Америкадики Netroots Nation ниң 2022-йиллиқ йиғинида уйғур вәзийити аңлитилған
2022.08.19

Америкадики Netroots Nation демократийә вә тәрәқиятни тәшәббус қилидиған, пайда елишни мәқсәт қилмайдиған бир аммиви орган болуп, мәзкур органниң 2022-йиллиқ йиғини американиң пенсилванийә шитатиға қарашлиқ петирсбург шәһридә ечилған. Бу йиғинға 3000 ға йеқин адәм қатнашқан. Йиғин 18-авғусттин 20-авғустқичә 3 күн давамлишидиған болуп, америкидики “уйғур һәркити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим, бу йиғинда хитай һөкүмитиниң уйғур сиясити һәққидә доклат беришкә тәклип қилинған.
Рошән аббас ханим петирсбург шәһридин телефон зияритимизни қобул қилип, өзиниң 18-ағуст, йәни йиғинниң 1-күнидики “кишилик һоқуқ американиң ташқий сияситиниң асаси болуши керәк” дегән мәхсус темилиқ муһакимидә доклат беришкә уюштурулғанлиқини билдүрди.
Рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, у доклатида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастурушлири, болупму ирқий қирғинчилиққа учраватқан уйғурларниң һазирқи қийин вәзийити һәққидә мәлумат бәргән. У доклатида йәнә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқниң конкирет ипадилири болған лагерларға қамаш, мәҗбури әмгәк, уйғур аяллирини туғмас қилиш, уйғур яшлирини хитай өлкилиригә йөткәп қул ишчи қилиш, хитайлар билән никаһлинишқа мәҗбурлаш, уйғурларниң тили вә диний етиқадини чәкләш, уйғур балилирини ата-анилиридин айрип хитайчә услубта тәрбийәләш қатарлиқлар һәққидиму дәлил-пакитларни көрситип өткән. У доклатиниң ахирида американиң хитайға қаратқан сияситидә уйғур мәсилисини муһим бир мәсилә сүпитидә нәзәргә елишни тәкитлигән.
Рошән аббас ханим йәнә мәзкур йиғинни уюштурған Netroots Nation Намлиқ орган вә униң паалийәтлири һәққидиму қисқичә чүшәнчә берип өтти.
Мәзкур органтниң тор бекитидиму органниң характери вә паалийәтлири һәққидә чүшәндүрүш берилгән. Униңда баян қилинишичә, Netroots Nation намлиқ бу орган пайда-мәнпәәт қоғлашмайдиған, демократийә вә тәрәққиятни тәшәббус қилидиған бир аммивий орган икән.
Мәзкур орган 2006-йилдин буян һәр йили нәччә миң киши қатнашқан зор көләмлик йиғинларни уюштуруп кәлгән икән. Бу орган һәққидики тор учурлирида дейилишичә, йилда бир қетим ечилидиған бу органниң бу хилдики чоң йиғинлириға америкадики сотчилар, адвокатлар, сияси партийә вә тәшкилатлар вә сода-санаәт саһәсидикиләрни өз ичигә алған һәр саһә кишилири қатнишидикән.