирқий қирғинчилиқи” ни қаттиқ әйиблигәнликини, шиветсарийә һөкүмитиниң “уйғур қирғинчилиқи” ни етирап қилип, уйғурлар мәсилисини хитай билән болған депломатик мунасивәтләрдә күнтәртипкә елишини мураҗиәт қилғанлиқини тилға алди. Шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси андели әпәнди бу һәқтә тохталғанда, гәрчә у бу намайишқа бивастә қатнишалмиған болсиму, әмма намайишниң мәнилик, тәсирлик өткәнликидин хәвәр тапқанлиқини әскәртти.
2-Өктәбир күни йәнә шиветсийә пайтәхти стокһолмдики хитай әлчиханиси алдидиму намайиш өткүзүлгән. Хитай әлчиханиси һәр қетимқиға охшаш әлчихана ичидин юқири авазлиқ музика қоюп берип, намайишқа тәсир көрситишкә урунған. Уйғур намайишчилар буниңға қарши юқири авазлиқ яңратқуларни ишлитип, шәрқий түркистанниң истиқлал маршини қоюп, хитайниң шавқунлириға тақабил турған. Шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсуллиридин әхмәтҗан әпәнди бу хусуста тохталғанда, бу қетимқи намайишниң хитай коммунистлириниң 72 йиллиқ асарәтлик зулумлириға қарши турушни мәқсәд қилғанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болғинидәк, 1-2-өктәбир күнлири дуняниң һәрқайси әллиридик уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан дөләтләрдә хитай коммунист һакимийитиниң 72 йиллиқ қанлиқ тарихини әйибләп һәрхил көләмләрдә намайишлар елип берилған иди.