Америка авам палатаси рәиси нәнси пелоси уйғурлар мәсилисигә давамлиқ көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән
2022.07.29

Америка билән хитайниң мунасивити яманлишиватқан, америка авам палатаси рәиси нәнси пелосиниң тәйвәнгә бериш-бармаслиқи қизиқ нуқтиға айлиниватқан бу күнләрдә, нәнси пелоси 7-айниң 28-күни уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас, уйғур тәтқиқат мәркизиниң башлиқи абдулһәким идрис қатарлиқлар билән көрүшкән. У тәйвән мәсилисидила әмәс, уйғурларни хитайниң ирқий қирғинчилиқидин қоғдаш күришидә давамлиқ уйғурларниң йенида туридиғанлиқини билдүргән.
Рошән аббас ханим билән абдулһәким идрис радийомизға бәргән зияритидә бу қетимлиқ учришишниң наһайити әһмийәтлик болғанлиқини билдүрди. Бу учришиш хитай рәиси ши җинпиң билән җов байден сөһбәт өткүзгән бир күнгә, шундақла хитай һөкүмити нәнси пелосиниң тәйвәнгә бармаслиқини тәләп қилип тәһдит селиватқан күнләргә тоғра кәлгән болуп, нәнси пелоси уйғур паалийәтчилири билән көрүшүп, уларни қоллайдиғанлиқини көрситиш арқилиқ хитайни қаттиқ биарам қилған.
Рошән аббас ханим бу қетимлиқ учришиш һәққидә мәлумат берип, нәнси пелоси билән уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа мунасивәтлик қанунларниң иҗра қилиниши вә йеңи қанунларниң түзүлүши, америка вә башқа дөләтләрдики уйғурларни хитайниң чегра һалқиған зиянкәшликидин қоғдаш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә сөһбәтләшкән. Улар йәнә дунядики мусулманларниң уйғурларни қоллаш мәсилисиниму музакирә қилған. Нәнси пелоси ханим хитай тәһдитигә тақабил туруп, уйғурларни қоғдаш мәсилисини ялғуз американиң ирадиси вә американиң қануни биләнла әмәс, дуняниң ирадиси вә инсанийәтниң ортақ тиришчанлиқи арқилиқ һәл қилиш пикрини билдүргән.
Абдулһәким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, улар бу қетимлиқ учришишта нәнси пелосиға йеқинда хитай рәиси ши җинпиңниң уйғур райониға берип давамлиқ ирқий қирғинчилиқ сиясити елип беришқа йолйоруқ бәргәнлики, 7-айниң 31-күни дуняниң 10 нәччә шәһридики мусулманлар тәшкилатиниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини тохтитишқа чақириқ қилип намайиш өткүзидиғанлиқи һәққидә мәлумат бәргән. Нәнси пелоси ханимму бу ишта мусулманлар дунясини һәрикәткә кәлтүрүшниң муһимлиқини билдүргән.
Игилишимизчә, америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң рәиси нури түркәл, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим қатарлиқларму бу икки күндә илгири-ахир болуп америка дөләт мәҗлиси әзалиридин җәймес мәкгавренн, там сози, җенифер векстон қатарлиқлар билән көрүшүп, уйғурларниң америка дөләт мәҗлисидә күнтәртиптә туруватқан мәсилилири вә кәлгүсидә қилидиған ишлар һәққидә музакириләшкән. Әлфидар илтәбир ханим зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә мәлумат бәрди.
Юқиридики сөһбәт улинишидин тәпсилий мәзмунни аңлиғайсиләр.