Уйғур йигити нариман қурбаноф дуня мусабиқисидә алтун медалға еришти
2023.03.07
3-Мартта қатар пайтәхти дохада тамамланған гимнастика бойичә дуня мусабиқисиниң нөвәттики басқучида уйғур миллитиниң вәкили нариман қурбаноф алтун медалға еришти. У яғач атта оюн көрситиш түри бойичә маһаритини намаян қилип, биринчи орунни игилиди.
Нариман қурбанофниң бу утуқи тоғрилиқ қазақистанниң “қазақахбарат”, “қазтаг”, “теңринюс” қатарлиқ әң инавәтлик ахбарат васитилири хәвәр қилған. Уларда ейтилишичә, бу мусабиқигә қазақистан командисидин төт нәпәр тәнһәрикәтчи қатнашқан. Нариман қурбаноф илгириму бир нәччә дуня мусабиқилиригә қатнишип, қазақистанниң шәнини қоғдиғаниди.
Хәвәрләрдин йәнә мәлум болушичә, буниңдин бир нәччә күн илгири германийәниң котбас шәһиридә өткән дуня мусабиқисидә нариман қурбаноф мис медалға еришкән.
Биз һазир әзәрбәйҗан пайтәхти бакуда өтидиған гимнастика бойичә дуня мусабиқисиниң нөвәттики басқучиға тәйярлиниватқан хәлқара тәнһәрикәт маһири нариман қурбаноф билән алақиләштуқ.
У дохада өткән мусабиқигә 48 мәмликәттин 60 қа йеқин тәнһәрикәтчиниң қатнашқанлиқини, униңға қаттиқ тәйярланғанлиқини оттуриға қойди.
У мундақ деди: “йилниң бешидин тартип бизниң команда алмута шәһиридә үч қетим чоң йиғилишта болди. У йәрдә барлиқи алдин-ала пиланланғандәк болди. Февралниң айиғида германийәгә берип, мис медал йеңивалдим. У йәрдә тәҗрибә топлап, чоң ишәнч билән дохадики мусабиқидә биринчи орунни йеңивалдим. Тәйярлиқ җәрянида һеч қандақ бир еғирчилиқ көрмидим. Мәшиқлиниш үчүнму барлиқ шараитлар яритилди. Тренерлар, дохтурлар вә башқилар даим йенимизда болди. Мени хушал қилғини шу. Мениң билән биллә барған милат карими, иляс әзизоф вә димитрий потанин әмди техи өз маһаритини көрситишкә башлиған болсиму, улар бир нәччә қетим алдинқи қатарларда болди. Болупму иляс әзизоф алтинчи орунни игилиди. Буму яхши көрсәткүч”.
“кентавр” қабилийәтлик тәнһәрикәтчиләргә ярдәм қилиш җәмийәтлик фондиниң президенти, қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренери, нариман қурбанофниң устази мәхмут искәндәроф әпәнди мундақ деди: “мән ойлаймәнки, көплигән гимнастика һәвәскарлири уни яхши билиду. У пәқәт уйғур юлтузила әмәс, у һәм қазақистанниң мәшһур тәнһәрикәтчиси вә гимнастикичиси. У һәм қазақистанниң пәхри. Бир нәччә йилдин буян у нәччә қетим қазақистанниң байриқини көтүрүп чиқип, тәҗрибилик гимнастикичи дәриҗисигә йәтти. Һазир барлиқимиз униң утуқидин хушал болуватимиз. Бу йәрдә униң дадиси, гимнастика бойичә қазақистанниң хизмәт көрсәткән тренер, қазақистан командисиниң тренер һүсәнҗан қурбанофниң чоң төһписи бар. Һазир нариманни асасән шу мәшиқләндүрүватиду. Дохада өткән мусабиқигә дуняниң әң күчлүк тәнһәрикәтчилири йиғилди. Бу қетим нариман дуня чемпийони ирландийәлик рис мак ленаганндин вә тәйвәнлик шао ю яндин озуп чиқти. Бизниң алдимизға қойған әмдики әң биринчи нишанимиз-уйғур пәрзәндиниң 2024-йили болидиған олимпик оюниға қатнишип, хәлқимизни дуняға тонуштуруштур. Униң үчүн нариман барлиқ дуня мусабиқиси басқучлиридин өтүп, дуня чемпийони дегән дәриҗигә йетиши вә олимпик мусабиқисигә йолланма елиши керәк. Бу уйғур хәлқиниң һәр қандақ бир вәкилиниң армини”.
Мәхмут искәндәроф нариман қурбанофқа ишинидиғанлиқини билдүрүп, униңға чоң утуқлар тилиди.
Қазақистан уйғур яшлири иттипақиниң әзаси бәхтинур садиқова ханим мундақ деди: “қериндишимиз нариман қурбанофниң германийәдики дуня мусабиқисидә мис медалиға, андин қатар мәмликитидә өткән дуня мусабиқисидә алтун медалға еришкини бизни, болупму қазақистандики уйғур яшлирини қаттиқ хушал қилди. Нариман мушуниң билән бир нәччә қетим дуня мусабиқилиридә чемпийон аталди. Бу һәр қандақ тәнһәрикәтчиниң қолидин келивәрмәйду. Раст, тәнһәрикәтниң һәр хил түрлири бойичә дуня мусабиқилиригә қатнишип, яхши нәтиҗиләрни көрситиватқан уйғур қиз-йигитлири арқа-арқидин чиқиватиду. Улар, биринчидин, қазақистан байриқини егизгә көтүрүп ләпилдәтсә, иккинчидин, өзлириниң уйғур хәлқиниң пәрзәнтлири икәнликини дуняға тонутуватиду. Мән нариман қурбанофниң қанчилик тиришчан, қанчилик вәтәнпәрвәр, йәни өз вәтининиң абруйи үчүн күрәш қиливатқан пәрзәнд екәнликигә көзүм йетиватиду. Мушу йеқинқи күнләрдә у бакудики дуня мусабиқисигә қатнишидикән. Мән пүткүл қазақистан уйғур яшлири намидин нариманға чин дилимдин чоң утуқлар тиләймән!”
Игилишимизчә, нариман қурбаноф 2018-йили канадада өткән дуня гимнастика мусабиқисидә “яғач атта моллақ етиш” һәрикәт усули билән әң юқири дәриҗә көрситип, хәлқара гимнастика федератсийәси униң бу һәрикәт шәклигә “қурбанофчә һәрикәт” дәп нам бәргән.